Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
MARK
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 5
Mark UyCyr 5:1  Улар көлниң у қетидики герасалиқлар туридиған йәргә барди.
Mark UyCyr 5:2  Һәзрити Әйса кемидин чүшүши биләнла, җин чаплашқан бир адәм гөр қилинидиған өңкүрләрниң биридин чиқип, Униң алдиға жүгәрди.
Mark UyCyr 5:3  У адәм өңкүрләрни макан тутқан болуп, һеч ким уни һәтта зәнҗир биләнму бағлап қоялматти.
Mark UyCyr 5:4  Бир нәччә қетим қоллири зәнҗирлинип, путлириға кишәнләр селинған болсиму, зәнҗирләрни үзүп, кишәнләрни чеқивәткән еди. Һеч ким уни бойсундуралмиған еди.
Mark UyCyr 5:5  Кечә-күндүз мазарлиқ вә далаларда вақирап-җақирап жүрәтти. Өз-өзини таш билән уруп яриландуратти.
Mark UyCyr 5:6  У һәзрити Әйсани жирақтин көрүп, жүгригән пети Униң алдиға берип, йәргә баш қойди
Mark UyCyr 5:7  вә қаттиқ вақирап: — Улуқ Худа Оғли Әйса, ишимға арилашма! Худа алдида Сәндин өтүнүп сораймәнки, мени қийнима! — деди.
Mark UyCyr 5:8  Сәвәви һәзрити Әйса: «Һәй җин, бу адәмниң тенидин чиқ!» дәп буйруған еди.
Mark UyCyr 5:9  Андин һәзрити Әйса бу адәмдин: — Исмиң немә? — дәп сориди. — Исмим «Миңлиған», чүнки санимиз көп, — дәп җавап бәрди бу адәмни сөзлитиватқан җин
Mark UyCyr 5:10  вә һәзрити Әйсадин өзлирини у зиминдин чиқиривәтмәсликни тәләп қилип, көп өтүнүп ялвурди.
Mark UyCyr 5:11  Шу әтраптики тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинип жүрәтти.
Mark UyCyr 5:12  Җинлар һәзрити Әйсаға: — Бизни мошу тоңғуз падисиға һайдавәткин, уларниң ичигә кирип кетишкә иҗазәт бәргин, — дәп ялвурушти.
Mark UyCyr 5:13  Һәзрити Әйсаниң иҗазити билән җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кирип кәтти. Икки миңға йеқин тоңғуз терә-перәң болуп, жүгригән пети тик ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
Mark UyCyr 5:14  Тоңғуз баққучилар у йәрдин қечип шәһәр-йезиларда бу хәвәрни тарқатти. Халайиқму әһвални көргили чиқишти.
Mark UyCyr 5:15  Улар һәзрити Әйсаниң йениға кәлгинидә, илгири миңлиған җинларға әсир болған һелиқи адәмниң кийимлирини кийип, әс-һоши җайида һалда олтар­ғинини көрүп, қорқуп кетишти.
Mark UyCyr 5:16  Бу мөҗүзини көргәнләр җин чаплашқан адәмниң қутқузулғанлиғи вә тоңғузларниң ақивитини халайиққа сөзләп бәрди.
Mark UyCyr 5:17  Буниң билән хәлиқ һәзрити Әйсаниң уларниң зиминидин чиқип кетишини тәләп қилди.
Mark UyCyr 5:18  Һәзрити Әйса кемигә чиқиватқанда, илгири җин чаплашқан һелиқи адәм Униңға: — Мәнму Сиз билән биллә кетәй, — дәп ялвурди.
Mark UyCyr 5:19  Лекин һәзрити Әйса униңға рухсәт қилмай: — Уруқ-туққанлириңниң йениға берип, уларға Рәббиңниң саңа нәқәдәр чоң ишларни қилип бәргәнлигини вә қанчилик меһир-муһәббәт көрсәткәнлигини йәткүзгин, — деди.
Mark UyCyr 5:20  У адәм қайтип берип, һәзрити Әйсаниң өзигә қилип бәргән чоң ишларни Он шәһәр районида тарқитишқа башлиди. Буни аңлиғанларниң һәммиси һәйран қелишти.
Mark UyCyr 5:21  Һәзрити Әйса кемә билән көлниң у қетиға қайтқинида, нурғун халайиқ көл бойида йәнә Униң йениға жиғилди.
Mark UyCyr 5:22  Бу чағда мәлум бир ибадәтханиниң Яир исимлиқ бир җавапкәр адими кәлди. У һәзрити Әйсани көрүп, айиғиға жиқилип: — Кичик қизим сәкратқа чүшүп қалди. Берип униңға қолуңизни тәккүзүп қойсиңиз, у сақийип өмүр сүрсә! — дәп ялвурди.
Mark UyCyr 5:23  Бу чағда мәлум бир ибадәтханиниң Яир исимлиқ бир җавапкәр адими кәлди. У һәзрити Әйсани көрүп, айиғиға жиқилип: — Кичик қизим сәкратқа чүшүп қалди. Берип униңға қолуңизни тәккүзүп қойсиңиз, у сақийип өмүр сүрсә! — дәп ялвурди.
Mark UyCyr 5:24  Һәзрити Әйса у адәм билән биллә барди. Униң әтрапиға олиши­валған халайиқму кәйнидин әгишип меңишти.
Mark UyCyr 5:25  Топниң ичидә хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар еди.
Mark UyCyr 5:26  У нурғун тевипларниң қолида көп азап чекип, бар-йоқини сәрип қилған болсиму, кесили яхшиланмақ түгүл техиму еғирлишип кәткән еди.
Mark UyCyr 5:27  Бу аялму һәзрити Әйса һәққидики гәп-сөзләрни аңлиған еди. Шуниң үчүн халайиқниң арисидин қистилип кирип, арқа тәрәптин Униң чапинини силап қойди.
Mark UyCyr 5:28  Чүнки у ичидә «Һәзрити Әйсаниң чапинини тутсамла, чоқум сақийип кетимән», дәп ойлиған еди.
Mark UyCyr 5:29  Хун шу ан тохтап, аял өзиниң кесәл азавидин қутулғанлиғини һис қилди.
Mark UyCyr 5:30  Дәл шу вақитта һәзрити Әйса вуҗудидин қудритиниң чиққанлиғини сәзди. У халайиқниң ичидә кәйнигә бурулуп: — Кийимимни тутқан ким? — дәп сориди.
Mark UyCyr 5:31  Шагиртлири Униңға: — Өп-чөриңиздики халайиқниң қистап келиватқанлиғини көрүп туруп, йәнә: «Мени тутқан ким?» дәп сорайсизғу? — дейишти.
Mark UyCyr 5:32  Бирақ һәзрити Әйса Өзини тутқан кишини тепиш үчүн давамлиқ әтрапиға қариди.
Mark UyCyr 5:33  Өзидә немә әһвалниң йүз бәргәнлигини сәзгән аялму қорққинидин титригән һалда һәзрити Әйсаниң алдиға келип, айиғиға жиқилди вә Униңға һәқиқий әһвални ейтти.
Mark UyCyr 5:34  Һәзрити Әйса униңға: — Қизим, ишәнчиң сени сақайтти! Теч-аман қайт. Давамлиқ сала­мәт бол, — деди.
Mark UyCyr 5:35  Һәзрити Әйса бу сөзни қиливатқанда, ибадәтханиниң җавапкәр адиминиң өйидин кишиләр келип, ибадәтханиниң җавапкәр адимигә: — Қизиңиз җан үзди. Әнди Устазни аварә қилишниң һаҗити йоқмикин, — дейишти.
Mark UyCyr 5:36  Һәзрити Әйса бу сөзләргә қаримай, ибадәтханиниң җавапкәр адимигә: — Қорқмиғин! Пәқәт ишәнгин, — деди.
Mark UyCyr 5:37  Шуниң билән һәзрити Әйса Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннани елип йолға чиқти. Улардин башқа һеч кимниң Өзи билән биллә беришиға рухсәт қилмиди.
Mark UyCyr 5:38  Улар ибадәтханиниң җавапкәр адиминиң өйи алдиға кәлгәндә, һәзрити Әйса қаттиқ дат-пәрият көтәргән кишиләр топини көрди.
Mark UyCyr 5:39  Һәзрити Әйса өйгә кирип, уларға: — Немишкә дат-пәрият көтирип жиғлайсиләр? Бала өлмиди, ухлап қапту, — деди.
Mark UyCyr 5:40  Бирақ улар һәзрити Әйсани мәсқирә қилишти. Һәзрити Әйса һәммисини ташқириға чиқиривәткәндин кейин, балиниң ата-анисини вә биллә кәлгән шагиртлирини елип, бала бар өйгә кирди.
Mark UyCyr 5:41  У балиниң қолидин тартип, униңға: «Талита куми», деди. Бу сөзниң мәнаси «Қизим, саңа ейтимәнки, орнуңдин тур» дегәнлик еди.
Mark UyCyr 5:42  Он икки яшлиқ бу қиз шу ан орнидин туруп, меңишқа башлиди. У йәрдикиләр бу ишқа интайин һәйран болушти.
Mark UyCyr 5:43  Һәзрити Әйса уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни қаттиқ тапилиди вә уларға қизниң қосиғиға бир нәрсә беришни буйриди.