MARK
Chapter 11
Mark | UyCyr | 11:1 | Һәзрити Әйса шагиртлири билән Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи вә Бәйтания дегән йезиларға кәлгәндә, икки шагиртини | |
Mark | UyCyr | 11:2 | мундақ дәп алдин-ала әвәтти: — Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. Йезиға кирипла, техи минилип бақмиған бир тәхәйниң бағлақлиқ турғанлиғини көрисиләр. Уни йешип, йетиләп келиңлар. | |
Mark | UyCyr | 11:3 | Әгәр бири силәрдин: «Немишкә бундақ қилисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәббимизниң буниңға һаҗити чүшти, бир дәмдин кейин қайтуруп бериду», дәңлар. | |
Mark | UyCyr | 11:4 | Улар берип, йол үстидики бир өйниң дәрвазиси йенида бағлақлиқ турған бир тәхәйни көрди. Улар чулвурини йешиватқан чағда, | |
Mark | UyCyr | 11:7 | Шагиртлар тәхәйни һәзрити Әйсаниң алдиға йетиләп келип, үстигә өз чапанлирини салди. Һәзрити Әйса тәхәйгә минди. | |
Mark | UyCyr | 11:8 | Нурғун халайиқниң бәзилири чапанлирини, бәзилири өп-чөридики етизлардин кәскән шах-шумбиларни йолға паяндаз қилип салди. | |
Mark | UyCyr | 11:9 | Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкәнләр: «Худаға шүкүр! Пәрвәрдигаримизниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! | |
Mark | UyCyr | 11:10 | Әҗдадимиз Давутниң падишалиғиниң Избасариға Әҗдадимиз Давутниң падишалиғиниң мубарәк болсун! Әң бүйүктики Худаға шүкүрләр ейтилсун!» дәп вақиришатти. | |
Mark | UyCyr | 11:11 | Һәзрити Әйса Йерусалимға берип мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирди вә һәммә нәрсини көздин кәчүрди. Бирақ кәч кирип қалғачқа, он икки шагирти билән биллә йәнә Бәйтанияға қайтти. | |
Mark | UyCyr | 11:13 | У жирақта барақсан бир түп әнҗир дәриғини көрүп, һеч болмиғанда тоң әнҗир болсиму барду, дәп униңға қарап маңди. Дәрәқниң йениға барғинида, йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмиди. Бу әнҗир пишидиған вақит әмәс еди. | |
Mark | UyCyr | 11:14 | Һәзрити Әйса дәрәққә: — Буниңдин кейин һеч ким сениң мевәңни йемигәй! — деди. Шагиртлириму буни аңлиди. | |
Mark | UyCyr | 11:15 | Улар Йерусалимға кәлди. Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәммисини һайдап чиқиришқа башлиди. Пул тегишидиғанларниң покәйлирини вә кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүп, | |
Mark | UyCyr | 11:16 | мал көтиривалған һәр қандақ адәмниң ибадәтхана һойлилиридин өтүшигә рухсәт қилмиди. | |
Mark | UyCyr | 11:17 | У хәлиққә тәлим бәргәндә мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм пүткүл хәлиқләрниң дуа-тилавәтханиси дәп аталсун», дегән сөзи йезилған әмәсму? Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди. | |
Mark | UyCyr | 11:18 | Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири буни аңлап, һәзрити Әйсани уҗуқтуруветишниң чарисини издәшкә башлиди. Улар һәзрити Әйсадин қорқатти, чүнки пүтүн халайиқ Униң тәлимигә һәйран еди. | |
Mark | UyCyr | 11:20 | Әтиси әтигәндә һәзрити Әйса билән шагиртлири әнҗир дәриғиниң йенидин өтүп кетиветип, дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткәнлигини көрүшти. | |
Mark | UyCyr | 11:21 | Түнүгүнки вақиәни есигә алған Петрус: — Устаз, қараң, Сиз қарғиған әнҗир дәриғи қуруп кетипту! — деди. | |
Mark | UyCyr | 11:23 | Билип қоюңларки, ким бу таққа: «Қозғал, деңизға ташлан!» десә вә көңлидә гуманланмай, ейтқанлириниң әмәлгә ешишиға ишәнч қилса, униң тәливи иҗавәт болиду. | |
Mark | UyCyr | 11:24 | Шуниң үчүн силәргә ейтимәнки, дуа билән тилигән һәр қандақ нәрсигә ериштим, дәп ишиниңлар. Шунда тәливиңлар иҗавәт болиду. | |
Mark | UyCyr | 11:25 | Орнуңлардин туруп дуа қилғиниңларда, бирәрсигә қосақ көпүгүңлар барлиғи ядиңларға кәлсә, уни кәчүрүңлар. Шу чағда асмандики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилиду. { | |
Mark | UyCyr | 11:26 | Силәр башқиларни кәчүрүм қилмисаңлар, асмандики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилмайду.} | |
Mark | UyCyr | 11:27 | Улар йәнә Йерусалимға қайтип кәлди. Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида айлинип жүргәндә, алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Униң йениға келип: | |
Mark | UyCyr | 11:28 | — Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисиз? Сизгә бундақ қилиш һоқуқини ким бәргән? — дәп сориди. | |
Mark | UyCyr | 11:29 | Һәзрити Әйса уларға: — Мән авал силәрдин бир соал сорай. Силәр униңға җавап бериңлар. Шу чағда Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән. | |
Mark | UyCyr | 11:30 | Ейтиңларчу, Йәһия пәйғәмбәргә чөмүлдүрүш һоқуқини Худа бәргәнму яки инсанларму? — деди. | |
Mark | UyCyr | 11:31 | Улар өз ара муназирә қилишқа башлап: — «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду. | |
Mark | UyCyr | 11:32 | Бирақ биз қандақму: «Инсанлар бәргән» дәләләймиз?! — дейишти. Чүнки улар Йәһияни һәқиқәтән пәйғәмбәр дәп һесаплайдиған хәлиқтин қорқатти. | |