Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MATTHEW
Prev Up Next
Chapter 22
Matt UyCyr 22:1  Һәзрити Әйса уларға йәнә тәмсил билән мундақ деди:
Matt UyCyr 22:2  — Асманниң Падишалиғи худди бир падишаниң оғли үчүн тәйярлиған той зияпитигә охшайду.
Matt UyCyr 22:3  Той күни падиша зияпәткә тәклип қилинған меһманларни чақириш үчүн чакарлирини әвәтипту, лекин меһманлар келишни халимапту.
Matt UyCyr 22:4  Буниң билән падиша йәнә башқа чакарлирини әвәтип, уларға: «Меһманларға: ‹ Қараңлар, зияпәт тәйяр болди. Өкүз вә семиз маллар союлди, һәммә нәрсә тәйяр, зияпәткә мәрһәмәт! › дәңлар», дәп тапилапту.
Matt UyCyr 22:5  Бирақ меһманлар уларниң сөзлирини етиварға алмай, бири етизиға кәтсә, йәнә бири тиҗаритигә кетипту.
Matt UyCyr 22:6  Қалғанлири һелиқи чакарларни тутувелип, қаттиқ уруп өлтүрүветипту.
Matt UyCyr 22:7  Ғәзәпкә кәлгән падиша ләшкәрлирини чиқирип, у қатилларни йоқитип, уларниң шәһиригә от қоюветипту.
Matt UyCyr 22:8  Андин чакарлириға: «Той зияпити тәйяр, лекин чақирилғанлар лайиқ болуп чиқмиди.
Matt UyCyr 22:9  Әнди силәр йол қийилишлириға берип, учратқанла адәмләрниң һәммисини тойға тәклип қилиңлар», дәпту.
Matt UyCyr 22:10  Буниң билән чакарлар йол қийилишлириға чиқип, яхши боламду, яман боламду, учратқанла адәмләрниң һәммисини жиғипту. Той болған орун меһманлар билән толупту.
Matt UyCyr 22:11  Падиша меһманлар билән көрүшкили кәлгәндә, у йәрдә той кийимини киймигән бир кишини көрүпту.
Matt UyCyr 22:12  Падиша униңдин: «Бурадәр, той кийимини киймәй, бу йәргә қандақ кирдиң?» дәп сорапту, бирақ у киши һеч қандақ җавап берәлмәпту.
Matt UyCyr 22:13  Падиша чакарлириға: «Униң пут-қоллирини бағлап, ташқириға, қараңғулуққа ачиқип ташлаңлар! У йәргә ташланғанлар һәсрәттә жиғлап, чиш­лирини ғучурлитиду», дәпту.
Matt UyCyr 22:14  Ахирда һәзрити Әйса: — Тәклип қилинғанлар көп, лекин талланғанлар аз, — деди.
Matt UyCyr 22:15  Буниң билән пәрисийләр у йәрдин кетип, қандақ қилип һәзрити Әйсани Өз сөзлири билән қапқанға чүшириш һәққидә мәслиһәтләшти.
Matt UyCyr 22:16  Улар өз шагиртлирини Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлири билән биллә һәзрити Әйсаниң йениға әвәтип: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, кишиләргә Худа­ниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлгәнлигиңизни вә һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмайсиз.
Matt UyCyr 22:17  Қени, ейтип бәргәйсиз, Рим импера­ториға баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ? — дейишти.
Matt UyCyr 22:18  Уларниң яман нийитини билгән һәзрити Әйса: — Әй сахтипәзләр, немишкә Мени сөзүм арқилиқ илиндурмақчи болуватисиләр?
Matt UyCyr 22:19  Баҗға тапшуридиған пулуңларни Маңа көрситиң­ларчу, — деди. Улар бир данә күмүч тәңгә әкәлди.
Matt UyCyr 22:20  Һәзрити Әйса улардин: — Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — дәп сориди.
Matt UyCyr 22:21  — Рим императори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар. — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға.
Matt UyCyr 22:22  Улар бу сөзни аңлап, һәйран болуштидә, һәзрити Әйсаниң йени­дин кетип қалди.
Matt UyCyr 22:23  Шу күни өлгәнләр тирилмәйду, дәп қарайдиған садуқий диний еқимидикиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
Matt UyCyr 22:24  — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши пәрзәнт көрмәй өлүп кәтсә, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп тәлим бәргән.
Matt UyCyr 22:25  Бурун бу йәрдә йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин аләмдин өтти. Пәрзәнт көрмигәнликтин, кәйнидики иниси йәңгисини әмригә алди.
Matt UyCyr 22:26  Бирақ уму пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүп, аяли кәйнидики инисиға ятлиқ болди. Бу иш таки йәттинчи инисиғичә давамлашти.
Matt UyCyr 22:27  Ахирда у аялму аләмдин өтти.
Matt UyCyr 22:28  Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял йәттә ака-укидин қайсисиниң аяли болуп тирилиду? Чүнки уни һәммиси әмригә алғандә!
Matt UyCyr 22:29  Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигән­лигиңлар үчүн хаталишисиләр.
Matt UyCyr 22:30  Өлүмдин тирилгәндин кейин, инсанлар асмандики периштәләргә охшаш, хотун алмайду, әргә тәгмәйду.
Matt UyCyr 22:31  Өлүмдин тирилиш мәсилиси һәққидә Худаниң силәргә дегән сөзини оқумидиңларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Худа уларни тирик һесаплап,
Matt UyCyr 22:32  «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән!» дәйду. Демәк, Худа өлүкләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур.
Matt UyCyr 22:33  Буларни аңлиған хәлиқ Униң тәлимидин һаң қетип қелишти.
Matt UyCyr 22:34  Пәрисийләр һәзрити Әйсаниң садуқийларниң ағзини тувақлиған­лиғини аңлап, бир йәргә җәм болушти.
Matt UyCyr 22:35  Уларниң арисидики бир Тәврат устази һәзрити Әйсани синаш мәхситидә Униңдин:
Matt UyCyr 22:36  — Устаз, Тәврат қанунидики әң муһим әмир қайси? — дәп сориди.
Matt UyCyr 22:37  Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — «Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң билән сөйгин».
Matt UyCyr 22:38  Алдинқи вә әң муһим әмир мана шу.
Matt UyCyr 22:39  Униңға охшаш муһим йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй».
Matt UyCyr 22:40  Пүтүн Тәврат қануни вә пәйғәмбәрләрниң тәлиматлири бу икки әмирни асас қилған.
Matt UyCyr 22:41  Пәрисийләр топлишип турғанда, һәзрити Әйса улардин:
Matt UyCyr 22:42  — Қутқазғучи-Мәсиһ тоғрисида немә ойлаватисиләр? У кимниң Әвлади? — дәп сориди. — Давут падишаниң Әвлади, — дейишти улар.
Matt UyCyr 22:43  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Ундақта, немә үчүн Давут падиша Муқәддәс Роһниң илһами билән Қутқазғучи-Мәсиһни «Ғоҗайиним» дәп атайду? Давут Зәбурда мундақ дегәнғу:
Matt UyCyr 22:44  «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткүчә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
Matt UyCyr 22:45  Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?!
Matt UyCyr 22:46  Һәзрити Әйсаға һеч ким гәп қайтуралмиди. Шу күндин етиварән, һеч ким Униңдин соал сорашқа петиналмиди.