Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
GALATIANS
1 2 3 4 5 6
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 5
Gala UyCyr 5:1  Әйса Мәсиһ бизни әркинликтә яшисун, дәп азат қилди. Шуниң үчүн қәддиңларни руслаңлар, Тәвраттики қаидә-йосунлар силәргә йәнә боюнтуруқ болмисун.
Gala UyCyr 5:2  Мәнки Павлус шуни ейтип қояйки, әгәр силәр һәққанийлиқни издәп, йәнила хәтнигә таянсаңлар, у чағда Әйса Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду.
Gala UyCyr 5:3  Мән хәтнигә таянмақчи болғанларни йәнә бир қетим агаһландуримәнки, әгәр силәр хәтнини қобул қилсаңлар, Тәвраттики пүтүн қаидә-йосунларға толуқ бойсунушуңлар керәк.
Gala UyCyr 5:4  Силәр буларға бойсунушқа тайинип һәққаний адәм дәп җакалинишқа тиришсаңлар, у чағда силәр Әйса Мәсиһтин айрилип қалисиләр, шундақла Худаниң меһир-шәпқитини рәт қилған болиси­ләр.
Gala UyCyr 5:5  Лекин ишәнч арқилиқ һәққаний адәм дәп җакаланған бизләр болсақ, Муқәддәс Роһқа тайинип, Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадәтлирини интизарлиқ билән күтмәктимиз.
Gala UyCyr 5:6  Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.
Gala UyCyr 5:7  Силәр ишәнч йолида алға бесиватқан едиңлар, бирақ ким силәр­ниң һәқиқәткә бойсунушуңларға тосалғу болди?
Gala UyCyr 5:8  У әлвәттә силәрни Өзигә чақирған Худа әмәс!
Gala UyCyr 5:9  Есиңларда болсунки, кичиккинә хемир­туруч пүтүн хемирни болдурғинидәк, бир адәмниң хата тәлимиму нурғун адәмни аздуриду.
Gala UyCyr 5:10  Силәрму бу ишта маңа охшаш ойлайдиған болисиләр, дәп Худаға болған ишәнчим билән ишинимән. Силәрни қутритиватқан ким болушидин қәтъий нәзәр у чоқум Худаниң җаза­сини тартиду.
Gala UyCyr 5:11  Қериндашлар, әгәр мән улар ейтқандәк «хәтнә қилиниш керәк», дәп давамлиқ тәлим берип жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күндә йәнә немә үчүн йәһудийларниң зиянкәшлигигә учраймән? Әгәр шундақ қилған болсам, у чағда «қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғидинла келиду», демигән болаттим һәм уларниң ғәзивиниму қозғимиған болаттим.
Gala UyCyr 5:12  Силәрни қутратқан бу адәмләр өзлирини пичивәтсун!
Gala UyCyr 5:13  Қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар, лекин бу әркин­лигиңлар гунакар тәбиитиңларниң арзулирини қандурушниң баниси болуп қалмисун. Әксичә буни бир-бириңларға меһир-муһәббәт билән хизмәт қилишниң пурсити, дәп билиңлар.
Gala UyCyr 5:14  Чүнки пүтүн Тәврат қануни «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй» дегән әмиргә жиғин­чақ­ланған.
Gala UyCyr 5:15  Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип жүрсәңлар, өзәңларниму вәйран қилисиләр.
Gala UyCyr 5:16  Шуни демәкчимәнки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаң­лар. Шу чағда гунакар тәбиитиңларниң арзу-һәвәслиригә йол қоймайси­ләр.
Gala UyCyr 5:17  Чүнки инсанниң гунакар тәбиити Муқәддәс Роһқа зит болған ишларни арзу қилғинидәк, Муқәддәс Роһму инсанниң гунакар тәбии­тигә зит болған ишларни арзу қилиду. Улар бир-биригә қариму-қаршидур, бу қариму-қаршилиқ өзәңлар арзу қилған ишларни қилишта тоқунуш пәйда қилиду.
Gala UyCyr 5:18  Һалбуки, силәр Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә болсаңлар, у чағда Тәврат қануниниң илкидә болмай­силәр.
Gala UyCyr 5:19  Инсанниң гунакар тәбиитигә баш егиши җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ,
Gala UyCyr 5:20  бутпәрәслик, сехиргәрлик, өчмәнлик, уруш­­қақ­лиқ, қизғанчуқлуқ, ғәзәплиниш, шәхсийәтчилик, бөлгүн­чи­лик, груһвазлиқ,
Gala UyCyr 5:21  көрәлмәслик, һарақкәшлик, әйш-ишрәт қатарлиқ гуналарни кәлтүрүп чиқириду. Бурунқидәк йәнә бир қетим агаһлан­дуримәнки, бу ишларни қилғучиларға Худаниң Падишалиғида орун йоқ.
Gala UyCyr 5:22  Һалбуки, Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшашниң беридиған мевилири меһир-муһәббәт, хошал-хорамлиқ, течлиқ-аманлиқ, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, садиқлиқ,
Gala UyCyr 5:23  мулайимлиқ вә өзини тутувелишлардин ибарәттур. Булар һеч қандақ қанунға зит әмәстур.
Gala UyCyr 5:24  Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар, өзиниң гунакар тәбиити вә униңдики барлиқ яман һәвәсләрни чапрас яғачқа миқлиған болиду.
Gala UyCyr 5:25  Муқәддәс Роһ бизниң йеңи һаятимизниң мәнбәси болған екән, Униң йетәкчилигидә маңайли.
Gala UyCyr 5:26  Тәкәббурлуқ қилмайли, бир-биримизни рәнҗитмәйли, бир-биримизгә көрәлмәслик қилмайли.