ACTS
Chapter 18
Acts | UyCyr | 18:2 | Павлус у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир йәһудий билән униң аяли Прискилани учратти. Улар римлиқ Клавдиюс падишаниң пүтүн йәһудийларниң Рим шәһиридин чиқип кетиши тоғрисидики буйруғи сәвәвидин йеқинда Италиядин кәлгән еди. Павлус улар билән көрүшүп, | |
Acts | UyCyr | 18:3 | уларниң йенида қелип ишлиди. Чүнки бурундин чедир ясаш билән турмуш кәчүридиған Павлус улар билән кәсипдаш чиқип қалди. | |
Acts | UyCyr | 18:4 | Йәһудийларниң һәр бир дәм елиш күнидә Павлус ибадәтханиға берип, йәһудийлар вә греклар билән сөзлишип, уларни өз тәлиминиң раст екәнлигигә қайил қилишқа тиришатти. | |
Acts | UyCyr | 18:5 | Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус барлиқ вақтини Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүшкә сәрип қилип, йәһудийларға һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә гувалиқ бәрди. | |
Acts | UyCyr | 18:6 | Лекин улар униңға қарши чиқти вә уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: — Әгәр силәр қутқузулмисаңлар, мән җавапкәр әмәс, өзәңлар җавапкәр. Бүгүндин башлап мән Хуш Хәвәрни силәргә әмәс, йәһудий әмәсләргә йәткүзимән, — деди. | |
Acts | UyCyr | 18:7 | Буниң билән Павлус улардин айрилип, Титиюс Юстус исимлиқ бир кишиниң өйигә берип турди. У йәһудий болмисиму, йәһудий динини яқлайдиған адәм болуп, униң өйи ибадәтханиниң йенида еди. | |
Acts | UyCyr | 18:8 | Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди. | |
Acts | UyCyr | 18:9 | Бир кечә Павлусқа бир ғайибанә аламәт көрүнди. Бу аламәттә Рәббимиз Әйса униңға: — Қорқма, сүкүт қилмай сөзлә. | |
Acts | UyCyr | 18:10 | Мән сән билән биллә, саңа һеч ким зиянкәшлик қилалмайду, чүнки бу шәһәрдә нурғун кишилирим бар! — деди. | |
Acts | UyCyr | 18:11 | Шуниң билән Павлус у йәрдә бир йерим жил туруп, у йәрдики кишиләргә Худаниң сөзлирини йәткүзди. | |
Acts | UyCyr | 18:12 | Ғаллийо Юнан өлкисиниң һакими болған вақтида, йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп сотқа апирип, униң үстидин: | |
Acts | UyCyr | 18:13 | — Бу адәм кишиләрни қанунға хилап һалда Худаға ибадәт қилишқа қутратти! — дәп шикайәт қилди. | |
Acts | UyCyr | 18:14 | Павлус сөз башлай дәп турушиға, һаким Ғаллийо уларға: — Әй йәһудийлар! Әгәр силәрниң шикайитиңлар бир наһәқлиқ яки бирәр еғир җинайәт тоғрисида болсиди, әлвәттә сәвирчанлиқ билән силәргә қулақ селишимға тоғра келәтти. | |
Acts | UyCyr | 18:15 | Бирақ талаш-тартишиңлар диний қанунуңлардики бәзи исимлар вә сөзләр тоғрисида екән, уни өзәңлар һәл қилиңлар. Мән бундақ кичик ишларни сорақ қилмаймән! — деди. | |
Acts | UyCyr | 18:17 | Халайиқ йәһудий ибадәтханисиниң җавапкәр адими Состенисни тартип чиқип, сорақханиниң алдида қаттиқ урди. Бирақ һаким Ғаллийо бу ишқа қилчә писәң қилмиди. | |
Acts | UyCyr | 18:18 | Павлус Коринт шәһиридә мәсиһийләр билән йәнә бир мәзгил турди. Кейин улар билән хошлишип, Прискила вә Аквилалар билән кемигә олтирип, Сурийә өлкисигә кәтти. Йолға чиқиштин илгири у деңиз бойидики Кенһерийә шәһиридә чачлирини чүширивәтти. Чүнки у Худаға бир қәсәм қилған еди. | |
Acts | UyCyr | 18:19 | Улар Әфәс шәһиригә барғандин кейин, Павлус Прискила вә Аквила биләнму хошлашти. У кетиштин бурун ибадәтханиға берип, йәһудийлар билән һәзрити Әйса һәққидә сөһбәтләшти. | |
Acts | UyCyr | 18:21 | Павлус у йәрдин кетиш вақтида уларға: — Худа буйриса, силәрниң йениңларға йәнә келимән, — деди, андин Әфәстин кемә билән йолға чиқти. | |
Acts | UyCyr | 18:22 | Павлус Қәйсәрийә шәһиридә кемидин чүшүп, Йерусалимға барди. У йәрдики мәсиһийләр билән көрүшкәндин кейин, Антакя шәһиригә кәтти. | |
Acts | UyCyr | 18:23 | У Антакяда мәсиһийләр билән хелә көп вақит туруп, йәнә йолға чиқти вә Галатия, Фригийә районлирини арилап, барғанла йеридә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтти. | |
Acts | UyCyr | 18:24 | Бу арида Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир йәһудий Әфәс шәһиригә кәлди. Униң сөз қабилийити үстүн болуп, Муқәддәс Язмилардин хелә савати бар еди. | |
Acts | UyCyr | 18:25 | Рәббимизниң йоли тоғрилиқ мәлум дәриҗидә тәлим алған Аполлос Рәббимиз Әйса һәққидә қизғин сөзләп тәлим берәтти. Униң тәлими тоғра болсиму толуқ әмәс еди. Чүнки у чөмүлдүрүлүш тоғрилиқ Йәһия пәйғәмбәрниң суға чөмүлдүрүшидинла биләтти. | |
Acts | UyCyr | 18:26 | Аполлос ибадәтханида жүрәклик сөзләшкә башлиди. Аңлаватқанлардин Прискила билән Аквила уни өйигә тәклип қилип, униңға Худаниң йолини техиму толуқ чүшәндүрди. | |
Acts | UyCyr | 18:27 | Кейин Аполлос Юнан өлкисигә бармақчи болғанда, әфәслик мәсиһийләр униңға ярдәмчи болуп, Юнандики мәсиһийләргә хәт йезип, улардин Аполлосни күтүвелишини сориди. Аполлос Юнанға берип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ һәзрити Әйсаға ишәнгәнләргә чоң ярдәмдә болди. | |