Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MARK
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next
Chapter 14
Mark UyCyr 14:1  Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» вә «Петир нан» һейтиға икки күн қалған еди. Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйса­ни һейлә билән тутуп уҗуқтуруветишниң чарисини издәшти.
Mark UyCyr 14:2  Улар: — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишәтти.
Mark UyCyr 14:3  Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә дәстиханда олтириватқанда, ичигә қиммәтлик сап сумбул әтири қачиланған, ақ қаш тешидин ясалған қутини тутқан бир аял кирип, қолидики қутини ечип, ичидики әтирни һәзрити Әйсаниң бешиға қуйди.
Mark UyCyr 14:4  Бәзиләр буниңға хапа болуп, бир-биригә: — Хуш пурақ әтирни бундақ исрап қилғанниң немә пайдиси?
Mark UyCyr 14:5  Бу әтирниң қиммити бир жиллиқ киримимизгә тәң келидикән! У сетилип пули кәмбәғәлләргә берилсә болатти, — дейишип аялни қаттиқ әйипләшкә башлиди.
Mark UyCyr 14:6  — Аялниң ихтияриға қоюветиңлар, уни хиҗил қилип немә қилисиләр? У Мән үчүн яхши иш қилди.
Mark UyCyr 14:7  Кәмбәғәлләр дайим араң­ларда, уларға халиған вақитта ярдәм қилалайсиләр. Лекин Мән араң­ларда дайим болмаймән.
Mark UyCyr 14:8  Аял чами йетидиған ишни қилди; Мениң дәпнә қилинишимға тәйярлиқ йүзисидин бәдинимгә алдин-ала әтир сүркәп қойди.
Mark UyCyr 14:9  Билип қоюңларки, Хуш Хәвәр дунияниң қәйиридә йәткүзүлсә, бу аял әслинип, униң қилған иши тилға елиниду, — деди һәзрити Әйса уларға.
Mark UyCyr 14:10  Шу вақитта он икки шагирттин бири болған Йәһуда Ишқарийот һәзрити Әйсани тутуп бериш мәхситидә алий роһанийларниң йениға барди.
Mark UyCyr 14:11  Буни аңлап, алий роһанийларниң гүл қәқәқлири ечилип кәтти вә униңға пул беришкә вәдә қилишти. Йәһудаму һәзрити Әйсани уларға тутуп беришкә пурсәт издәшкә башлиди.
Mark UyCyr 14:12  «Петир нан» һейтиниң биринчи күни, йәни «Өтүп кетиш» һейти­ниң қурванлиғи қилинидиған күни шагиртлар һәзрити Әйсаниң йениға келишип: — «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәргә берип тәйярлиши­мизни халайсиз? — дәп сориди.
Mark UyCyr 14:13  У шагиртлиридин иккисини мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Йерусалимға кириңлар, у йәрдә козида су тошуватқан бир киши­ни учритисиләр. Униң кәйнидин меңип,
Mark UyCyr 14:14  у адәм киргән өйниң егисидин: «Устазимиз: Шагиртлирим билән «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманлиқ өй қәйәрдә? дәп сораватиду», дәңлар.
Mark UyCyr 14:15  У силәрни үстүнки қәвәттики рәтлик җабдуп қоюлған бир еғиз чоң өйгә башлап чиқиду. Мана шу өйдә һейтниң тамиғини тәйяр қилиңлар.
Mark UyCyr 14:16  Шагиртлар йолға чиқип шәһәргә кирди. Һәммә ишлар һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә тамақни тәйяр­лашқа киришти.
Mark UyCyr 14:17  Кәчқурун һәзрити Әйса он икки шагирти билән келип,
Mark UyCyr 14:18  дәсти­ханда олтирип таам үстидә: — Билип қоюңларки, Мән билән биллә ғизалиниватқан силәрниң араңлардики бири Маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
Mark UyCyr 14:19  Бу сөз уларни қайғуға салди. Улар бир-бирләп: — Мән әмәстимән? — дәп сориди.
Mark UyCyr 14:20  Һәзрити Әйса уларға: — Маңа сатқунлуқ қилғучи қолидики нанни Мән билән биллә тәхсигә чилиған он икки шагиртниң ичидики биридур.
Mark UyCyr 14:21  Инсан Оғли Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк аләмдин өтиду. Лекин Униңға сатқунлуқ қилидиған кишиниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болсичу кашки! — деди.
Mark UyCyr 14:22  Улар тамақ йейишиватқанда, һәзрити Әйса бир нанни қолиға елип шүкүр ейтқандин кейин, уни уштуп туруп, шагиртлириға бәрди вә: — Елиңлар, бу Мениң Теним, — деди.
Mark UyCyr 14:23  Андин У қолиға бир җам елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, уни шагиртлириға сунди. Һәммиси униңдин ичишти.
Mark UyCyr 14:24  — Бу Мениң нурғун адәмләр үчүн төкүлүп, Худаниң келиши­мини түзидиған Қенимдур.
Mark UyCyr 14:25  Билип қоюңларки, Худаниң Падишалиғида йеңичә шараптин ичмигичә, бундақ шарапни һәргиз ичмәймән, — деди һәзрити Әйса.
Mark UyCyr 14:26  Улар мәдһийә нахшисини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
Mark UyCyr 14:27  Бу чағда һәзрити Әйса шагиртлириға: — Һәммиңлар Мени ташлап кетисиләр, чүнки Муқәддәс Язми­ларда Худа: «Қойчини уруп өлтүримән, Қойлири терә-перәң болуп кетиду», дегән.
Mark UyCyr 14:28  Лекин Мән тирилгәндин кейин, Җәлилийәгә силәрдин бурун бари­мән, — деди.
Mark UyCyr 14:29  Петрус Униңға: — Һәммиси Сизни ташлап кәтсиму, мән һәргиз ташлап кәтмәймән, — деди.
Mark UyCyr 14:30  — Билип қойғинки, бүгүн кечә ғораз икки қетим чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән, — деди һәзрити Әйса.
Mark UyCyr 14:31  Лекин Петрус техиму қәтъий тәләппуз билән: — Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти.
Mark UyCyr 14:32  Кейин улар Гетсиманә дегән бир йәргә кәлди. Һәзрити Әйса шагирт­лириға: — Мән дуа-тилавәт қилип кәлгичә, силәр мошу җайда олтирип туруңлар, — деди.
Mark UyCyr 14:33  У Петрус, Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди. Бу вақитта Уни қайғу бесип, көңли беарам болушқа башлиди. У:
Mark UyCyr 14:34  — Җеним чиқип кетидиғандәк ғәм-қайғуға патти. Силәр бу йәрдә қелип, һошияр туруңлар, — деди
Mark UyCyr 14:35  вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп, мүмкин болса у күнниң Өз бешиға кәлмәслигигә дуа қилип:
Mark UyCyr 14:36  — Әй сөйүмлүк Ата, Сән һәммигә қадирсән, бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
Mark UyCyr 14:37  У үч шагиртиниң йениға қайтип келип, уларниң үгдәп қалған­лиғини көрүп, Петрусқа: — Әй Симун, ухлаватамсән?! Бирәр саатму һошияр турал­ми­диңму?!
Mark UyCyr 14:38  Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди.
Mark UyCyr 14:39  Андин У йәнә берип, бурунқи сөзлирини тәкрарлап дуа қилди.
Mark UyCyr 14:40  У шагиртлириниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә үгдәп қалғанлиғини көрди. Чүнки улар көзлирини ачалмай қалған еди. Улар һәзрити Әйсаға немә дейишини билмәй қалди.
Mark UyCyr 14:41  Һәзрити Әйса үчинчи қетим уларниң йениға қайтип: — Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Болди, бәс әнди! Инсан Оғлиниң гунакарларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди.
Mark UyCyr 14:42  Қопуңлар, кетәйли, мана Маңа сатқунлуқ қилидиған киши кәпту, — деди.
Mark UyCyr 14:43  Һәзрити Әйсаниң сөзи аяқлашмастинла, он икки шагиртиниң бири болған Йәһуда кәлди. Униң йенида алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар тәрипидин әвәтилгән, қилич тоқмақлар билән қуралланған зор бир топ адәм бар еди.
Mark UyCyr 14:44  Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда уларға аллибурун: «Мән Кимни сөйсәм, Әйса Шу. Силәр Уни тутуп, қаттиқ муһапизәт астида елип меңиңлар», дегән вә сөйүш арқилиқ бәлгү бәрмәкчи болған еди.
Mark UyCyr 14:45  У удул һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, — дәп Уни сөйди.
Mark UyCyr 14:46  Шу чағда у башлап кәлгәнләр һәз­рити Әйсаға қол селип, Уни тутқун қилди.
Mark UyCyr 14:47  Һәзрити Әйсаниң йениди­киләрдин бири қиличини суғуруп, баш роһанийниң чакириға урди. Қилич чакарниң оң қулиғиға тегип, уни шилип чүширивәтти.
Mark UyCyr 14:48  Һәзрити Әйса: — Силәр қилич-тоқмақларни көтирип Мени тутқили кәпсиләр, Мени қарақчи көрүватамсиләр?
Mark UyCyr 14:49  Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә болуп тәлим берәттим. У чағда тутмидиңлар. Бу ишларниң йүз бериши Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилғанларниң әмәлгә ашурулуши болди, — деди.
Mark UyCyr 14:50  Бу чағда шагиртларниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти.
Mark UyCyr 14:51  Һәзрити Әйсаниң кәйнидин пәқәт учисиға кәндир рәхт йепин­чақ­лавалған бир яш жигит әгишип маңған еди. Улар униму тутувалди.
Mark UyCyr 14:52  Лекин у рәхтниң ичидин суғирилип чиқип ялиңач пети қечип кәтти.
Mark UyCyr 14:53  Улар һәзрити Әйсани баш роһанийниң алдиға елип беришти. Пүтүн алий роһанийлар, ақсақаллар вә Тәврат устазлириму у йәргә жиғилди.
Mark UyCyr 14:54  Петрус һәзрити Әйсаға таки баш роһанийниң һойлисиғичә жирақтин әгишип берип, һойлида қаравуллар билән биллә иссинип олтарди.
Mark UyCyr 14:55  Алий роһанийлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири һәзрити Әйсани өлүм җазасиға мәһкүм қилиш үчүн испат издиди, амма тапалмиди.
Mark UyCyr 14:56  Бир мунчә ялған гувачилар оттуриға чиққан болсиму, испатлири бир-биригә маслашматти.
Mark UyCyr 14:57  Уларниң бәзилири орнидин туруп, ялған гувалиқ берип:
Mark UyCyr 14:58  — Биз Униң: «Инсан қоли билән ясалған бу ибадәтханини бузуп ташлап, инсан қоли билән ясалмиған башқа бир ибадәтханини үч күн ичидә ясап чиқимән», дегәнлигини аңлидуқ, — деди.
Mark UyCyr 14:59  Лекин бу һәқтики гувалиқларму бир-биригә маслашмиди.
Mark UyCyr 14:60  Андин баш роһаний орнидин туруп, җамаәтниң алдида һәзрити Әйсаға: — Қени, җавап бәрмәмсән? Буларниң Сениң үстүңдин бәргән гувалиқ­лириға немә дәйсән? — деди.
Mark UyCyr 14:61  Лекин һәзрити Әйса шүк туруп, һеч қандақ җавап бәрмиди. Баш роһаний йәнә Униңдин: — Мәдһийилинишкә лайиқ болған Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — дәп сориди.
Mark UyCyr 14:62  — Һә-ә, Мән, — деди һәзрити Әйса, — силәр Инсан Оғлиниң қадир Худаниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә көктики булутлар ичидә қайтип келидиғанлиғини көрисиләр.
Mark UyCyr 14:63  Бу сөзни аңлиған баш роһаний кийимлирини житип ташлап: — Әнди башқа һеч қандақ гувачиниң һаҗити қалмиди.
Mark UyCyr 14:64  Силәр Униң күпүрлүклирини аңлидиңлар. Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди. Улар бирдәк Униңға өлүм җазаси тегишлик дәп һөкүм қилишти.
Mark UyCyr 14:65  Бәзилири Униңға түкүрүшкә башлиди. Улар йәнә Униң көзлирини бағлап, мушт етип: «Пәйғәмбәр болсаң, ейтип баққина, Сени ким урди?» дейишти. Қаравулларму Уни арисиға еливелип качатлиди.
Mark UyCyr 14:66  Петрус төвәндики һойлида туратти. Баш роһанийниң хизмәткар қизлиридин бири келип,
Mark UyCyr 14:67  иссинип олтарған Петрусни көрүп, униңға тикилип қарап: — Сәнму насирәлик Әйса билән бир едиңғу, — деди.
Mark UyCyr 14:68  Петрус буни инкар қилип: — Сениң немә дәватқанлиғиңни билмидим һәм чүшәнмидим, — дедидә, ташқириға, дәрвазиниң алдиға чиқип турди. Шу чағда ғораз чиллиди.
Mark UyCyr 14:69  Униң ташқирида турғанлиғини көргән һелиқи хизмәткар қиз у йәрдә турғанларға йәнә: — Бу Униң адимиғу, — деди.
Mark UyCyr 14:70  Петрус йәнә инкар қилди. Бир аздин кейин у йәрдә турғанлар Петрусқа йәнә: — Шүбһисизки, сән Униң шагиртлириниң бири. Тәләппузуңдин сениңму җәлилийәлик екәнлигиң чиқип турмамду?! — дейишти.
Mark UyCyr 14:71  Петрус қәсәм қилип: — Силәр дәватқан Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди.
Mark UyCyr 14:72  Дәл шу чағда ғораз иккинчи қетим чиллиди. Петрус һәзрити Әйса­ниң өзигә: «Ғораз икки қетим чиллаштин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән», дегән сөзини есигә елип, көңли бузулуп жиғлап кәтти.