Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MARK
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 12
Mark UyCyr 12:1  Андин һәзрити Әйса уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шаравини ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту.
Mark UyCyr 12:2  Үзүмләрни үзидиған мәзгил кәлгәндә, у һосулниң бир үлүшини елип келишкә қуллиридин бирини иҗарикәшләрниң йениға әвәтипту.
Mark UyCyr 12:3  Лекин иҗарикәшләр һелиқи қулни тутувелип, думбалап, қуруқ қол қайтурупту.
Mark UyCyr 12:4  Ғоҗайин йәнә бир қулини әвәтипту. Иҗарикәшләр униңму баш-көзини йерип, һақарәтләп қайтурупту.
Mark UyCyr 12:5  Кейин ғоҗайин йәнә бир қулини әвәтипту, лекин у өлтүрүлүпту. Йәнә бир мунчә қуллирини әвәтипту, уларниңму бәзилири таяқ йәп, бәзилири өлтүрүлүпту.
Mark UyCyr 12:6  Ғоҗайинниң йенида бирла адими, йәни униң сөйүмлүк ялғуз оғлила қапту. У оғлумниғу һөрмәт қилар, дәп иҗарикәшләрниң йениға әң ахирида уни әвәтипту.
Mark UyCyr 12:7  Лекин иҗарикәшләр өз ара: «Бу болса ғоҗайинниң мирасхори. Келиңлар, уни өлтүрүветәйли, үзүмзарлиқ бизгә оңчә қалсун», дейишипту.
Mark UyCyr 12:8  Шундақ қилип, уни тутуп өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға сөрәп ачиқиветипту.
Mark UyCyr 12:9  Бундақ әһвалда, үзүмзарлиқниң ғоҗайини бу иҗарикәшләрни қандақ қилиду? Җәзмән уларни өлтүрүп, үзүмзарлиғини башқиларға иҗаригә бериду.
Mark UyCyr 12:10  Силәр Зәбурдики мону сөзләрни зади оқумиғанмидиңлар? «Қурулушчилар ташлавәткән Таш Қурулушниң һул Теши болуп қалди.
Mark UyCyr 12:11  Бу Пәрвәрдигар тәрипидиндур, Биз үчүн әҗайип бир иштур».
Mark UyCyr 12:12  Һәзрити Әйсаниң бу тәмсилни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнгән йәһудийларниң чоңлири Уни тутқун қилмақчи болди. Лекин хәлиқтин қорқуп, Уни ташлап кетип қалди.
Mark UyCyr 12:13  Шуниңдин кейин йәһудийларниң чоңлири һәзрити Әйсани Униң Өзиниң сөзлири билән қапқанға чүшириш мәхситидә пәрисийләрдин вә Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлиридин бәзи­ләрни Униң йениға әвәтти.
Mark UyCyr 12:14  Улар келип һәзрити Әйсаға: — Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмай, уларға Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлдиңиз. Сизгә Рим императори Қәйсәргә баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ? Зади баҗ тапшурамдуқ яки тапшурмамдуқ? — дейишти.
Mark UyCyr 12:15  Уларниң сахтипәзлигини билгән һәзрити Әйса: — Немишкә Мени сөзүм арқилиқ илиндурмақчи болуватисиләр? Маңа бир данә күмүч тәңгә бериңлар, көрүп бақай, — деди.
Mark UyCyr 12:16  Пул елип келинди, һәзрити Әйса улардин: — Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — дәп сориди. — Рим императори Қәйсәрниң, — дейишти улар.
Mark UyCyr 12:17  — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға. Улар һәзрити Әйсаниң сөзлиригә һәйран қелишти.
Mark UyCyr 12:18  Өлгәнләр тирилмәйду, дәп қарайдиған садуқий диний еқими­дикиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
Mark UyCyr 12:19  — Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши өлүп кетип, аяли тул қелип, пәрзәнт көрмигән болса, өлгән кишиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп язған.
Mark UyCyr 12:20  Бурун йәттә ака-ука өткән екән, чоңи өйлинип пәрзәнт қалдурмайла аләмдин өтүпту.
Mark UyCyr 12:21  Кәйнидики иниси йәңгисини әмригә елип, уму пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту. Кәйнидики инисиму шундақ бопту.
Mark UyCyr 12:22  Шундақ қилип, йәттинчисигичә уни елип чиқипту. Лекин һеч қайсиси пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту. Ахирида у аялму аләмдин өтүпту.
Mark UyCyr 12:23  Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял кимниң аяли болуп тирилиду? Чүнки йәттә қериндашниң һәммиси уни аяллиққа алғандә! — дейишти.
Mark UyCyr 12:24  Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигән­лигиңлар үчүн мана мошундақ хаталишисиләр әмәсму?!
Mark UyCyr 12:25  Өлүмдин тирилгәндин кейин инсанлар асмандики периштәләргә охшаш, хотун алмайду, әргә тәгмәйду.
Mark UyCyr 12:26  Өлүмдин тирилиш мәси­лиси һәққидә Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвратта оқумидиң­ларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Тәвраттики «Тикәнликниң көйүши» һәққи­дики баянда Худа уларни тирик һесаплап: «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән!» дәйду.
Mark UyCyr 12:27  Демәк, Худа өлүкләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур. Силәр тамамән хаталаштиңлар.
Mark UyCyr 12:28  Уларниң муназирисини аңлиған вә һәзрити Әйсаниң уларға яхши җавап бәргәнлигини көргән бир Тәврат устази һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Пүтүн әмирләрниң ичидә әң муһими қайси? — дәп сориди.
Mark UyCyr 12:29  Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Әң муһими шуки, «Аңлиғин, әй исраиллар! Пәрвәрдигаримиз болған Худа бирдин-бир Худадур.
Mark UyCyr 12:30  Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң вә пүтүн күчүң билән сөйгин».
Mark UyCyr 12:31  Йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй». Мана булардин муһим әмир йоқ.
Mark UyCyr 12:32  — Тоғра ейттиңиз, Устаз, — деди Тәврат устази һәзрити Әйсаға, — «Худа бирдур, Униңдин башқиси йоқтур», дегиниңиз дурус.
Mark UyCyr 12:33  Инсан­ниң Худани пүтүн қәлби, пүтүн әқли вә пүтүн күчи билән сөйүши һәм хошнисиниму өзини сөйгәндәк сөйүши Худаға аталған һәр қандақ көйдүрмә қурванлиқ вә һәдийәләрдинму муһимдур.
Mark UyCyr 12:34  Һәзрити Әйса униң әқиланә җавап бәргәнлигини көрүп: — Сиз Худаниң Падишалиғидин жирақ әмәссиз, — деди. Шуниңдин кейин Униңдин һеч ким соал сорашқа петиналмиди.
Mark UyCyr 12:35  Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида тәлим бери­ветип, мундақ соални оттуриға қойди: — Тәврат устазлири Қутқазғучи-Мәсиһни падиша Давутниң Әвла­ди, дәп турувалса қандақ болиду?
Mark UyCyr 12:36  Давут падиша өзи Муқәддәс Роһниң илһами билән мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »
Mark UyCyr 12:37  Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?! У йәрдики җамаәт һәзрити Әйсаниң сөзини зоқ билән аңлатти.
Mark UyCyr 12:38  Һәзрити Әйса тәлим берип мундақ деди: — Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Узун тонларни кийи­велип ғадийип жүрүшкә амрақ келиду. Базарларда башқиларниң өзлиригә салам берип һөрмәтлишини,
Mark UyCyr 12:39  ибадәтханиларда алаһидә орунда олтиришини, зияпәтләрдиму төрдә олтиришни яхши көриду.
Mark UyCyr 12:40  Улар тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәвелип, андин әттәй башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилиду. Улар җәзмән техиму қаттиқ җазаға тартилиду!
Mark UyCyr 12:41  Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтханидики сәдиқә жиғилидиған җайниң алдида олтирип, өз сәдиқилирини ташлаватқан җамаәткә қарап туратти. Нурғун байлар сандуққа хелә көп пул ташлиди.
Mark UyCyr 12:42  Бир кәмбәғәл тул аялму келип, бир нәччә тийинла қиммитидики икки тәңгини ташлиди.
Mark UyCyr 12:43  Һәзрити Әйса шагиртлирини йениға чақирип, уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, бу намрат тул аялниң сәдиқиси Худаниң нәзә­ридә һәммиңларниңкидин көп.
Mark UyCyr 12:44  Чүнки башқилар өзлириниң ашқан байлиқлиридин сәдиқә қилди. Лекин бу аял намрат туруп, өзиниң бар-йоқини — тирикчилик қилидиған һәммә нәрсисини сәдиқә қилди.