II SAMUEL
Chapter 20
II S | UyCyr | 20:1 | Шу чағда Бинямин қәбилисидин болған Бикриниң оғли Шиба дегән бир осал адәм шу йәрдә еди. У бурға челип: «Йишайниң оғли Давутниң бизгә өткүзүп қойған һәққи йоқ, Бизниң һәм униңда қәрзимиз йоқ. Һәй исраиллар, һәммимиз өз өйлиримизгә қайтайли!» деди. | |
II S | UyCyr | 20:2 | Шуниңдин кейин барлиқ исраил хәлқи Давутни ташлап, Бикриниң оғли Шибаға әгишип кәтти. Йәһуда қәбилисидикиләр болса өзлириниң падишасиға садиқ болуп, Иордан дәриясидин Йерусалимға қәдәр униңға әгишип кәлди. | |
II S | UyCyr | 20:3 | Давут падиша Йерусалимдики ордисиға қайтип келип, ордини сақлашқа қалдурған он тоқални мәхсус бир өйгә орунлаштуруп, нәзәрбәнд астиға алди. Давут падиша уларниң турмушиға қариди, лекин бирәрси билән биллә болмиди. Улар таки өмриниң ахириғичә нәзәрбәнд астида тул хотунлардәк яшиди. | |
II S | UyCyr | 20:4 | Шуниңдин кейин Давут падиша өз қошуниниң беши Амасаға: — Үч күн ичидә Йәһуда қәбилисидикиләрни һозурумға җәм қил. Өзәңму бу йәрдә бол, — деди. | |
II S | UyCyr | 20:5 | Амаса Йәһуда қәбилисидикиләрни җәм қилғили кәтти. Лекин у бәлгүләнгән вақит ичидә қайтип кәлмиди. | |
II S | UyCyr | 20:6 | Шуңа Давут Абишайға: — Бикриниң оғли Шиба бизгә Абсаломдинму еғир зиян елип келиду. Сән адәмлиримни башлап берип, униң кәйнидин қоғла. Болмиса у сепиллири мустәһкәм бир шәһәрни тепип киривелип, йошурунувалиду, — деди. | |
II S | UyCyr | 20:7 | Шуниң билән Йоабниң адәмлири, киретләр билән пилетләрдин тәркип тапқан муһапизәтчиләр вә баһадирлар Абишай вә Йоабқа әгишип, Йерусалимдин йолға чиқип, Бикриниң оғли Шибани қоғлап маңди. | |
II S | UyCyr | 20:8 | Улар Гибъондики қорам ташниң йениға кәлгәндә, Амаса уларниң алдиға чиқти. Йоаб җәң кийимлирини кийгән болуп, белигә ғилаплиқ хәнҗәр есилған бәлбағ бағлиған еди. У алдиға қарап маңғанда хәнҗәр сирилип чүшүп қалди. | |
II S | UyCyr | 20:9 | — Яхшимусән қериндишим, — деди Йоаб Амасаға вә униң йүзини сөйүш үчүн оң қоли билән униң сақилини тутти. | |
II S | UyCyr | 20:10 | Амаса Йоабниң сол қолидики хәнҗәрни байқимиди. Шу чағда Йоаб хәнҗирини униң қосиғиға тиқивәтти. Униң үчәй-қеринлири йәргә шалақлап чүшти. Амасаға иккинчи хәнҗәр урушниң һаҗити қалмиди. Униң җени дәрһал чиқти. Шуниңдин кейин Йоаб вә акиси Абишайлар Бикриниң оғли Шибани давамлиқ қоғлашқа маңди. | |
II S | UyCyr | 20:11 | Йоабниң адәмлиридин бир яш жигит Амасаниң җәсиди йенида туруп: — Ким Йоаб билән Давут тәрәптә турса, Йоабниң арқисидин маңсун! — деди. | |
II S | UyCyr | 20:12 | Амасаниң җәсиди өз қениға милинип, чоң йолниң оттурисида ятатти. Һелиқи яш жигит өтүп кетиватқан һәрбир адәмниң җәсәтни көргәндә, униңға қарап туруп қалғанлиғини көрүп, җәсәтни йолдин сөрәп етизға апирип, үстини бир чапан билән йепип қойди. | |
II S | UyCyr | 20:13 | Җәсәт чоң йолдин йөткәветилгәндин кейин, һәммиси Йоабқа әгишип, Бикриниң оғли Шибаниң кәйнидин қоғлап кәтти. | |
II S | UyCyr | 20:14 | Шу чағда Шиба барлиқ Исраил қәбилилириниң зиминлирини бесип өтүп, Бәйт-Маакадики Абел шәһиригә йетип кәлди. Бикри қәбилисидикиләрниң һәммиси жиғилип, Шибаға әгишип шәһәргә биллә киргән еди. | |
II S | UyCyr | 20:15 | Йоаб вә униң адәмлири Шибаниң Бәйт-Маакадики Абел шәһиридә екәнлигини аңлап, у йәргә берип, шәһәрни қоршавалди. Улар шәһәр сепилигә йөләп топа догилиди вә сепилни уруп бузушқа башлиди. | |
II S | UyCyr | 20:16 | Шу пәйттә бир дана аял шәһәр ичидин: — Аңлаңлар, аңлаңлар! Йоабқа дәңлар, бу яққа кәлсун, униңға дәйдиған гепим бар! — дәп вақириди. | |
II S | UyCyr | 20:17 | Йоаб һелиқи аялға йеқинирақ кәлди. — Сили Йоаб боламла? — дәп сориди аял. — Һә, мән шу, — деди Йоаб. — Мән, қуллириниң гепигә қулақ салғайла! — деди аял. — Һә, аңлаватимән! — деди Йоаб. | |
II S | UyCyr | 20:18 | Аял гепини давам қилип: — Қедимкиләр: «Мәслиһәтни Абелда ал, барлиқ давалар унда һәл болар», дәптикән. | |
II S | UyCyr | 20:19 | Биз Исраилниң течлиқпәрвәр, садиқ кишилиридинмиз. Сили Исраилниң бу ана шәһирини вәйран қилмақчи болдила. Сили немидәп Пәрвәрдигарға тәвә болғанни йоқ қилмақчи болуватидила? — деди. | |
II S | UyCyr | 20:20 | — Худа сақлисун! — деди Йоаб, — мән бу шәһәрни һәргиз вәйран қилмақчи яки йоқ қилмақчи әмәсмән. | |
II S | UyCyr | 20:21 | Һәргиз ундақ әмәс, Әфрайим тағлиқ районидин болған Бикриниң оғли Шиба дегән бир адәм Давут падишаға қарши исиян көтәргән еди. Пәқәт шу бир кишини тапшуруп бәрсәңларла болди, мән бу шәһәрдин кетимән. — Болиду әмсә, у адәмниң каллисини сепилдин силигә ташлап беримиз, — деди аял. | |
II S | UyCyr | 20:22 | Шуниң билән аял пүтүн шәһәр әһлигә өзиниң дана сөзлирини йәткүзди. Улар Бикриниң оғли Шибаниң каллисини кесивелип, Йоабқа ташлап бәрди. Йоаб бурғисини челиши билән адәмлири шәһәрдин чиқип, өз өйлиригә қайтишти. Йоаб Йерусалимға, йәни Давут падишаниң йениға кәтти. | |
II S | UyCyr | 20:23 | Йоаб пүткүл Исраил қошуниниң беши, Йиһояданиң оғли Биная киретләр билән пилетләрдин тәркип тапқан муһапизәтчиләрниң командани, | |