Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 16
I Sa UyCyr 16:1  Пәрвәрдигар Самуилға мундақ деди: — Мән Саулниң исраилға падиша болушини рәт қилған турсам, сән қачанғичә қайғурисән? Сән мүңгүзгә зәйтун йеғи толтуруп бәйтләһәмлик Йишайниңкигә бар, Мән униң оғуллиридин бирини Өзәмгә падиша қилип таллидим.
I Sa UyCyr 16:2  — Мән қандақ баримән? Саул аңлап қалса, мени өлтүрүветиду, — деди Самуил. — Сән бир чиши мозайни алғач бар вә: «Мән Пәрвәрдигарға атап қурванлиқ қилғили кәлдим», дегин.
I Sa UyCyr 16:3  Йишайни қурванлиқ гөшини йейишкә тәклип қил, шу чағда Мән саңа немә қилишиңни дәп беримән. Сән Мән саңа Өзәм көрситидиған адәмниң бешиға яғ қуй, — деди Пәрвәрдигар.
I Sa UyCyr 16:4  Самуил Пәрвәрдигарниң дегини бойичә қилди. У Бәйтләһәмгә йетип кәлгәндә, жут ақсақаллири қорқунуч билән уни қарши елип: — Аманлиқ болсун дәп кәлдилиму? — дәп сориди.
I Sa UyCyr 16:5  У ақсақалларға: — Аманлиқ болсун дәп кәлдим, Пәрвәрдигарға қурванлиқ қилғили кәлдим. Өзәңларни паклап, мән билән биллә қурванлиқ гөши йейишкә келиңлар, — деди. Самуил Йишай билән униң оғуллирини паклиғандин кейин, уларни қурванлиқ гөши йейишкә тәклип қилди.
I Sa UyCyr 16:6  Улар кәлгән чағда Самуилниң көзи Әлиабқа чүшүп, ичидә: «Пәрвәрдигарниң таллиғини мошу болса керәк», дәп ойлиди.
I Sa UyCyr 16:7  Лекин Пәрвәрдигар Самуилға: «Униң ташқи көрүнүши билән егиз бәстигила қарима, Мән уни рәт қилдим. Пәрвәрдигар бәндиләргә охшаш ташқи көрүнүшкә қаримайду, қәлбкә қарайду», деди.
I Sa UyCyr 16:8  Йишай өзиниң оғли Абинадабни Самуилниң алдидин өткүзгән еди. Самуил: — Пәрвәрдигар уни таллимиди, — деди.
I Sa UyCyr 16:9  Йишай Шаммаһни Самуилниң алдидин өткүзүведи, Самуил: — Пәрвәрдигар униму таллимиди, — деди.
I Sa UyCyr 16:10  Йишай у йәрдики йәттә оғлиниң һәммисини Самуилниң алдидин өткүзүведи, Самуил: — Пәрвәрдигар уларниң һечқайсисини таллимапту, — деди вә,
I Sa UyCyr 16:11  — оғуллириңизниң һәммиси мошуму? — дәп сориди. — Кәнҗәмму бар, у һазир қой беқиватиду, — дәп җавап бәрди Йишай. — Чақирип келишкә адәм әвәтиң, — деди Самуил Йишайға, — у кәлмигичә дәстиханға олтармаймиз.
I Sa UyCyr 16:12  Йишай адәм әвәтип Давутни чақирип кәлди. Давут көзлири йенип туридиған, икки мәңзи қизил, келишкән бир жигит еди. Пәрвәрдигар: «Дәл мошу, берип униң бешиға яғ қуй!» деди.
I Sa UyCyr 16:13  Самуил мүңгүздики зәйтун йеғини елип, акилири алдида униң бешиға қуйди. Шу күндин тартип Пәрвәрдигарниң Роһи Давутқа күчлүк чүшүшкә башлиди. Шуниңдин кейин Самуил Рамаһқа қайтип кәтти.
I Sa UyCyr 16:14  Пәрвәрдигарниң Роһи Саулдин айрилди. Пәрвәрдигар тәрәптин әвәтилгән бир яман роһ уни қаттиқ вәһимигә селишқа башлиди.
I Sa UyCyr 16:15  Саулниң әмәлдарлири униңға: — Һазир Пәрвәрдигар тәрәптин әвәтилгән бир яман роһниң өзлирини қаттиқ қорқунучқа селиватқанлиғини көрүватимиз.
I Sa UyCyr 16:16  Ғоҗам, бизгә лирани яхши чалидиған бир адәм тепип келишкә буйруқ қилғайла, Пәрвәрдигар тәрәптин яман роһ келип өзлирини тутуп қалғанда, у адәм лира чалса, өзлири яхши болуп қалидила, — дегән еди.
I Sa UyCyr 16:17  Саул әмәлдарлириға: — Мән үчүн уста бир лирачини тепип йенимға әкелиңлар, — деди.
I Sa UyCyr 16:18  — Мән бәйтләһәмлик Йишайниң бир оғлини көргән, у лира челишқа уста екән. У батур, җәңдә җасур, даналиқ билән сөзләйдиған, толиму келишкән жигит екән, Пәрвәрдигар униңға ярдур, — деди бир хизмәткар.
I Sa UyCyr 16:19  Саул буни аңлап Йишайға чапармәнләрни әвәтип: «Қой бақидиған Давут дегән оғлуңни мениң йенимға әвәтивәт», деди.
I Sa UyCyr 16:20  Йишай оғли Давут билән биргә бир оғлақни, нан артилған бир ешәкни вә бир тулум шарапни қошуп Саулға әвәтти.
I Sa UyCyr 16:21  Давут Саулниң һозуриға келип, униң хизмитигә киришти. Давутқа Саулниң қаттиқ меһри чүшүп қалди. Шуниң билән уни өзиниң қурал-ярақ көтәргүчиси қиливалди.
I Sa UyCyr 16:22  Андин Саул Йишайға: «Давут маңа ярап қалди. Йенимда қелип хизмитимни қилсун», дәп хәвәр әвәтти.
I Sa UyCyr 16:23  Шу күндин башлап Пәрвәрдигар тәрәптин кәлгән яман роһ Саулни тутқанда, Давут лирани қолиға елип чалатти, шуниң билән Саул арам тепип, яхши болуп қалатти, яман роһму униңдин чиқип кетәтти.