Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ECCLESIASTES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 10
Eccl UyCyr 10:1  Бир өлүк чивин хуш пурақлиқ мәлһәмни сеситивәткәндәк, Қилған кичиккинә әқилсизликму адәмниң әқил-парасити вә шан-шәрипигә дағ чүшириду.
Eccl UyCyr 10:2  Дана адәмниң жүриги тоғра ишларни қилишқа, Надан адәмниң жүриги яман ишларни қилишқа башлайду.
Eccl UyCyr 10:3  Надан адәм йол жүргәндиму, әқилсизлигини ашкарилайду, Өзиниң дөтлүгини һәммә адәмгә көрситиду.
Eccl UyCyr 10:4  Әгәр бир әмәлдар саңа аччиқланған болса, Буниң билән иш орнуңни ташлима, Чүнки еғир-бесиқлиқ адәмни чоң хаталиқтин қутқузуп қалиду.
Eccl UyCyr 10:5  Мән йәнә қуяшниң астидики бу дунияда һөкүмдарниң хаталиғидин келип чиққан азаплиқ бир ишни көрдүм.
Eccl UyCyr 10:6  У болсиму, наданларниң жуқури орунларға чиқирилиши, дана байларниң болса пәс орунларға чүшүп қелишидур.
Eccl UyCyr 10:7  Мән қулларниң шаһзадиләрдәк ат мингәнлигини, шаһзадиләрниң қуллардәк пиядә маңғанлиғини көрдүм.
Eccl UyCyr 10:8  Ким ора колиса ориға өзи чүшиду, Ким тамни жиқитса уни илан чақиду.
Eccl UyCyr 10:9  Таш чаққучи таштин ярилиниду, Отун кәскүчи отундин.
Eccl UyCyr 10:10  Қашаңлашқан палтаңни билимисәң, техиму көп күчүң кетиду, Даналиқ адәмни муваппәқийәткә ериштүриду.
Eccl UyCyr 10:11  Илан ойнатқучини илан ойнитиштин илгири илан чеқивалса, Ундақта илан ойнатқучиниң маһаритиниң әһмийити қалмайду.
Eccl UyCyr 10:12  Даналарниң тили өзлирини һөрмәткә сазавәр қилиду, Наданларниң тили өзини набут қилиду.
Eccl UyCyr 10:13  Наданларниң сөзи наданлиқ билән башлинип, Яманлиқ вә сараңлиқ билән ахирлишиду.
Eccl UyCyr 10:14  Наданлар валақлап тохтимайду. Һечким кәлгүсидики ишларни билмәйду, Адәм өлгәндин кейин немә ишларниң йүз беридиғанлиғини һечким дәп берәлмәйду.
Eccl UyCyr 10:15  Надан адәмниң җапалиқ ишлири уни бәк чарчитиветидуки, Һәтта у шәһәргә баридиған йолниму тапалмайду.
Eccl UyCyr 10:16  Бир дөләтниң падишаси яш вә билимсиз болуп, Вәзирлири оюнкәш болса, дөләт гумранлиққа йүзлиниду.
Eccl UyCyr 10:17  Дөләтниң падишаси дана, есилзадә болуп, Вәзирлири кәйпә үчүн әмәс, қувәт үчүн өз вақтида ғизалинидиған болса, Дөләт гүлләп яшнайду.
Eccl UyCyr 10:18  Өгүзәңниң өрүлүп чүшүши һорунлуғуңдин, Өгүзәңдин ямғурниң өтүши бекар тәләплигиңдиндур.
Eccl UyCyr 10:19  Зияпәт хошаллиқ үчүндур, шарапму хошаллиқ үчүндур, Пул болса һәммә иш жүрүшүп кетиду.
Eccl UyCyr 10:20  Падишани һәтта хиялиңдиму тиллима, байни һоҗраңдиму тиллима, Чүнки қушлар сениң немә ойлаватқанлиғиңни йәткүзүп қоюши, Учар-қанатлиқлар сениң сөзлириңни дәп қоюши мүмкин.