Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next
Chapter 21
Matt UyCyr 21:1  Һәзрити Әйса шагиртлири билән Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи йезисиға кәлгинидә,
Matt UyCyr 21:2  һәзрити Әйса икки шагиртини мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. У йәрдә бағлақлиқ бир ешәк вә униң йенидики бир тәхәйни көрисиләр. Уларни йешип алдимға йетиләп келиңлар.
Matt UyCyr 21:3  Бирси силәргә бир немә десә, «Рәббимизниң буларға һаҗити чүшти», дәңлар. Уму дәрһал тәливиң­ларға қошулиду.
Matt UyCyr 21:4  Бу вақиә пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған мону сөзләрни әмәлгә ашурди:
Matt UyCyr 21:5  «Йерусалим хәлқигә ейтиңлар: ‹ Мана Падишариңлар келиватиду, У кичик пеиллиқ билән бир ешәккә, Тәхәйгә минип, Силәрниң йениңларға келиватиду › ».
Matt UyCyr 21:6  Һелиқи икки шагирт берип һәзрити Әйсаниң дегинидәк қилди.
Matt UyCyr 21:7  Ешәк билән тәхәйни йетиләп келип, үстилиригә чапанлирини салди вә һәзрити Әйсани үстигә миндүрди.
Matt UyCyr 21:8  Нурғун кишиләр чапанлирини йолға паяндаз қилип салди. Бәзилири дәрәқ шахлирини кесип йолға яйди.
Matt UyCyr 21:9  Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкән халайиқ: «Падиша Давутниң Әвлади үчүн Худаға шүкүр! Пәрвәрдигаримизниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Әң бүйүктики Худаға шүкүрләр ейтилсун!» дәп вақиришатти.
Matt UyCyr 21:10  Һәзрити Әйса Йерусалимға киргәндә, пүтүн шәһәр һаяҗанға кәлди. Кишиләр: — Бу кимду? — дейишәтти.
Matt UyCyr 21:11  Халайиқ: — Бу Җәлилийә өлкисиниң Насирә шәһиридин болған Әйса пәйғәмбәр, — дәп җавап беришәтти.
Matt UyCyr 21:12  Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәммисини һайдап чиқарди. Пул тегишидиғанларниң покәйлирини вә кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүветип,
Matt UyCyr 21:13  уларға: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп аталсун», дегән сөзи йезилған. Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландуруватисиләр! — деди.
Matt UyCyr 21:14  Һәзрити Әйса ибадәтхана һойлилирида алдиға елип келингән қарғу вә токуларни сақайтти.
Matt UyCyr 21:15  Лекин алий роһанийлар билән Тәврат устазлири Униң яратқан мөҗүзилирини вә ибадәтханида: «Падиша Давутниң Әвлади үчүн Худаға шүкүр!» дәп җар салған балиларни көрүп ғәзәпләнди.
Matt UyCyr 21:16  Улар һәзрити Әйсадин: — Бу балиларниң немә дәватқанлиғини аңлаватамсән? — дәп сориди. — Аңлаватимән, — деди һәзрити Әйса, — силәр Муқәддәс Язмилар­­дики: «Кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин өзәңгә мәдһийиләр кәлтүрдүң», дегән сөзләрни зади оқумиғанму?
Matt UyCyr 21:17  Андин һәзрити Әйса улардин айрилип, шәһәрдин чиқип Бәйта­ния йезисиға берип, кечини шу йәрдә өткүзди.
Matt UyCyr 21:18  Әтиси әтигәндә һәзрити Әйса шәһәргә қайтип кетиватқанда, қосиғи ечип кәткән еди.
Matt UyCyr 21:19  У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Дәрәқтә йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, дәрәққә қарап: — Буниңдин кейин мәңгү мевә бәрмигәйсән! — девиди, әнҗир дәриғи шу ан қуруп кәтти.
Matt UyCyr 21:20  Буни көргән шагиртлар һәйран болуп: — Әнҗир дәриғи қандақчә бирдинла қуруп кәтти! — дәп сориди.
Matt UyCyr 21:21  Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди: — Билип қоюңларки, әгәр қилчә гуманланмай Худаға ишән­сәңлар, Мән әнҗир дәриғигә қилғанни силәрму қилалайсиләр. Һәтта бу таққа: «Қозғал, деңизға ташлан!» десәңларму, дегиниңлар иҗавәт болиду.
Matt UyCyr 21:22  Ишәнчиңлар болса, дуа билән тилигән һәр қандақ нәрсигә еришисиләр.
Matt UyCyr 21:23  Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, киши­ләргә тәлим бериватқанда, алий роһанийлар вә хәлиқ ақсақаллири Униң алдиға келип: — Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисиз? Сизгә бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сорашти.
Matt UyCyr 21:24  Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Мән авал силәрдин бир соал сорай. Әгәр силәр җавап бәрсәңлар, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән.
Matt UyCyr 21:25  Йәһия пәйғәмбәргә чөмүлдүрүш һоқуқини ким бәргән? Худаму яки инсанларму? Улар өз ара муназирә қилишқа башлап: — Әгәр «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду.
Matt UyCyr 21:26  Әгәр: «Инсанлар бәргән» десәк, хәлиқниң ғәзивидин қорқмисақ болмайду, чүнки улар Йәһияни пәйғәмбәр, дәп қарайду, — дейишти.
Matt UyCyr 21:27  Буниң билән улар һәзрити Әйсаға: — Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливат­қан­лиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға.
Matt UyCyr 21:28  Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп: — Силәр бу ишқа қандақ қарайсиләр? Бир адәмниң икки оғли бар екән. У чоң оғлиға: «Оғлум, бүгүн үзүмзарлиққа берип ишлигин», дәпту.
Matt UyCyr 21:29  «Бармаймән», дәпту оғли, лекин кейин пушайман қилип йәнила берипту.
Matt UyCyr 21:30  У адәм иккинчи оғлиғиму шундақ дәпту. У: «Хоп, дада, барай», дәптую, лекин бармапту.
Matt UyCyr 21:31  Бу иккисиниң қайсиси атисиниң буйруғини орунлиған болиду? — Чоң оғли, — дәп җавап бәрди улар. Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, инсапсиз баҗгирлар билән паһишиләр Худаниң Падишалиғиға силәрдин бурун кириду.
Matt UyCyr 21:32  Чүнки гәрчә Йәһия пәйғәмбәр силәргә һәққанийәт йолини көрсәткили кәлгән болсиму, силәр униңға ишәнмидиңлар; лекин баҗгирлар билән паһишиләр Униңға ишәнди. Силәр буни көрүп туруп, гунайиңларға товва қилип, Униңға ишәнмидиңлар.
Matt UyCyr 21:33  — Йәнә бир тәмсил аңлаңлар: Бир йәр егиси бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шарави ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту.
Matt UyCyr 21:34  Үзүм үзүш вақти кәлгәндә өзигә тегишлик һосулни әкелиш үчүн, қуллирини иҗарикәшләрниң йениға әвәтипту.
Matt UyCyr 21:35  Лекин иҗарикәшләр қулларни тутувелип, бирини думбалапту, бирини өлтүрүветипту, йәнә бирини чалма-кесәк қипту.
Matt UyCyr 21:36  Йәр егиси бу қетим алдинқидинму көп қуллирини әвәтипту, бирақ иҗарикәшләр уларғиму шундақ муамилә қипту.
Matt UyCyr 21:37  Ахирда йәр егиси «Оғлумниғу һөрмәт қилар», дәп уни әвәтипту.
Matt UyCyr 21:38  Лекин иҗарикәшләр йәр егисиниң оғлини көрүп, өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветип үзүмзар­лиғини егиләвалайли», дейишипту.
Matt UyCyr 21:39  Шундақ қилип, уни тутуп үзүмзар­лиқниң сиртиға сөрәп ачиқип өлтүрүветипту.
Matt UyCyr 21:40  Бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини кәлсә, иҗарикәшләрни қандақ қилиду?
Matt UyCyr 21:41  Улар һәзрити Әйсаға: — Бу вәһши адәмләрни дәһшәтлик өлүмгә мәһкүм қилиду. Үзүмзар­лиқни болса иҗарисини өз вақтида тапшуридиған кишиләргә иҗаригә бериду, — дәп җавап беришти.
Matt UyCyr 21:42  Һәзрити Әйса улардин сориди: — Зәбурдики мону сөзләрни зади оқумиғанмидиңлар? «Қурулушчилар ташлавәткән Таш Қурулушниң һул Теши болуп қалди. Бу Пәрвәрдигар тәрипидиндур, Биз үчүн әҗайип бир иштур».
Matt UyCyr 21:43  Билип қоюңларки, силәр шу сәвәптин Худаниң Падишалиғидин мәһрум қилинисиләр, Худаниң ирадиси бойичә яшайдиған кишиләр униңға егә болиду.
Matt UyCyr 21:44  Бу «Ташқа» жиқилған киши парә-парә болуп кетиду. «Таш» кимниң үстигә чүшсә, шуни кукум-талқан қиливетиду.
Matt UyCyr 21:45  Алий роһанийлар вә пәрисийләр һәзрити Әйсаниң ейтқан тәмсил­лирини аңлап, уларни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди.
Matt UyCyr 21:46  Уни тутушни ойлисиму, хәлиқтин қорқушти, чүнки хәлиқ Уни пәйғәмбәр, дәп қаратти.