MARK
Chapter 2
Mark | UyCyr | 2:1 | Бир нәччә күндин кейин, һәзрити Әйса Кәпәрнаһумдики бурун турған өйгә йәнә кәлди. Униң кәлгәнлиги тоғрисидики хәвәр тарқилиш биләнла, | |
Mark | UyCyr | 2:2 | у йәргә шунчилик көп адәм жиғилдики, һәтта ишик алдидиму пут қойғидәк йәр қалмиған еди. Һәзрити Әйса уларға Худаниң сөзини йәткүзүвататти. | |
Mark | UyCyr | 2:4 | Улар адәмниң толилиғидин һәзрити Әйсаниң йениға баралмай, У тәлим бериватқан өйниң өгүзини тешип, бемарни ятқан орун-көрписи билән һәзрити Әйсаниң алдиға чүшәрди. | |
Mark | UyCyr | 2:5 | Уларниң ишәнчини көргән һәзрити Әйса һелиқи паләчкә: — Оғлум, сениң гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди. | |
Mark | UyCyr | 2:7 | «Бу адәм немә үчүн мундақ дәйду? Бу күпүрлүкқу! Худадин башқа һеч кимниң гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқи йоққу!» дейишти. | |
Mark | UyCyr | 2:8 | Уларниң немә ойлаватқанлиғини шу ан билгән һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр буни немә үчүн күпүрлүк дәйсиләр? | |
Mark | UyCyr | 2:9 | «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс. | |
Mark | UyCyr | 2:10 | Амма һазир Инсан Оғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә: | |
Mark | UyCyr | 2:12 | Һелиқи адәм орнидин дәс туруп, орун-көрписини жиғиштурди вә һәммисиниң көз алдида өйдин чиқип кәтти. Һәйран қалған халайиқ Худани мәдһийилишип: — Бундақ ишни әзәлдин көрүп бақмиған едуқ, — дейишти. | |
Mark | UyCyr | 2:13 | Һәзрити Әйса йәнә көл бойиға қарап маңди. Нурғун кишиләр Униң әтрапиға топлишивалди. Һәзрити Әйса уларға тәлим бәрди. | |
Mark | UyCyr | 2:14 | Һәзрити Әйса йолдин өтүп кетиветип, баҗ жиғидиған җайда олтарған Алфайниң оғли Лавийни көрүп, униңға: — Маңа әгәшкин, — деди. Лавий орнидин туруп, Униңға әгәшти. | |
Mark | UyCyr | 2:15 | Кейин һәзрити Әйса Лавийниң өйидә меһмандарчилиқта болуватқанда, тәклип қилинған нурғун баҗгирлар вә шулардәк гунакар, дәп қаралған бир қисим кишиләрму һәзрити Әйса вә шагиртлири билән һәмдәстихан болди. Һәзрити Әйсаға әгәшкәнләр ичидә гунакар дәп қаралған бундақ кишиләр хелә көп еди. | |
Mark | UyCyr | 2:16 | Пәрисий диний еқимидики бәзи Тәврат устазлири Униң гунакар дәп қаралғанлар вә баҗгирлар билән бир дәстиханда олтарғанлиғини көрүп, шагиртлириға: — Униң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтарғини қандақ гәп?! — дейишти. | |
Mark | UyCyr | 2:17 | Буни аңлиған һәзрити Әйса уларға: — Сағлам адәм әмәс, бәлки кесәл адәм тевипқа муһтаҗдур. Мән өзлирини дурус һесаплайдиғанларни әмәс, бәлки өзлириниң гуналирини тонуйдиғанларни чақирғили кәлдим, — деди. | |
Mark | UyCyr | 2:18 | Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири билән пәрисийләр роза тутатти. Бәзи кишиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири вә пәрисийләр роза тутиду, Сизниң шагиртлириңиз немишкә тутмайду? — дәп сорашти. | |
Mark | UyCyr | 2:19 | Һәзрити Әйса җававән мундақ деди: — Тойи болуватқан жигит техи той зияпитидә турған чағда, меһманлар һәсрәт чекиватқан адәмләрдәк роза тутса қандақ болғини?! Әлвәттә болмайду! | |
Mark | UyCyr | 2:20 | Амма жигитниң улардин елип кетилидиған күни келиду, әйнә шу чағда улар қайғу-һәсрәт чәккинидин роза тутиду. | |
Mark | UyCyr | 2:21 | Һеч ким кона көйнәккә киришип кетидиған йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, кийим жуюлғанда йеңи ямақ киришип, кийимни житип ташлайду. Нәтиҗидә житиқ техиму йоғирип кетиду. | |
Mark | UyCyr | 2:22 | Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, йеңи шарапниң көпүши билән тулум йерилидудә, шарапму, тулумму кардин чиқиду. Шуниң үчүн йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилаш керәк. | |
Mark | UyCyr | 2:23 | Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдайлиқтин өтүп кетивататти, биллә кетиватқан шагиртлири башақларни үзүвелип, йейишкә башлиди. | |
Mark | UyCyr | 2:24 | Пәрисийләр һәзрити Әйсаға: — Шагиртлириңиз немишкә дәм елиш күни чәкләнгән ишни қилиду, — дейишти. | |
Mark | UyCyr | 2:25 | Һәзрити Әйса уларға: — Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач вә муһтаҗлиқта қалғанда қандақ қилғанлиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму? | |
Mark | UyCyr | 2:26 | Баш роһаний Авиятарниң вақтида падиша Давут ибадәтханидики муқәддәс җайға кирип, Худаға аталған нанларни роһанийдин сорап йегән һәм һәмралириғиму бәргән. Һалбуки, бу нанларни роһанийлардин башқа һәр қандақ кишиниң йейиши Тәврат қануниға хилап еди, — деди. | |
Mark | UyCyr | 2:27 | Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Инсан дәм елиш күни үчүн әмәс, дәм елиш күни инсан үчүн яритилди. | |