Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 12
Matt UyCyr 12:1  Шу күнләрдики бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдай­лиқтин өтүп кетивататти. Қосиғи ечип кәткән шагиртлири башақларни үзүвелип, йейишкә башлиди.
Matt UyCyr 12:2  Буни көргән пәрисийләр һәзрити Әйсаға: — Қараң, шагиртлириңиз дәм елиш күни чәкләнгән ишни қили­ватиду, — дейишти.
Matt UyCyr 12:3  Һәзрити Әйса уларға: — Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач қалғанда қандақ қилғанлиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму?
Matt UyCyr 12:4  У ибадәтханидики муқәддәс җайға кирип, Худаға аталған нанларни роһанийдин сорап, һәмралири билән биллә йегән. Һалбуки, бу нанларни роһанийлардин башқа һәр қандақ кишиниң йейиши Тәврат қануниға хилап еди.
Matt UyCyr 12:5  Шуниңға охшаш, ибадәтханида ишләйдиған роһанийлар дәм елиш күнлири ишлимәслик әмрини бузсиму, Тәвратта улар гунакар, дәп йезилмиған. Силәр буни оқуп бақмиғанму?
Matt UyCyr 12:6  Билип қоюңларки, бу йәрдә ибадәтханидинму улуғи бар.
Matt UyCyr 12:7  Әгәр силәр Худаниң: «Мән қурванлиқ қилишиңларни әмәс, рәһим-шәпқәт көрситишиңларни истәймән», дегән сөзиниң мәнасини билсәңлар еди, бегуна кишиләрни гунакар, дәп қариматтиңлар.
Matt UyCyr 12:8  Мән Инсан Оғли дәм елиш күниниң Егисидурмән.
Matt UyCyr 12:9  Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, уларниң ибадәтханисиға барди.
Matt UyCyr 12:10  Ибадәтханида бир қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди. Бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсаниң үстидин әризә қилишқа банә тепиш мәхситидә Униңдин: — Дәм елиш күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
Matt UyCyr 12:11  Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Бирәриңларниң қойи ориға чүшүп кәтсә, дәм елиш күни демәй, уни дәрһал тартип чиқиривалмамсиләр?
Matt UyCyr 12:12  Адәм қойдин көп қиммәтликтә! Демәк, дәм елиш күни яхшилиқ қилиш Тәврат қану­ниға уйғун.
Matt UyCyr 12:13  Андин һәзрити Әйса һелиқи кесәлгә: — Қолуңни узарт, — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә келип, йәнә бир қолиға охшаш һаләткә қайтти.
Matt UyCyr 12:14  Буниң билән пәрисийләр ташқириға чиқип, һәзрити Әйсани қандақ қилип йоқитиш һәққидә мәслиһәт қилишти.
Matt UyCyr 12:15  Буни билгән һәзрити Әйса у йәрдин кәтти. Нурғун кишиләр Униңға әгишип маңди. Һәзрити Әйса уларниң арисидики бемарлар­ниң һәммисини сақайтти
Matt UyCyr 12:16  вә уларға Өзиниң Ким екәнлигини башқиларға ашкарилимаслиқни тапилиди.
Matt UyCyr 12:17  Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурулған мону сөзләр әмәлгә ашурулди:
Matt UyCyr 12:18  «Мана Мениң таллиған Хизмәткарим, Дилим сөйгән йеқиним, Униңдин хурсәнмән! Роһумни ата қилимән Униңға; У адаләтни җакалайду пүткүл хәлиқләргә.
Matt UyCyr 12:19  У талаш-тартиш қилмас, чуқанму көтәрмәс. Кочилардиму һеч ким Униң авазини аңлимас.
Matt UyCyr 12:20  Езилгән қомучни сундурмас, Өчәй дәп қалған чирақниму өчәрмәс, Таки адаләт ғалибә қилмиғичә,
Matt UyCyr 12:21  Пүткүл хәлиқләр Униң намиға үмүт бағлар».
Matt UyCyr 12:22  Шу чағда һәзрити Әйсаниң алдиға җин чаплишивалған кор вә кекәч бири елип келинди. Һәзрити Әйса уни сақайтип, сөзләләй­диған вә көрәләйдиған қилди.
Matt UyCyr 12:23  Халайиқ һәйран болушуп: — Һәҗәва, бу падиша Давутниң Әвладимиду? — дейишти.
Matt UyCyr 12:24  Бу сөзни аңлиған пәрисийләр: — У җинларни уларниң башлиғи болған шәйтанға тайинип һайдайдикән, — дейишти.
Matt UyCyr 12:25  Уларниң немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әгәр бир дөләттикиләр икки груһқа бөлүнүп соқушса, у дөләт гумранлиққа йүз тутиду. Һәр қандақ шәһәр яки аилидикиләр өз ара җедәл-маҗра қилишса, уларму вәйран болуштин сақлиналмайду.
Matt UyCyr 12:26  Әгәр шәйтан өз башқурушида болған җинларни һайдиса, өз-өзигә қарши чиққан болиду. Ундақта, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун?
Matt UyCyr 12:27  Әгәр Мән җинларни уларниң падишаси болған шәйтанға тайинип һайдисам, силәрниң әгәшкүчилириңлар җинларни һайдашта кимгә таянди?! Ейтқанлириңларниң хата екәнлигини өз әгәшкүчилириңлар дәлилләп бериду.
Matt UyCyr 12:28  Әмәлиятта Мән Худаниң Роһиға тайинип җинларни һайдавәттим. Бу Худаниң Падишалиғиниң араңларда намайән болғанлиғини испатлайду.
Matt UyCyr 12:29  Бир киши қавул бирсиниң өйигә кирип, униң мелини қандақ булап кетәлисун? Пәқәт шу қавул адәмни бағлалиғанларла униң өйини булаң-талаң қилалайду.
Matt UyCyr 12:30  Мән билән бир йолда маңмиғанлар Маңа қарши турғучилардур. Маңа жиғивелишқа ярдәм бәрмигәнләр тозутувәткүчиләрдур.
Matt UyCyr 12:31  Шуниң үчүн билип қоюңларки, инсанларниң өткүзгән гуналири вә қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. Лекин Муқәддәс Роһқа қилинған күпүрлүк кәчүрүлмәйду.
Matt UyCyr 12:32  Инсан Оғлиға қарши сөз қилғанлар кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду.
Matt UyCyr 12:33  — Силәр дәрәқни мевисидин пәриқ етишиңлар керәк. Мевә дәриғи яхши болса, беридиған мевисиму яхши болиду. Мевә дәриғи яман болса, беридиған мевисиму яман болиду. Чүнки һәр қандақ дәрәқ мевисидин билиниду.
Matt UyCyr 12:34  Әй зәһәрлик иланлар! Силәр яман турсаңлар, ағзиңлардин қандақму яхши гәп чиқсун? Чүнки көңүлдә немә болса, еғиздин шу чиқиду.
Matt UyCyr 12:35  Яхши адәм қәлбидики яхшилиғидин яхшилиқ чиқириду. Яман адәм қәлбидики яманлиғидин яманлиқ чиқириду.
Matt UyCyr 12:36  Билип қоюңларки, силәр қилған һәр бир еғиз қуруқ гепиңлар үчүн қиямәт күни һесап берисиләр.
Matt UyCyr 12:37  Өз сөзлириңлар билән йә ақлинисиләр, йә гунакар болуп чиқисиләр.
Matt UyCyr 12:38  Шу чағда бәзи Тәврат устазлири вә пәрисийләр һәзрити Әйсадин: — Устаз, қудритиңизниң Худадин кәлгәнлигини карамәт билән көрсәт­кәйсиз, — деди.
Matt UyCyr 12:39  Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап қайтурди: — Осал вә вапасиз кишиләр карамәт көрсәт, дәпла туриду. Бирақ силәргә Юнус пәйғәмбәрниң карамитидин башқа көрситилидиған иккинчи карамәт йоқ.
Matt UyCyr 12:40  Юнус пәйғәмбәр йоған бир белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз қандақ турған болса, Инсан Оғлиму йәрниң бағрида үч кечә-күндүз шундақ туриду.
Matt UyCyr 12:41  Қиямәт күни Нинәви шәһиридики хәлиқму қопуп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки улар Юнус пәйғәмбәрниң тәлимини аңлап, яман йолдин қайтқан. Бирақ бу йәрдә Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ Бирси силәрни яман йолдин қайтишқа чақирса, қулақ салмидиңлар.
Matt UyCyr 12:42  Қиямәт күни Әрәпстандики Шәба падишалиғиниң аял падишасиму орнидин туруп, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилиду. Чүнки у падиша Сулайманниң әқиланә сөзлирини аңлаш үчүн, узун йолларни бесип кәлгән. Мана һазир бу йәрдә падиша Сулаймандинму улуғи бар.
Matt UyCyr 12:43  — Җин бирәр адәмниң тенидин һайдаветилгәндин кейин, қурғақ далаларни арилап чиқип, туридиған җай издәйду, бирақ тапалмайду
Matt UyCyr 12:44  вә: «Илгирики өйүмгә қайтай», дәйду. Шуниң билән җин у адәмниң тенигә қайтип келип, униң дилиниң йәнила бош, шундақла пакиз тазилинип рәтләнгән өйдәк болуп қалғанлиғини байқайдудә,
Matt UyCyr 12:45  өзидинму бетәр йәттә җинни башлап кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму яманлишип кетиду. Бу заманниң яман адәмлириниң һалиму мана шундақ болиду.
Matt UyCyr 12:46  Һәзрити Әйса хәлиққә давамлиқ сөзләватқанда, аниси билән инилири келип, Униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти.
Matt UyCyr 12:47  Бири һәзрити Әйсаға: — Аниңиз вә инилириңиз Сиз билән сөзлишимиз дәп сиртта туриду, — деди.
Matt UyCyr 12:48  — Ким Мениң анам, ким Мениң инилирим? — деди һәзрити Әйса у кишигә.
Matt UyCyr 12:49  Андин У қоли билән шагиртлирини көрситип: — Мана анам, мана инилирим!
Matt UyCyr 12:50  Чүнки ким асмандики Атамниң ирадисигә әмәл қилса, шу Мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур, — деди.