MATTHEW
Chapter 28
Matt | UyCyr | 28:1 | Дәм елиш күни өтүп йәкшәнбә күни таң сүзүлгәндә, мәҗдәллик Мәрийәм билән йәнә бир Мәрийәм қәбирни йоқлап барди. | |
Matt | UyCyr | 28:2 | Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәп кәтти, чүнки Рәбниң периштәлиридин бири асмандин чүшүп, қәбиргә берип, ташни бир янға домилитип, үстидә олтарған еди. | |
Matt | UyCyr | 28:5 | Периштә аялларға мундақ деди: — Қорқмаңлар! Силәрниң чапрас яғачқа миқланған һәзрити Әйсани издәйдиғанлиғиңларни билимән. | |
Matt | UyCyr | 28:7 | Дәрһал берип Униң шагиртлириға: «Һәзрити Әйса өлүмдин тирилипту. Җәлилийәгә силәрдин авал баридикән, Уни шу йәрдә көридикәнсиләр», дәңлар. Мана мән силәргә ейтип бәрдим. | |
Matt | UyCyr | 28:8 | Аяллар бир тәрәптин қорқса, йәнә бир тәрәптин зор хошаллиқ ичидә қәбирдин дәрһал кетип, жүгригән пети һәзрити Әйсаниң шагиртлириға хәвәр беришкә кетишти. | |
Matt | UyCyr | 28:9 | Тосаттин һәзрити Әйса уларниң алдиға чиқип: — Салам силәргә! — деди. Уларму алдиға берип, һәзрити Әйсаниң путиға есилип, Униңға сәҗдә қилди. | |
Matt | UyCyr | 28:10 | Шу чағда һәзрити Әйса уларға: — Қорқмаңлар! Берип қериндашлиримға хәвәр қилиңлар. Җәлилийәгә барсун, Мени шу йәрдә көриду, — деди. | |
Matt | UyCyr | 28:11 | Аяллар техи йолда кетиватқанда, қәбир қоғдиғучиларниң бәзилири шәһәргә кирип, болған вақиәләрниң һәммисини алий роһанийларға хәвәр қилди. | |
Matt | UyCyr | 28:12 | Алий роһанийлар ақсақаллар билән бир йәргә жиғилип мәслиһәтләшкәндин кейин, ләшкәрләргә зор миқдарда пул берип: | |
Matt | UyCyr | 28:13 | — Силәр: «Әйсаниң шагиртлири кечиси келип, биз ухлаватқанда, Униң җәсидини оғрилап әкетипту», дәңлар. | |
Matt | UyCyr | 28:14 | Әгәр бу хәвәр һакимниң қулиғиға йетип қалса, биз ариға чүшүп, силәргә гәп кәлтүрмәймиз, — деди. | |
Matt | UyCyr | 28:15 | Шундақ қилип, ләшкәрләр пулни алди вә уларниң дегини бойичә қилди. Бу ялған гәп-сөз бүгүнгичә йәһудийлар арисида тарқилип кәлмәктә. | |
Matt | UyCyr | 28:17 | Улар һәзрити Әйсани көргинидә, Униңға сәҗдә қилишти, лекин бәзилири гуман ичидә еди. | |
Matt | UyCyr | 28:18 | Һәзрити Әйса уларниң йениға келип, мундақ деди: — Асманда вә йәр йүзидә пүтүн һоқуқ Маңа берилди. | |
Matt | UyCyr | 28:19 | Шуниң үчүн берип пүткүл милләтләрни Мениң шагиртлирим қилип йетиштүрүңлар. Уларни Худа Ата, Униң Оғли вә Муқәддәс Роһниң нами билән чөмүлдүрүп, | |