ACTS
Chapter 21
Acts | UyCyr | 21:1 | Биз улар билән хошлишип, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси Родос арилиға, у йәрдин Патарая шәһиригә бардуқ. | |
Acts | UyCyr | 21:2 | Патараяда Фәникийә райониға баридиған бир кемини тепип, униңға олтирип йолға чиқтуқ. | |
Acts | UyCyr | 21:3 | Сипрус арили көрүнгәндин кейин, униң җәнубидин айлинип өтүп, Сурийә өлкисигә қарап меңип, Тир шәһиридә қуруқлуққа чиқтуқ, чүнки кемә бу йәрдә жүкини чүширәтти. | |
Acts | UyCyr | 21:4 | Бу йәрдә мәсиһийләрдин бәзилирини тепип, уларниң йенида йәттә күн турдуқ. Муқәддәс Роһ уларға Павлусниң Йерусалимда тартидиған азаплиридин хәвәр бәргән еди, шуңа улар униңға Йерусалимға барма, дәп несиһәт қилди. | |
Acts | UyCyr | 21:5 | Бирақ биз у йәрдә бир һәптә турғандин кейин, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Мәсиһийләр вә уларниң хотун-балилириниң һәммиси бизни шәһәрниң сиртиға узитип чиқти. Һәммимиз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ. | |
Acts | UyCyr | 21:7 | Тир шәһиридин деңиз сәпиримизни давамлаштуруп, Питолимай шәһиригә кәлдуқ. У йәрдики мәсиһийләр билән көрүшүп, уларниң йенида бир күн турдуқ. | |
Acts | UyCyr | 21:8 | Әтиси у йәрдин чиқип, кемә билән Қәйсәрийә шәһиригә келип, Хуш Хәвәр йәткүзгүчи Филипниң өйигә берип қондуқ. У бурун Йерусалимдики мәсиһийләр тәрипидин хизмәткә талланған йәттә кишиниң бири еди. | |
Acts | UyCyr | 21:9 | Бу кишиниң Худаниң пәйғәмбәрлик сөзлирини ейталайдиған, техи талалиқ болмиған төрт қизи бар еди. | |
Acts | UyCyr | 21:10 | Биз у йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Йәһудийә өлкисидин Агабус исимлиқ бир пәйғәмбәр кәлди. | |
Acts | UyCyr | 21:11 | Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлбеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап: — Муқәддәс Роһ дедики, бу бәлбағниң егиси Йерусалимда йәһудийлар тәрипидин мошундақ бағлинип, римлиқларниң сорақ қилинишиға тапшурулиду, — деди. | |
Acts | UyCyr | 21:12 | Биз бу сөзни аңлиғандин кейин, шу йәрлик кишиләр билән бирликтә Павлусниң Йерусалимға бармаслиғини өтүндуқ. | |
Acts | UyCyr | 21:13 | Лекин Павлус: — Силәр немишкә мунчивала қайғуруп жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәббимиз Әйса үчүн тутқун болушқила әмәс, у йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — дәп җавап бәрди. | |
Acts | UyCyr | 21:16 | Қәйсәрийәлик мәсиһийләрдин бир нәччиси биз билән һәмсәпәр болуп, Йерусалимда бизни Минасон исимлиқ бир сипруслуқниң өйигә башлап барди. Бу киши бурунқи мәсиһийләрдин еди. | |
Acts | UyCyr | 21:18 | Әтиси биз Павлус билән биллә Яқупни көргили бардуқ. Яқуп билән мәсиһийләр җамаитидики башқа йетәкчиләрниң һәммиси у йәргә жиғилған еди. | |
Acts | UyCyr | 21:19 | Павлус улар билән аманлашқандин кейин, Худаниң йәһудий әмәсләр ичидә өзи арқилиқ қилған пүтүн ишлирини уларға тәпсилий мәлум қилди. | |
Acts | UyCyr | 21:20 | Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа: — Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду. | |
Acts | UyCyr | 21:21 | Уларниң аңлишичә, сиз йәһудий әмәсләрниң арисида яшиған пүтүн йәһудийларға балилирини хәтнә қилдурмаслиқни, йәһудийларниң башқа әнъәнилиригә риайә қилишниң һаҗити йоқлиғини үгитип, Тәвратни чөрүветипсиз. | |
Acts | UyCyr | 21:22 | Шуңа бу йәрдики йәһудийлар сизниң бу йәргә кәлгәнлигиңизни аңлап сизгә чоқум зиянкәшлик қилмай қалмайду! Әнди қандақ қилиш керәк? | |
Acts | UyCyr | 21:23 | Бизниңчә мундақ қилсиңиз: аримизда Худани рази қилиш үчүн қәсәм бәргән төрт адәм бар. | |
Acts | UyCyr | 21:24 | Сиз уларни елип, улар билән бирликтә Тәвраттики тазилиниш диний қаидисидин өтүң, уларниң қурванлиқ чиқимлирини өзиңиз көтириң. Қурванлиқ қилинғандин кейин, улар қәсәмлириниң ада болғанлиғини көрситиш үчүн, чачлирини чүшириду. Буниң билән халайиқ сиз тоғрилиқ аңлиғанлириниң әмәлиятқа уйғун әмәслигини чүшиниду һәм өзиңизниңму Тәвратқа риайә қилидиғанлиғиңизни көриду. | |
Acts | UyCyr | 21:25 | Йәһудий әмәс мәсиһийләргә кәлсәк, улар йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмисиму болиду. Пәқәтла өткәнки хетимиздә тапилиғинимиздәк, бутқа атап қурванлиқ қилинған йемәкликләрни йемисун, қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшиниму йемисун, җинсий әхлақсизлиқ қилмисун, — дейишти. | |
Acts | UyCyr | 21:26 | Буниң билән Павлус у төрт кишини елип, әтиси улар билән биллә тазилиниш диний қаидисини өткүзүшкә барди. У мәркизий ибадәтханиға кирип, роһанийларға өзлириниң паклиниш муддитиниң тошуп, һәр қайсиси үчүн қурванлиқ қилинидиған күнни мәлум қилип қойди. | |
Acts | UyCyr | 21:27 | Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәлгән бәзи йәһудийлар Павлусни мәркизий ибадәтханида көрүп, уни тутувелип, җамаәтни униңға қарши тәшвиқ қилип: | |
Acts | UyCyr | 21:28 | — Әй исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Бу адәм һәммә йәрдә хәлқимизгә, Тәврат қанунимизға вә мәркизий ибадәтханимизға қарши сөзләрни тарқитиватиду. Әндиликтә у йәһудий әмәсләрни мәркизий ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғимақта! — дәп чуқан көтәрди. | |
Acts | UyCyr | 21:29 | (Уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, буниңдин бурун улар йәһудий әмәс әфәслик Трофимни Павлус билән биллә шәһәрдә көрүп, Павлус уни мәркизий ибадәтханиға башлап кирди, дәп хата ойлиған еди.) | |
Acts | UyCyr | 21:30 | Шуниң билән пүтүн шәһәр тәврәп кәтти. Тәрәп-тәрәптин жүгрәп кәлгән халайиқ Павлусни тутуп, мәркизий ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтхана қаравуллири ибадәтханида қалаймиқанчилиқ чиқмисун дәп, ибадәтханиниң дәрвазилирини дәрһал йепивәтти. | |
Acts | UyCyr | 21:31 | Топилаңчилар Павлусни уруп өлтүрүвәтмәкчи болуп турғанда, пүтүн Йерусалимниң қалаймиқанчилиқ ичидә қалғанлиғи тоғрисидики хәвәр у йәрдә турушлуқ Рим ләшкәрлириниң команданиға йетип барди. | |
Acts | UyCyr | 21:32 | Командан дәрһал ләшкәр вә бир қанчә йүз бешини елип, топилаң болуватқан йәргә жүгрәп кәлди. Уларни көргән халайиқ Павлусни урушни тохтатти. | |
Acts | UyCyr | 21:33 | Командан алдиға өтүп, ләшкәрләргә Павлусни тутуп, икки зәнҗир билән бағлашқа буйриди. Кейин у: — Бу адәм ким? У немә гуна қилди? — дәп сориди. | |
Acts | UyCyr | 21:34 | Топилаңчиларниң ичидә бәзиләр уни десә, бәзиләр буни дейишип, қалаймиқанчилиқ болуп кәтти. Шуңа һәқиқий әһвални ениқлашқа амалсиз қалған командан ахир Павлусни яндики қорғанға елип кетишни буйриди. | |
Acts | UyCyr | 21:35 | Павлус қорғанниң пәләмпийигә кәлгәндә, топилаңчилар техиму зораванлишип кәтти. Шуниң билән ләшкәрләр уни қорғанға көтирип әкетишкә мәҗбур болди. | |
Acts | UyCyr | 21:37 | Ләшкәрләр Павлусни һәрбий қорғанға әкирип кетишкә аз қалғанда, Павлус грек тилида командандин: — Бир еғиз сөзүм бар еди, ейтсам боламдикин? — дәп сориди. — Грекчә билидикәнсән! | |
Acts | UyCyr | 21:38 | Ундақта, илгири қалаймиқанчилиқ чиқирип, хәнҗәрлик төрт миң топилаңчини башлап чөлгә қечип кәткән һелиқи мисирлиқ сән охшимамсән? — дәп сориди командан. | |
Acts | UyCyr | 21:39 | — Яқ, мән йәһудий! Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулған. Шу муһим шәһәрниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилсиңиз, — деди Павлус. | |