HEBREWS
Chapter 3
Hebr | UyCyr | 3:1 | Шундақ екән, әй маңа охшаш асманға чақирилған, Худаға аталған қериндашлар, өзимиз етирап қилған, Худаниң әлчиси вә Баш Роһанийи болған Әйса Мәсиһ тоғрилиқ ойлинип көрүңлар. | |
Hebr | UyCyr | 3:2 | Худди Муса пәйғәмбәр Худаниң аилисидә хизмәт қилғанда, Худаға садиқ болғандәк, Әйса Мәсиһму Өзини тайинлап хизмәткә қойған Худаға садиқ болди. | |
Hebr | UyCyr | 3:3 | Лекин өй салғучи өзи салған өйдинму артуқ махтинишқа сазавәр болғинидәк, Әйса Мәсиһму Муса пәйғәмбәрдин артуқ шан-шәрәпкә лайиқтур. | |
Hebr | UyCyr | 3:4 | Әлвәттә, һәммә өйниң бәрпа қилғучиси бардур, пүтүн мәвҗудатниң бәрпа қилғучиси болса Худадур. | |
Hebr | UyCyr | 3:5 | Муса пәйғәмбәр бир хизмәткар болуш салаһийити билән Худаниң аилисидә садиқлиқ билән хизмәт қилған. Униң хизмити болса Худаниң кейинки вақитларда ашкарилимақчи болған һәқиқәтлиригә зимин һазирлаштин ибарәт еди. | |
Hebr | UyCyr | 3:6 | Лекин Әйса Мәсиһ болса, Оғул болуш салаһийити билән Худаниң әшу аилисини садиқлиқ билән башқурди. Әгәр биз җасаритимизни вә пәхирлинидиған үмүтүмизни ахирғичә давамлаштурсақ, Худаниң аилисигә тәвә болған болимиз. | |
Hebr | UyCyr | 3:7 | Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар. | |
Hebr | UyCyr | 3:8 | Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар. | |
Hebr | UyCyr | 3:9 | Гәрчә әҗдатлириңлар қилғанлиримни уда қириқ жилғичә көргән болсиму, Йәнила Мениң сәвир-тақитимни синиған еди. | |
Hebr | UyCyr | 3:10 | Шуниң үчүн у заманниң кишилиригә ғәзәпләндим Вә дедимки: ‹ Уларниң қәлби Мәндин жирақ. Мениң йолумни чүшәнмәйду. | |
Hebr | UyCyr | 3:11 | Шуңа ғәзәпләнгинимдә қәсәм қилғинимдәк, Улар арамлиғимдин һәргизму һөзүрлинәлмәйду › ». | |
Hebr | UyCyr | 3:12 | Әй қериндашлар, һәр қайсиңлар қәлбиңларниң яман нийәт вә ишәнмәсликкә толуп, мәңгү һаят Худадин йүз өрмәслигигә диққәт қилиңлар. | |
Hebr | UyCyr | 3:13 | Һеч қайсиңларниң қәлбиниң гунаниң аздуруши билән җаһиллашмаслиғи үчүн, «бүгүнла» болидикән, бир-бириңларни илһамландуруңлар. | |
Hebr | UyCyr | 3:14 | Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахирғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз. | |
Hebr | UyCyr | 3:15 | Жуқурида ейтилғинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған күнләрдикидәк Җаһиллиқ қилмаңлар». | |
Hebr | UyCyr | 3:16 | Худаниң авазини аңлап туруп, Униңға хаинлиқ қилғанлар кимләр еди? Муса пәйғәмбәр ғалибилик һалда Мисирдин елип чиққан әшу исраилларниң һәммиси әмәсму? | |
Hebr | UyCyr | 3:17 | Худа қириқ жил кимләргә ғәзәпләнди? Йәнила шу гуна өткүзүп, җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму? | |
Hebr | UyCyr | 3:18 | Худа кимләрни Өз арамлиғидин һөзүрләндүрмәсликкә қәсәм қилди? Худаға бойсунмиғанларни әмәсму? | |