Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOHN
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next
Chapter 2
John UyCyr 2:1  Икки күндин кейин Җәлилийә өлкисиниң Кана йезисида бир той болди. Һәзрити Әйсаниң аниси Мәрийәм у йәрдә еди.
John UyCyr 2:2  Һәз­рити Әйса вә Униң шагиртлириму тойға тәклип қилинған еди.
John UyCyr 2:3  Тойда шарап түгәп қалғанда, Мәрийәм һәзрити Әйсаға: — Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.
John UyCyr 2:4  — Ана, Мени арилаштурмисиңиз. Мениң вақтим техи кәлмиди, — деди һәзрити Әйса.
John UyCyr 2:5  Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
John UyCyr 2:6  У өйдә йәһудийларниң тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн ишлитилидиған, һәр биригә сәккиз-тоққуз челәктин су сиғи­диған алтә таш туң қоюлған еди.
John UyCyr 2:7  Һәзрити Әйса чакарларға: — Туңларға су толтуруңлар, — деди. Улар туңларни ағзиғичә толтурушти.
John UyCyr 2:8  Андин һәзрити Әйса уларға йәнә: — Әнди буниңдин бир чинә елип, зияпәт башқурғучиға бериңлар, — деди. Улар бәҗа кәлтүрүшти.
John UyCyr 2:9  Зияпәт башқурғучи судин өзгәргән шарапни тетип көрүп, униң қәйәрдин кәлтүрүлгәнлигини билмиди, амма буни су тошуғанлар билишәтти. Шуниң билән зияпәт башқурғучи күйоғулни чақирип,
John UyCyr 2:10  униңға: — Бу шарап бәк яхши екән! Башқа саһипханлар яхши шарапни тойниң бешида қуйиду. Меһманлар хелә қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Һәҗәп, сән әң яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди.
John UyCyr 2:11  Бу һәзрити Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси болуп, Җәлилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән һәзрити Әйса Өзиниң улуқлуғини аян қилди. Униң шагиртлири Уни Худаниң әвәткән­лигигә ишәнди.
John UyCyr 2:12  Бу иштин кейин һәзрити Әйса аниси, инилири вә шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә берип, у йәрдә бир нәччә күн турди.
John UyCyr 2:13  Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалғанда, һәзрити Әйса Йерусалимға барди.
John UyCyr 2:14  У мәркизий ибадәтхана һойлилирида қурванлиқ үчүн ишлитилидиған кала, қой вә кәптәр сатқучиларни һәм у йәрдә олтирип пул тегишидиған кишиләрни көрүп қалди
John UyCyr 2:15  вә ағамчидин қамча ясап, уларниң һәммисини қой-калилири билән қошуп ибадәтханидин һайдап чиқарди. Пул тегишидиғанларниң покәйлирини өрүп, пуллирини чечивәтти
John UyCyr 2:16  вә кәптәр сатқучиларға: — Нәрсилириңни бу пак йәрдин йоқитиш, Худа Атамниң өйини базарға айландурушма! — деди.
John UyCyr 2:17  Буни көргән шагиртлири Зәбурда йезилған бу сөзни есигә елишти: «Әй Худа! Сениң өйүң үчүн көрсәткән қизғин муһәббитим худди көйүватқан отниң өзидур».
John UyCyr 2:18  Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға: — Бундақ қилишқа немә һоқуқуң бар? Сени Худа әвәткән болса, буни испатлаш үчүн бизгә бир карамәт көрситип бақмамсән, қени? — дәп соал қойди.
John UyCyr 2:19  Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Силәргә көрситидиған карамитим шуки, бу ибадәтханини вәйран қилсаңлар, үч күн ичидә уни яңливаштин ясап чиқимән.
John UyCyr 2:20  Йәһудийлар һәзрити Әйсаниң җававини чүшәнмәй: — Бу ибадәтханиниң ясилиши үчүн һазирғичә қириқ алтә жил кәткән турса, Сән уни қандақсигә үч күндила ясап чиқалайсән? — дәп Уни мәсқирә қилишти.
John UyCyr 2:21  Һалбуки, һәзрити Әйса ейтқан «Ибадәтхана» Униң Өз тени еди.
John UyCyr 2:22  Шуңа һәзрити Әйса өлүп, үчинчи күни тирилгәндин кейин, шагиртлири Униң бу сөзини есигә алди вә Муқәддәс Язмиларда Қутқазғучиниң тирилиши һәққидә йезилған сөзләр һәм һәзрити Әйса ейтқан сөзләрниң тегигә йетип, ишәнчи техиму күчәйди.
John UyCyr 2:23  «Өтүп кетиш» һейти җәриянида һәзрити Әйсаниң Йерусалимда көрсәткән карамәт вә мөҗүзилирини көргән нурғун кишиләр Униңға ишиништи.
John UyCyr 2:24  Лекин һәзрити Әйса пүткүл инсанларниң қәлбини билгәчкә, уларға ишәнмәтти.
John UyCyr 2:25  Инсан тәбиити һәққидә һеч кимниң Униңға бир нәрсә дәп беришиниңму һаҗити йоқ еди, чүнки У Өзи кишиләрниң көңлидә немә бар екәнлигини биләтти.