MATTHEW
Chapter 19
Matt | UyCyr | 19:1 | Һәзрити Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Җәлилийә өлкисидин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. | |
Matt | UyCyr | 19:2 | Зор бир топ адәм Униңға әгишип кәлгән еди. Һәзрити Әйса уларниң арисидики кесәлләрни шу йәрдила сақайтти. | |
Matt | UyCyr | 19:3 | Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Униңға қапқан қуруш мәхситидә Униңдин: — Бир адәмниң һәр қандақ бир сәвәп билән аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 19:4 | Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Тәвратни оқумидиңларму? Яратқучи бурунла инсанларниң бир гәвдә болуши үчүн, уларни «Әр вә аял қилип яратти» вә | |
Matt | UyCyr | 19:5 | «Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур», деди. | |
Matt | UyCyr | 19:6 | Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бир тәндур. Шуниң үчүн Худа қошқанни инсан айримисун. | |
Matt | UyCyr | 19:7 | Пәрисийләр һәзрити Әйсадин: — Ундақта, Муса пәйғәмбәр немә үчүн Тәврат қанунида әрләрниң өз аяллириға бир парчә талақ хетини берипла уларни талақ қилса болидиғанлиғини ейтти? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 19:8 | Һәзрити Әйса уларға: — Тәрсалиғиңлардин Муса пәйғәмбәр аяллириңларни талақ қилса рухсәт қилған. Бирақ аләм яритилғанда бундақ әмәс еди. | |
Matt | UyCyr | 19:9 | Билип қоюңларки, аялини җинсий әхлақсизлиқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду. | |
Matt | UyCyr | 19:10 | Шагиртлар һәзрити Әйсаға: — Әгәр әр билән аял оттурисидики мунасивәт шундақ болса, ундақта өйләнмәслик яхши екән, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:11 | Һәзрити Әйса уларға: — Бу дегәнликни һәммила адәм әмәс, пәқәт Худа несип қилғанларла қобул қилалайду. | |
Matt | UyCyr | 19:12 | Өйләнмәйдиған кишиләр хилму-хилдур. Бәзиләр туғма җинсий қабилийити аҗизлар, бәзиләр башқилар тәрипидин пичиветилгәнләр, йәнә бәзиләр Асманниң Падишалиғи үчүн өйлиништин ваз кәчкәнләрдур. Бу дегәнликни қобул қилалайдиғанлар қобул қилсун! — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:13 | Қолини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балилирини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Бирақ шагиртлар уларни әйиплиди. | |
Matt | UyCyr | 19:14 | Һәзрити Әйса: — Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Асманниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:16 | Бир күни бир жигит һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, мән қандақ яхши ишларни қилсам, мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 19:17 | Һәзрити Әйса униңға: — Яхшилиқ тоғрисида немишкә Мәндин сорайсиз? Яхши болғучидин пәқәт Аирила бар. Мәңгүлүк һаятқа еришмәкчи болсиңиз, Униң әмирлирини ада қилиң, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:18 | — Қайси әмирләрни дәйсиз? — дәп сориди һелиқи жигит. Һәзрити Әйса мундақ деди: — Қатиллиқ қилма, нека садиқлиғини бузма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, | |
Matt | UyCyr | 19:20 | — Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән. Булардин башқа йәнә немиләрни қилишим керәк? — дәп сориди жигит. | |
Matt | UyCyr | 19:21 | Һәзрити Әйса униңға: — Әгәр кам-котисиз болушни халисиңиз, берип барлиқ мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз, асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:22 | Бу сөзни аңлиған жигит қайғу ичидә у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди. | |
Matt | UyCyr | 19:23 | Һәзрити Әйса шагиртлириға: — Билип қоюңларки, байларниң Асманниң Падишалиғиға кириши тәс. | |
Matt | UyCyr | 19:24 | Йәнә шуни ейтайки, уларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс! — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:25 | Буни аңлиған шагиртлар бәкму һәйран болушуп: — Ундақта, ким қутқузушқа еришәләйду? — дәп сорашти. | |
Matt | UyCyr | 19:26 | Һәзрити Әйса уларға қарап: — Бу инсанларниң қолидин кәлмәйду, лекин Худа һәммигә қадирдур, — деди. | |
Matt | UyCyr | 19:27 | Буниң билән Петрус Униңдин: — Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ! Биз буниңдин немигә еришимиз? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 19:28 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, йеңи дуния йетип келип, Инсан Оғли шанлиқ тәхтидә олтарғинида, силәр — Маңа әгәшкәнләр он икки тәхттә олтирип, исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүмранлиқ қилисиләр. | |
Matt | UyCyr | 19:29 | Мени дәп өйлири, қериндашлири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси йоқатқанлиридин йүз һәссә артуғираққа еришип, мәңгүлүк һаяттин һөзүрлиниду. | |