JOHN
Chapter 13
John | UyCyr | 13:1 | «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Һәзрити Әйса бу дуниядин айрилип, Атисиниң йениға кетидиған вақитниң йетип кәлгәнлигини билди. У бу дуниядики Өз адәмлиригә болған меһир-муһәббитини бурунла көрсәткән болуп, униң қанчилик чоңқурлуғини әнди толуқ көрсәтмәкчи еди. | |
John | UyCyr | 13:2 | Һәзрити Әйса шагиртлири билән кәчлик тамақта биллә болди. Шәйтан аллибурун Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә һәзрити Әйсани йәһудий ақсақаллириға тутуп бериш вәс-вәсисини салған еди. | |
John | UyCyr | 13:3 | Һәзрити Әйса Атисиниң һәммә һоқуқни Өзигә аманәт қилғанлиғини, Атиси Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға кетидиғанлиғини биләтти. | |
John | UyCyr | 13:5 | Андин бир җавурға су қуюп, шагиртларниң путлирини жуюшқа вә белигә бағлиған лөңгә билән сүртүп қурутушқа башлиди. | |
John | UyCyr | 13:6 | Новәт Симун Петрусқа кәлгәндә, Петрус: — Әй Рәббим, путумни Сиз жуйсиңиз қандақ болғини?! — деди. | |
John | UyCyr | 13:7 | Һәзрити Әйса униңға: — Немә қиливатқинимни һазир чүшәнмәйсән, лекин кейин чүшинисән, — деди. | |
John | UyCyr | 13:8 | — Мән путумни һәргиз сизгә жуйғузмаймән! — деди Петрус. — Путуңни жуймисам, сән Мән билән биргә болалмайсән, — дегән җавапни қайтурди һәзрити Әйса. | |
John | UyCyr | 13:9 | Симун Петрус: — Әй Рәббим, ундақта путлиримнила әмәс, қоллиримниму, бешимниму жуйғайсиз! — деди. | |
John | UyCyr | 13:10 | Һәзрити Әйса униңға: — Жуюнуп болған адәмниң қайта жуюнушиниң һаҗити йоқ, пәқәт путлирини жуйсила, пүтүн әзаси пак болиду. Силәрму гуналириңлардин пак, лекин һәммиңлар әмәс, — деди. | |
John | UyCyr | 13:11 | (Һәзрити Әйса Өзини кимниң тутуп беридиғанлиғини биләтти. Шуниң үчүн У һәммисиниңла пак әмәслигини дегән еди.) | |
John | UyCyr | 13:12 | Һәзрити Әйса уларниң путлирини жуюп болғандин кейин, тонини кийип йәнә дәстиханға олтарди вә уларға мундақ деди: — Силәр немә қилғанлиғимни чүшәндиңларму? | |
John | UyCyr | 13:14 | Мән Рәббиңлар вә Устазиңлар туруп путлириңларни жуйғандин кейин, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк. | |
John | UyCyr | 13:16 | Билип қоюңларки, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду, әлчиму өзини әвәткүчидин үстүн турмайду. | |
John | UyCyr | 13:18 | «Силәр гуналириңлардин пак» дегән сөзүм һәммиңларға қаритилған әмәс. Мән таллиғанлиримни билимән, лекин Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилған: «Мән билән һәмдәстихан болуп, ненимни йегән достум Мәндин үз өриди», дәп ейтилған бу сөз әмәлгә ашурулуши керәк. | |
John | UyCyr | 13:19 | Силәргә бу иш йүз бериштин авал ейтип қояйки, у ишлар йүз бәргәндә Мениң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр. | |
John | UyCyr | 13:20 | Йәнә шуни билип қоюңларки, Мән әвәткән һәр қандақ бир кишини қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду. Мени қобул қилғанлар болса, Мени Әвәткүчи Худани қобул қилған болиду. | |
John | UyCyr | 13:21 | Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, қаттиқ азапланған һалда очуғини ейтти: — Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду. | |
John | UyCyr | 13:24 | Симун Петрус униңға һәзрити Әйсадин кимни демәкчи болғанлиғини сорап беқишни ишарәт қилди. | |
John | UyCyr | 13:25 | Шуңа у һәзрити Әйсаға йеқин келип, төвән авазда: — Әй Рәббим, Сизгә сатқунлуқ қилидиған ким? — дәп сориди. | |
John | UyCyr | 13:26 | Һәзрити Әйса: — Бир чишләм нанни ашқа чилап кимгә сунсам, шу, — дәп җавап бәрди. Кейин У нанни ашқа чилап, Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотқа сунди. | |
John | UyCyr | 13:27 | Йәһуда нанни елишиғила ичигә шәйтан кирди. — Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди һәзрити Әйса униңға. | |
John | UyCyr | 13:28 | Дәстиханда олтарғанларниң һеч қайсиси һәзрити Әйсаниң Йәһудаға бу сөзләрни немә үчүн қилғанлиғини чүшәнмиди. | |
John | UyCyr | 13:29 | Уларниң ортақ пули Йәһудада болғанлиқтин, бәзиләр һәзрити Әйса униңға: «Һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бир нәрсә бәр», демәкчи болса керәк, дәп ойлашти. | |
John | UyCyr | 13:31 | Йәһуда ташқириға чиқип кәткәндин кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Әнди Инсан Оғлиниң шан-шәриви көрүнидиған вақит-саат йетип кәлди. У арқилиқ Худаниң шан-шәривиму аян болиду. | |
John | UyCyr | 13:32 | Худаниң шан-шәриви У арқилиқ аян болған екән, Худа Өзиму Инсан Оғлиниң шан-шәривини дәрһал аян қилиду. | |
John | UyCyr | 13:33 | Балилирим, Мениң әнди силәр билән биллә болидиған вақтим аз қалди. Кейин силәр Мени издәйсиләр, лекин йәһудий ақсақаллириға ейтқинимдәк, силәргиму ейтимәнки, Мән баридиған йәргә силәр баралмайсиләр. | |
John | UyCyr | 13:34 | Һазир силәргә йеңи бир әмир беримән. «Бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар». | |
John | UyCyr | 13:35 | Бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммиси силәрниң Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни тонуйду. | |
John | UyCyr | 13:36 | Симун Петрус һәзрити Әйсадин: — Әй Рәббим, қәйәргә барисиз? — дәп сориди. — Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин барисән, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. | |
John | UyCyr | 13:37 | Петрус Униңға: — Әй Рәббим, немә үчүн һазир Сизниң кәйниңиздин баралмаймән? Сиз үчүн җеним пида! — деди. | |