MARK
Chapter 9
Mark | UyCyr | 9:1 | Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Билип қоюңларки, бу йәрдә турғанларниң бәзилири Худаниң Падишалиғиниң күч-қудрәт билән аян болғинини көрмигичә өлмәйду. | |
Mark | UyCyr | 9:2 | Алтә күндин кейин, һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Юһаннанила елип, егиз бир таққа чиқти. У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгәрди. | |
Mark | UyCyr | 9:3 | Кийимлири көзни шунчилик қамаштурғидәк аппақ болуп кәттики, дуниядики һәр қандақ ақартқучму кирни унчилик ақарталматти. | |
Mark | UyCyr | 9:4 | Тосаттин шагиртларға Илияс пәйғәмбәр вә Муса пәйғәмбәрниң һәзрити Әйса билән сөзлишиватқанлиғи көрүнди. | |
Mark | UyCyr | 9:5 | Петрус һәзрити Әйсаға: — Устазим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә дәп, бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди. | |
Mark | UyCyr | 9:6 | Петрус немә дейишини билмәй қалған еди, чүнки шагиртлар наһайити қорқушуп кәткән еди. | |
Mark | UyCyr | 9:7 | Шу чағда бир парчә булут пәйда болуп, уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази кәлди. | |
Mark | UyCyr | 9:8 | Шагиртлар шу ан әтрапиға қарашти, лекин йенида һәзрити Әйсадин башқа һеч ким көрүнмиди. | |
Mark | UyCyr | 9:9 | Тағдин чүшүветип, һәзрити Әйса шагиртлириға Инсан Оғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлирини һеч кимгә ейтмаслиқни буйриди. | |
Mark | UyCyr | 9:10 | Улар һәзрити Әйсаниң сөзини көңлигә пүкүп, «Өлүмдин тирилиш» дегәнниң мәнасиниң немә екәнлиги тоғрисида өз ара пикирләшти. | |
Mark | UyCyr | 9:11 | Шагиртлар һәзрити Әйсадин йәнә: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Илияс пәйғәмбәр Қутқазғучи-Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти. | |
Mark | UyCyr | 9:12 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға салиду. Ундақта, Муқәддәс Язмиларда Инсан Оғли көп азап-оқубәт чекиду вә рәт қилиниду, дәп йезилғиниға қандақ қарайсиләр? Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр һәқиқәтән кәлди вә худди Муқәддәс Язмиларда у һәққидә йезилғандәк, кишиләрниң униңға қилмиған әскилиги қалмиди. | |
Mark | UyCyr | 9:13 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға салиду. Ундақта, Муқәддәс Язмиларда Инсан Оғли көп азап-оқубәт чекиду вә рәт қилиниду, дәп йезилғиниға қандақ қарайсиләр? Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр һәқиқәтән кәлди вә худди Муқәддәс Язмиларда у һәққидә йезилғандәк, кишиләрниң униңға қилмиған әскилиги қалмиди. | |
Mark | UyCyr | 9:14 | Улар башқа шагиртларниң йениға қайтип барғинида, нурғун халайиқниң уларниң әтрапиға олишивалғанлиғини, бир мунчә Тәврат устазлириниң улар билән муназирилишиватқанлиғини көрди. | |
Mark | UyCyr | 9:15 | Халайиқ һәзрити Әйсани көрүп интайин һәйран болушти вә жүгрәп келип Униң билән саламлашти. | |
Mark | UyCyr | 9:16 | Һәзрити Әйса шагиртлиридин: — Улар билән немә тоғрилиқ муназирилишиватисиләр, — дәп сориди. | |
Mark | UyCyr | 9:17 | Көпчиликтин бири Униңға: — Устаз, мән оғлумни Сизниң алдиңизға елип кәлдим, чүнки униңға җин чаплишивелип, гәп қилалмас қилип қойди. | |
Mark | UyCyr | 9:18 | Җин һәр қетим оғлумға чаплашса, уни йәргә жиқитиветиду. Балиниң ағзидин көвүк чиқип, чишлири киришип кетиду. Пүтүн әзайи қетип қалиду. Шагиртлириңиздин җинни һайдаветишни сориған едим, бирақ уларниң қоллиридин кәлмиди, — деди. | |
Mark | UyCyr | 9:19 | — Әй ишәнчи йоқ әвлат! Силәр Маңа ишәнгичә, Мән силәр билән йәнә қанчилик биллә болушум керәк? Йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса. — Балини алдимға елип келиңлар. | |
Mark | UyCyr | 9:20 | Улар балини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Җин һәзрити Әйсани көрүш биләнла балиниң пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бала жиқилип, ағзидин көвүк чиқип, йәрдә домилашқа башлиди. | |
Mark | UyCyr | 9:21 | Һәзрити Әйса балиниң атисидин: — Униң бешиға бу күн кәлгинигә қанчилик вақит болди? — дәп сориди. — Кичигидин тартип шундақ. | |
Mark | UyCyr | 9:22 | Җин уни йоқитиш үчүн көп қетим отқа вә суға ташлиди. Қолуңиздин кәлсә бизгә шапаәт қилип, һалимизға йәткәйсиз! — деди балиниң атиси. | |
Mark | UyCyr | 9:23 | — Сиз немишкә қолуңиздин кәлсә дәйсиз? Ишәнчи бар болған адәмгә һәммә иш мүмкин! — деди һәзрити Әйса униңға. | |
Mark | UyCyr | 9:25 | Һәзрити Әйса халайиқниң жүгришип кәлгәнлигини көрүп җинни әйипләп: — Әй адәмләрни паң вә кекәч қилидиған җин! Буйруқ қилимәнки, балиниң тенидин чиқ, иккинчи киргүчи болма! — деди. | |
Mark | UyCyr | 9:26 | Шуниң билән җин бир пәрият көтәрдидә, балиниң бәдинини қаттиқ тартиштуруп, униң тенидин чиқип кәтти. Бала өлүктәк җим болуп қалди. У йәрдикиләрниң көпчилиги балини «Өлди!» дейишти. | |
Mark | UyCyr | 9:28 | Һәзрити Әйса өйгә кирип, шагиртлири билән ялғуз қалғанда, улар Униңдин: — Биз немә үчүн җинни һайдалмидуқ? — дәп сорашти. | |
Mark | UyCyr | 9:29 | Һәзрити Әйса уларға: — Бу хил җинни пәқәт дуа биләнла һайдиғили болиду, — дәп җавап бәрди. | |
Mark | UyCyr | 9:30 | Улар бу йәрдин чиқип, Җәлилийә өлкиси арқилиқ жүрүп кәтти. Һәзрити Әйса өзлириниң қәйәрдә екәнлигини һеч кимниң билишини халимиди. | |
Mark | UyCyr | 9:31 | Чүнки У шагиртлириға тәлим бериватқан болуп, Өзи һәққидә: — Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду. Лекин өлтүрүлүп үч күндин кейин тирилиду, — дегән еди. | |
Mark | UyCyr | 9:33 | Улар Кәпәрнаһум шәһиригә кәлди. Өйгә киргәндин кейин, һәзрити Әйса шагиртлиридин: — Йолда немә тоғрисида талаш-тартиш қилиштиңлар? — дәп сориди. | |
Mark | UyCyr | 9:34 | Уларниң һеч қайсиси зуван сүрмиди, чүнки улар йолда кимниң әң улуқ екәнлиги тоғрисида талаш-тартиш қилишқан еди. | |
Mark | UyCyr | 9:35 | Һәзрити Әйса олтирип он икки шагиртини йениға чақирип, уларға: — Ким алдинқиси болушни халиса, әң ахирқиси вә һәммисиниң хизмәткари болсун, — деди. | |
Mark | UyCyr | 9:36 | Андин У кичик бир балини оттурида турғузди вә уни қучиғиға елип туруп, уларға мундақ деди: | |
Mark | UyCyr | 9:37 | — Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, у Мениму қобул қилған болиду. Ким Мени қобул қилса, у Мени әмәс, бәлки Мени Әвәткүчиниму қобул қилған болиду. | |
Mark | UyCyr | 9:38 | Юһанна һәзрити Әйсаға: — Устаз, Сизниң намиңиз билән җинларни һайдаватқан бирсини көрдуқ. Лекин у бизгә охшаш Сизгә әгәшмигәнлиги үчүн, уни тосидуқ, — деди. | |
Mark | UyCyr | 9:39 | — Уни тосимаңлар, — деди һәзрити Әйса, — чүнки Мениң намим билән мөҗүзә яратқан киши арқидинла Мениң үстүмдин яман гәп қилмайду. | |
Mark | UyCyr | 9:41 | Билип қоюңларки, Қутқазғучи-Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, силәргә һәтта бирәр чинә су бәргән кишиму җәзмән Мениң мукапитимдин мәһрум қалмайду. | |
Mark | UyCyr | 9:42 | — Кимду-ким Маңа ишәнгән бундақ кичикләрдин бирини гунаға аздурса, шу адәм үчүн ейтқанда бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға чөктүрүлгини әвзәл. | |
Mark | UyCyr | 9:43 | Әгәр қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки қолуң бар һалда дозаққа, мәңгү өчмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл. | |
Mark | UyCyr | 9:44 | Әгәр қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки қолуң бар һалда дозаққа, мәңгү өчмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл. | |
Mark | UyCyr | 9:45 | Әгәр путуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки путуң бар һалда дозаққа ташланғиниңдин көрә, току һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл. | |
Mark | UyCyr | 9:46 | Әгәр путуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташла. Икки путуң бар һалда дозаққа ташланғиниңдин көрә, току һалда мәңгүлүк һаятқа еришкиниң әвзәл. | |
Mark | UyCyr | 9:47 | Әгәр көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташла. Икки көзүң бар һалда дозаққа ташланғиниңдин көрә, бирла көзүң билән болсиму Худаниң Падишалиғиға киргиниң әвзәл. | |