Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 13
Matt UyCyr 13:1  Шу күни һәзрити Әйса өйдин чиқип, көл бойида олтиратти.
Matt UyCyr 13:2  Әтрапиға нурғун адәм жиғилғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти.
Matt UyCyr 13:3  Һәзрити Әйса уларға тәмсил билән нурғун һекмәтләрни ейтип бәрди. У мундақ деди: — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту.
Matt UyCyr 13:4  Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
Matt UyCyr 13:5  Бәзилири тописи кам ташлиқ йәрләргә чүшүпту. Тописи непиз болғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту,
Matt UyCyr 13:6  лекин чоңқур йилтиз тартмиғачқа, күн чиқиш биләнла солишип қуруп кетипту.
Matt UyCyr 13:7  Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту.
Matt UyCyr 13:8  Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту.
Matt UyCyr 13:9  Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Matt UyCyr 13:10  Шагиртлири келип, һәзрити Әйсадин: — Сиз немә үчүн көпчиликкә тәлим бәргәндә тәмсил кәлтү­рисиз? — дәп сориди.
Matt UyCyr 13:11  Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Асманниң Падишалиғиниң сирлири уларға әмәс, силәрниң билишиңларға берилди.
Matt UyCyr 13:12  Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Униңдики әқил-парасәт ешип-ташқичә болиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду.
Matt UyCyr 13:13  Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду.
Matt UyCyr 13:14  Буниң билән Худаниң Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Сөзлиримни аңлайсиләр, аңлайсиләр, чүшәнмәйсиләр. Қилғанлиримға қарайсиләр, қарайсиләр, мәнасини уқмайсиләр.
Matt UyCyr 13:15  Чүнки бу хәлиқниң зеһни қашаңлашқан. Қулақлирини етивалған, көзлириниму жумувалған. Ундақ болмисиди, көзлири көрәтти, қулақлириму аңлатти, Зеһни ойғинип, Маңа қайтатти. Мәнму уларни сақайтаттим».
Matt UyCyr 13:16  Лекин силәр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки көзүңлар көриду, қулиғиң­лар аңлайду.
Matt UyCyr 13:17  Билип қоюңларки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә дурус адәмләр силәр көргән вә аңлиғанларни көрүшни вә аңлашни арзу қилған болсиму, мурадиға йетәлмиди.
Matt UyCyr 13:18  — Әнди уруқ чечиш тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаң­лар.
Matt UyCyr 13:19  Әгәр бири Худаниң Падишалиғи тоғрисидики сөзни аңлап туруп чүшәнмисә, шәйтан келип униң көңлигә чүшкән сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.
Matt UyCyr 13:20  Тописи кам ташлиқ йәрләргә чечилған уруқларға кәлсәк, улар Худаниң сөзини аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларға тәмсил қилинған.
Matt UyCyr 13:21  Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, Худа йолидин дәрһал чәтнәп кетиду.
Matt UyCyr 13:22  Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләргә тәмсил қилинғанки, бу адәмләр Худаниң сөзини аңлисиму, лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.
Matt UyCyr 13:23  Үнүмлүк топиға чечил­ған уруқлар болса Худаниң сөзини аңлап чүшәнгән адәмгә тәмсил қилинған. Бундақ адәмләр әлвәттә һосул бериду, бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул бериду.
Matt UyCyr 13:24  Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи етизға яхши уруқ чачқан адәмгә охшайду.
Matt UyCyr 13:25  Бир кечиси һәммә адәм уйқиға чөмгәндә, у адәмниң дүшмини келип, буғдайниң арисиға явайи от уруқлирини чечиветип кетипту.
Matt UyCyr 13:26  Майсилар өсүп башақ чиқарғанда, явайи отларму көрүнүшкә башлапту.
Matt UyCyr 13:27  Ғоҗайинниң чакарлири келип, униңға: «Ғоҗайин, сиз етизға яхши уруқ чачқан едиңизғу, бу явайи отлар нәдин келип қалди?» дәпту.
Matt UyCyr 13:28  «Бу бир дүшмәнниң иши», дәпту ғоҗайин. Чакарлар: «Берип явайи отларни жулувәтсәк қандақ?» дәп сорапту.
Matt UyCyr 13:29  «Яқ! Явайи отларни жулумиз десәңлар, буғдайларму жулунуп кетиши мүмкин.
Matt UyCyr 13:30  Уларни өсүшигә қоюветиңлар. Ома вақтида мән омичиларға: ‹ Авал явайи отларни жулуп, көйдүрүш үчүн бағлап жиғивелиңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға қачилаңлар › дәймән», дәпту ғоҗайин.
Matt UyCyr 13:31  Һәзрити Әйса уларға йәнә бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи худди бир адәмниң етизға чачқан қича уруғиға охшайду.
Matt UyCyr 13:32  Қича уруғи пүтүн уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп көчәт болиду, һәтта қушларму келип униң шахлирида угулайду.
Matt UyCyr 13:33  Һәзрити Әйса уларға башқа бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи худди хемиртуручқа охшайду. Аял хемиртуручни бир халта унға қошуп жуғарса, бу хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду.
Matt UyCyr 13:34  Һәзрити Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчи­ликкә баян қилди. У тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти.
Matt UyCyr 13:35  Буниң билән бир пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, Дуния яритилғандин бери сир болуп кәлгән ишларни тилға алимән».
Matt UyCyr 13:36  Шуниңдин кейин һәзрити Әйса көпчиликтин айрилип өйгә кирди. Шагиртлири йениға келип: — Етиздики явайи отлар тоғрисидики тәмсилни чүшәндүрүп қойсиңиз, — деди.
Matt UyCyr 13:37  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Яхши уруқларни чачқан Инсан Оғлидур.
Matt UyCyr 13:38  Етиз дуния болуп, яхши уруқлар Асманниң Падишалиғиниң мирасхорлиридур. Явайи отлар болса шәйтанға тәвә болғанлардур.
Matt UyCyr 13:39  Явайи от уруқлирини чачқан дүшмән шәйтандур. Ома вақти заман ахири, омичилар болса периштәләрдур.
Matt UyCyr 13:40  Явайи отлар қандақ жулунуп отқа ташлан­ған болса, заман ахиридиму шундақ болиду.
Matt UyCyr 13:41  Инсан Оғли периштәлирини әвәтип, инсанларни гунаға аздурған вә яманлиқ қилғанларниң һәммисини Өз Падишалиғидин илғап чиқирип,
Matt UyCyr 13:42  уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.
Matt UyCyr 13:43  Һәққаний адәмләр у чағда Атиси Худаниң Падиша­лиғида қуяштәк чақнайду. Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!
Matt UyCyr 13:44  — Асманниң Падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи һаяҗан ичидә ғәзнини қайтидин йошуруп, шу етизни сетивелиш үчүн бар-йоқини сетиветиду.
Matt UyCyr 13:45  Асманниң Падишалиғи йәнә қиммәт баһалиқ үнчә-мәрвайит­ларни издигән содигәргә охшайду.
Matt UyCyr 13:46  Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқан екән, қайтип берип бар-йоқини сетип, у мәрвайитни сетивалиду.
Matt UyCyr 13:47  — Асманниң Падишалиғи йәнә деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду.
Matt UyCyr 13:48  Тор толғанда, белиқчилар уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғавелип, севәтләргә қачилап, начарлирини ташлаветиду.
Matt UyCyr 13:49  Қиямәт күниму шундақ болиду. Периштәләр келип яман кишиләрни һәққаний кишиләрдин айрийду
Matt UyCyr 13:50  вә уларни лавулдап турған отқа ташлайду. Улар у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишлирини ғучурлитиду.
Matt UyCyr 13:51  Һәзрити Әйса улардин: — Бу сөзләрни чүшәндиңларму? — дәп сориди. — Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар.
Matt UyCyr 13:52  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Асманниң Падишалиғи тоғрилиқ тәлим алған Тәврат устази худди ғәзнисидин конинила әмәс, бәлки йеңи нәрсиләрниму елип чиққан ғоҗайинға охшайду.
Matt UyCyr 13:53  Һәзрити Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, у йәрдин кетип,
Matt UyCyr 13:54  Өз жутиға кәтти вә Өз жутидики ибадәтханида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң тәлимини аңлиған хәлиқ һәйран болуп: — Бу Адәмниң бунчивала әқил-парасити вә мөҗүзә яритиш қудрити нәдин кәлгәнду?
Matt UyCyr 13:55  У пәқәт аддий бир яғашчиниң оғлиғу? Униң анисиниң исми Мәрийәм; Яқуп, Йүсүп, Симун вә Йәһудалар Униң қериндашлири әмәсму?
Matt UyCyr 13:56  Сиңиллириниң һәммиси өз ичимиз­диғу? Шундақ туруп, Униңдики бу қабилийәтләр зади нәдин кәлгәнду? — дейишәтти.
Matt UyCyr 13:57  Шуниң билән улар Уни рәт қилди. Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Пәйғәмбәр өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду.
Matt UyCyr 13:58  Уларниң ишәнмигәнлиги түпәйлидин һәзрити Әйса у йәрдә көп мөҗүзә көрсәтмиди.