Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next
Chapter 5
Matt UyCyr 5:1  Һәзрити Әйса көпчиликни көрүп дөңгә чиқип, у йәрдә олтарди. Шагиртлириму Униң йениға кәлди.
Matt UyCyr 5:2  Һәзрити Әйса уларға тәлим беришкә башлиди:
Matt UyCyr 5:3  — Өзиниң Худаға болған муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Асманниң Падишалиғи уларниңдур.
Matt UyCyr 5:4  Қайғурғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларға тәсәлла бериду.
Matt UyCyr 5:5  Мулайим болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки йәр йүзигә мирасхордур улар.
Matt UyCyr 5:6  Һәққанийлиққа интилидиғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларни толуқ қанаәтләндүриду.
Matt UyCyr 5:7  Башқиларға рәһимдил болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларға рәһимдилдур.
Matt UyCyr 5:8  Қәлби пак болғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки улар Худани көриду.
Matt UyCyr 5:9  Течлиқ тәрәпдарлири нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Худа уларни пәрзәндим дәйду.
Matt UyCyr 5:10  Худаниң әмрини тутуп зиянкәшликкә учриғанлар нәқәдәр бәхитлик! Чүнки Асманниң Падишалиғи уларниңдур.
Matt UyCyr 5:11  Мән үчүн башқиларниң һақарәт, зиянкәшлик вә төһмитигә учрисаң­лар, нәқәдәр бәхитликсиләр.
Matt UyCyr 5:12  Шат-хорам болуңлар. Чүнки асманда силәр үчүн көп мукапат сақланмақта. Бурунқи пәйғәмбәр­ләрму мошундақ зиянкәшликләргә учриған.
Matt UyCyr 5:13  — Силәр йәр-йүзиниң тузидурсиләр. Һалбуки, әгәр туз өз тәми­ни йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини киргүзгили болмайду! У чағда у һеч немигә яримас ташланди нәрсигә айлинип, кишилә­рниң айиғи астида қелиштин башқа ишқа яримайду.
Matt UyCyr 5:14  Силәр дунияниң нуридурсиләр. Тағ үстигә селинған шәһәр йошуру­нал­майду.
Matt UyCyr 5:15  Йеқилған чирақни һеч ким дас астиға йошуруп қоймайду. Әксичә чирақданниң үстигә қойиду. Буниң билән өй ичидики адәмләргә йоруқлуқ чүшиду.
Matt UyCyr 5:16  Худди шуниңдәк, силәрниң нуруңлар инсанлар алдида шундақ чақнисунки, улар силәрниң қилған яхши әмәллириңларни көрүп, асмандики Атаңларға мәдһийиләр ейтсун.
Matt UyCyr 5:17  — Мени Тәврат қанунини яки пәйғәмбәрләрниң язғанлирини бекар қилғили кәлди, дәп қалмаңлар. Мән уларни бекар қилғили әмәс, бәлки әмәлгә ашурғили кәлдим.
Matt UyCyr 5:18  Билип қоюңларки, асман-зимин моҗутла болидикән, улар әмәлгә ашурулмиғичә, Тәвратниң бир һәрипи, һәтта бирәр чекитиму бекар қилинмайду.
Matt UyCyr 5:19  Шу сәвәптин, Тәврат қануниниң маддилиридин һәтта әң кичиклиригиму хилаплиқ қилип, башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр Асманниң Падишалиғидики адәмләрниң арисида әң әрзимәс һесаплиниду. Әксичә Тәврат қануниға әмәл қилғанлар вә башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр болса Асманниң Падишалиғида улуқ һесаплиниду.
Matt UyCyr 5:20  Шуңа билип қоюңларки, силәр Худаға бойсунушта Тәврат устазлири вә пәрисийләрдинму ешип кәтмисәңлар Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйсиләр.
Matt UyCyr 5:21  — Әҗдатлиримизға «Қатиллиқ қилма, қатиллиқ қилған һәр қандақ адәм сотқа тартилиду» дейилгән тәлимни аңлиғансиләр.
Matt UyCyr 5:22  Лекин шуни билип қоюңларки, қериндашлириға ғәзәпләнгәнләрму сотқа тартилиду. Қериндашлирини «ахмақ», дәп тиллиғанлар алий кеңәшмидә җавапкәрликкә тартилиду. Қериндашлирини «әбләх», дәп һақарәтлигәнләр отлуқ дозаққа чүшиду.
Matt UyCyr 5:23  Шуниң үчүн силәр Худаға һәдийә атимақчи болғиниңларда, қериндашлириңларниң силәргә қосақ көпүги барлиғи ядиңларға йәтсә,
Matt UyCyr 5:24  һәдийәңларни қоюп туруп, авал қериндишиңлар билән яришивелиңлар, андин келип һәдийәңларни атаңлар.
Matt UyCyr 5:25  Әгәр үстүңлардин әризә қилмақчи болған бири болса, сотқа чүшүштин бурун униң билән тездин яришивелиңлар. Болмиса, у силәрни сотчиға, сотчи болса гундипайға тапшуруп зинданға солитиве­тиду.
Matt UyCyr 5:26  Билип қоюңларки, селинған җәриманниң бир тийининиму қоймай төлимигичә, зиндандин чиқалмайсиләр.
Matt UyCyr 5:27  — Силәр «Нека садиқлиғини бузмаңлар» дегән тәлимни аңлиған.
Matt UyCyr 5:28  Лекин шуни билип қоюңларки, бирәр аялға шәһваний көзи билән қариған киши көңлидә у аял билән нека садиқлиғини бузған болиду.
Matt UyCyr 5:29  Шуңа, әгәр оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин, бәдиниңдики бир әзаниң набут болғини көп әвзәл.
Matt UyCyr 5:30  Әгәр оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташлавәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа киргинидин көрә, бәдиниңдики бир әзадин ваз кәчкиниң көп әвзәл.
Matt UyCyr 5:31  — Силәр «Кимду-ким аялини талақ қилса, талақ хетини бәрсун» дегән тәлимниму аңлиған.
Matt UyCyr 5:32  Бирақ шуни билип қоюңларки, бир адәм өз аялиниң җинсий әхлақсизлиқ қилишидин башқа ишини сәвәп қилип, уни талақ қилса һәм талақ қилинған аял йәнә бир әргә тәгсә, талақ қилған адәм өз аялини нека садиқлиғини бузушқа тутуп бәргән болиду. Талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму нека садиқлиғини бузған болиду.
Matt UyCyr 5:33  — Силәр әҗдатлириңларға «Қәсәмдин қайтма, Пәрвәрдигариңға қилған қәсимиңдә тур» дейилгән тәлимни аңлиған.
Matt UyCyr 5:34  Лекин шуни билип қоюңларки, қәтъий қәсәм қилмаңлар. Асманни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки асман улуқ Падиша Худаниң тәхтидур.
Matt UyCyr 5:35  Яки йәрни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки зимин Худаниң пут қойидиған йеридур. Йерусалимни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки у йәр улуқ Худаниң шәһиридур.
Matt UyCyr 5:36  Һәтта өз бешиңларни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки силәрниң чечиңларниң бир телиниму ақ яки қара рәңгә өзгәртишкә күчүңлар йәтмәйду.
Matt UyCyr 5:37  Пәқәт «һә-ә» дегиниңлар «һә-ә», «яқ» дегиниңлар «яқ» болсун. Буниңдин артуғи шәйтандин келиду.
Matt UyCyr 5:38  — Силәр «Қанға қан, җанға җан» дегән тәлимни аңлиған.
Matt UyCyr 5:39  Лекин шуни билип қоюңларки, яман билән тәң болмаңлар. Бирси оң йүзүңларға урса, сол йүзүңларниму тутуп бериңлар.
Matt UyCyr 5:40  Бирси үстүңлардин дава қилип, көйнигиңларни алмақчи болса, чапиниң­ларниму селип бериңлар.
Matt UyCyr 5:41  Мабада бири силәргә жүк-тақисини көтәргүзүп бир чақирим йол жүрүшкә зорлиса, йәнә бир чақирим артуқ йол жүрүп бериңлар.
Matt UyCyr 5:42  Бирси силәрдин бирәр нәрсә тилисә, тилиги­нини бериңлар. Бирси силәрдин бирәр нәрсә қәриз сориса, уни қуруқ қол қайтурмаңлар.
Matt UyCyr 5:43  — Силәр «Хошнаңни сөй, дүшминиңгә нәпрәтлән» дегән тәлимни аңлиған.
Matt UyCyr 5:44  Лекин шуни билип қоюңларки, силәргә дүшмәнлик қилған­­ларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар.
Matt UyCyr 5:45  Шундақ қилғанда, асмандики Атаңлар Худаниң һәқиқий пәрзәнтлиридин болалайсиләр. Чүнки Худа қуяш нурини яхшилар­ғиму, яманларғиму чүшириду. Ямғурниму адаләтликләргиму, адаләт­сизләргиму яғдуриду.
Matt UyCyr 5:46  Әгәр силәр өзәңларни яхши көргәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң қандақму мукапатқа еришкүчи­лиги болсун? Һәтта инсапсиз баҗгирларму шундақ қиливатмамду?
Matt UyCyr 5:47  Әгәр силәр достлириңлар биләнла салам-саат қилишсаңлар, буниң башқилардин немә пәрқи? Һәтта бутпәрәсләрму шундақ қилидуғу!
Matt UyCyr 5:48  Шуңа асмандики Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәрму шундақ болуңлар.