Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II TIMOTHY
1 2 3 4
Prev Up Next
Chapter 2
II T UyCyr 2:1  Әй оғлум, сән Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқитигә тайинип күчлүк бол.
II T UyCyr 2:2  Сән мәндин үгәнгән тәлимләрни көп мәсиһийләр аңлиған вә бу тәлимләрниң тоғра екәнлигигә гувалиқ берип кәлгән. Әнди бу тәлимләрни ишәнчлик һәм башқиларға тәлим берәләйдиған киши­ләргә йәткүзгин.
II T UyCyr 2:3  Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуп, мән билән биргә азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур.
II T UyCyr 2:4  Җәңчи болған киши өз команданини рази қилиш үчүн, турмушниң ушшақ-чүшәк ишлириға башқа пухралардәк арилашмаслиғи керәк.
II T UyCyr 2:5  Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса, ғалибигә еришәлмәйду.
II T UyCyr 2:6  Әҗир сиңдүргән дехан алған һосулидин әлвәттә биринчи болуп һөзүрлиниду.
II T UyCyr 2:7  Бу һекмәтлик сөзләрни яхши ойла, чүнки Рәббимиз саңа бу ишларниң һәммисидә әқил бериду.
II T UyCyr 2:8  Сән Давут падишаниң Әвлади болған вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни есиңдә тут. Мана бу мән йәткүзүватқан Хуш Хәвәр.
II T UyCyr 2:9  Бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигимдин көп азап-оқубәт чәктим, һәтта җинайәт­чиләрдәк кишәнлинип зинданға ташландим. Лекин һеч ким Худаниң сөзини кишәнләлмәйду.
II T UyCyr 2:10  Шуниң үчүн Худа таллиған бәнди­ләр­ниң Әйса Мәсиһ тәрипидин қутқузулуши вә мәңгүлүк шан-шәрәпкә ериши­ши үчүн һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән.
II T UyCyr 2:11  Төвәндики бу сөзләр ишәнчликтур: Әйса Мәсиһ билән биллә өлгән екәнмиз, Униң билән йеңи һаятта биллә яшаймиз.
II T UyCyr 2:12  Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз Униңдин тансақ, Уму биздин таниду.
II T UyCyr 2:13  Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур. Чүнки У чоқум Өзиниң сөзидә турмай қалмайду.
II T UyCyr 2:14  Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду.
II T UyCyr 2:15  Худаниң һәқиқи­тини тоғра чүшәндүрүп, өзәңни Худа алдида йәргә қарап қалмайдиған, бәлки Худани хурсән қилидиған хизмәтчи қилип йетиштүрүшкә тириш.
II T UyCyr 2:16  Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.
II T UyCyr 2:17  Уларниң гәплири худди зәһәрлик өсмидәк тезла ямрап кетиду. Именей вә Филетларму мана шундақ гәп-сөзләрни қилғучилардиндур.
II T UyCyr 2:18  Улар өлгәнләрниң тирилишидин ибарәт бу иш аллиқачан йүз берип болди дәп, һәқ йолдин чәтнәп, бәзиләрниң ишәнчигә бузғунчилиқ қилмақта.
II T UyCyr 2:19  Бирақ Худа қурған һул мәзмут турмақта. Униңда мону сөзләр тамғилинип йезилған: «Рәббимиз Өзигә мәнсүп кишиләрни тонуйду», «Өзлирини Рәббимизгә мәнсүп дәйдиған кишиләр яманлиқлардин қол үзсун».
II T UyCyr 2:20  Бай аилиләрдә пәқәт алтун-күмүч қачиларла болуп қалмай, яғач, сапал қачиларму болиду. Алтун-күмүч қачилар алаһидә сорунларда, башқилири болса адәттики сорунларда ишлитилиду.
II T UyCyr 2:21  Әгәр бир киши өзини жуқурқи яман ишлардин пак тутса, у худди алаһидә сорунларда ишлитилидиған алтун-күмүч қачиға охшайду. Чүнки у пак болиду һәм ғоҗайиниға, йәни Худаға ярамлиқ киши болуп, һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр туриду.
II T UyCyr 2:22  Шуңа яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзәңни тарт. Пак қәлб билән Рәббимизни чақирған башқа кишиләр билән биллә һәққанийлиқ, ишәнч, меһир-муһәббәт вә инақлиқни издә.
II T UyCyr 2:23  Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.
II T UyCyr 2:24  Рәббимизниң хизмәткари җедәл­хор болмаслиғи, әксичә һәммигә меһриван вә тәлим беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк.
II T UyCyr 2:25  Рәббимизниң тәлимигә қарши турған­лар­ғиму мулайимлиқ билән несиһәт қилиш керәк. Бәлким Худа уларға һәқиқәтни биливелиш үчүн товва қилиш пурситини бериду.
II T UyCyr 2:26  Буниң билән улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилип арзусиға йәтмәкчи болған шәйтанниң торидин қутулалайду.