EXODUS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
Chapter 2
Exod | UyCyr | 2:2 | Аяли һамилдар болуп бир оғул туғди. Ана бовақниң чирайлиқ екәнлигини көрүп, уни үч ай йошурун сақлиди. | |
Exod | UyCyr | 2:3 | У балини зади йошуралмайдиған йәргә кәлгәндә, қомучтин бир севәт тоқуп, уни мом вә лай билән сугап, су өтмәс қилди вә балини севәткә селип, андин севәтни Нил дәрияси бойидики қомучлуққа апирип, йошурунчә суға қоювәтти. | |
Exod | UyCyr | 2:5 | Падишаниң қизи дәрия бойиға суға чөмүлгили кәлди. Униң кенизәклири дәрия бойида сәйлә қилишқа башлиди. Туюқсиз, мәликә қомучлуқта бир севәтниң турғинини көрүп қалдидә, елип келиш үчүн хас кенизигини әвәтти. | |
Exod | UyCyr | 2:6 | Мәликә севәтни ечип, бир оғул бовақниң жиғлап ятқинини көрди. Мәликә униңға ич ағритип: — Бу чоқум бир ибранийниң бовиғи, — деди. | |
Exod | UyCyr | 2:7 | Бу чағда бовақниң һәдиси келип, мәликигә: — Мән берип, ибранийлар арисидин сиз үчүн бовақни емитидиған бир аял тепип келәйму? — дәп сориди. | |
Exod | UyCyr | 2:9 | Мәликә бу аялға: — Бовақни өйүңгә елип кетип, мән үчүн емит. Иш һәққиңни беримән, — деди. Буниң билән аял бовақни өйигә елип кетип емитти. | |
Exod | UyCyr | 2:10 | Бала хелә чоң болғанда, аниси уни мәликиниң алдиға елип барди. Мәликә уни өз оғли қилип беқивалди вә: «Мән уни судин тартип чиқиривалған», дәп униңға Муса дегән исимни қойди. | |
Exod | UyCyr | 2:11 | Муса чоң болғандин кейин, ибраний қериндашлирини йоқлап берип, уларниң еғир әмгәкләргә селиниватқанлиғини өз көзи билән көрди. Арида у бир мисирлиқниң ибраний қериндашлиридин бирини уруватқанлиғини көрүп, | |
Exod | UyCyr | 2:12 | әтрапиға қарап: «Башқа адәмләр йоққу», дәп ойлап, һелиқи мисирлиқни өлтүрүп, өлүгини қумға көмүвәтти. | |
Exod | UyCyr | 2:13 | Әтиси Муса йәнә сиртқа чиқип, икки исраилниң бир-бири билән урушуватқанлиғини көрди. У йолсизлиқ қилған биригә: — Немишкә өз қериндишиңни урисән? — деди. | |
Exod | UyCyr | 2:14 | Һелиқи киши: — Ким сени бизгә башлиқ яки сорақчи болсун дәпту?! Сән һелиқи мисирлиқни өлтүргиниңдәк әнди мениму өлтүрмәкчиму? — деди. Муса бу гәпни аңлап қорқуп қалди. У ичидә: «Мениң қилған ишимни башқилар җәзмән билип қапту», дәп ойлиди. | |
Exod | UyCyr | 2:15 | Падиша бу иштин хәвәр тепип, Мусани өлтүрмәкчи болди. Бирақ Муса униңдин қечип, Мидиян дегән дөләткә барди. Бир күни у бир қудуқниң йениға келип олтарди. | |
Exod | UyCyr | 2:16 | Мидияндики бир роһанийниң йәттә қизи бар еди. Улар дайим атисиниң қойлирини суғириш үчүн бу қудуқ бешиға келип, су тартип, оқурларни толтурушатти. | |
Exod | UyCyr | 2:17 | Бундақ вақитларда бир қанчә падичи келип, уларни қоғливетәтти. Бу қетим болса, Муса уларни қоғдиди вә уларға ярдәмлишип су тартип бәрди. | |
Exod | UyCyr | 2:18 | Улар атиси Рәулниң йениға қайтип барғинида, атиси улардин: — Бүгүн һәҗәп бурунла қайтип кәпсиләрғу? — дәп сориди. | |
Exod | UyCyr | 2:19 | Улар: — Бир мисирлиқ бизни падичиларниң бозәк қилишидин қутулдурди, һәтта биз үчүн су тартип, қойлиримизни суғирип бәрди, — дәп җавап беришти. | |
Exod | UyCyr | 2:20 | Атиси қизлириға: — У қәйәрдә қалди? Уни сиртта ташлап кәлгиниңлар немиси? Уни биз билән биллә тамақ йейишкә чақирип келиңлар, — деди. | |
Exod | UyCyr | 2:21 | Муса Рәулниң тәкливини қобул қилди вә уларниң йенида туруп қалди. Рәул қизи Зипорәни униңға хотунлуққа бәрди. | |
Exod | UyCyr | 2:22 | Зипорә бир оғул туғди. Муса: «Мән яқа жуттики бир мусапир едим», дәп балиға Гәршом дегән исимни қойди. | |
Exod | UyCyr | 2:23 | Аридин узун жиллар өткәндин кейин, Мисир падишасиму өлди. Исраиллар йәнила еғир әмгәкләрдин қаттиқ азап чекип, Худадин ярдәм тиләп, налә-пәрият көтиришти. Уларниң налә-пәрият авази Худаға йәтти. | |
Exod | UyCyr | 2:24 | Худа уларниң налә-пәриятлирини аңлап, Өзиниң уларниң әҗдатлиридин болған Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән түзгән келишимини есигә алди. | |