JOHN
Chapter 8
John | UyCyr | 8:2 | Әтиси сәһәрдә У йәнә мәркизий ибадәтхана һойлилириға кәлди. Пүтүн җамаәт Униң йениға келивалған еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди. | |
John | UyCyr | 8:3 | Шу чағда бәзи Тәврат устазлири билән пәрисийләр нека садиқлиғини бузуп тутулуп қалған бир аялни Униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип, | |
John | UyCyr | 8:5 | Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида нека садиқлиғини бузған аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни буйруған. Сизчә қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти. | |
John | UyCyr | 8:6 | Уларниң бундақ дейиштики ғәризи, һәзрити Әйсани алдам халтиға чүширип, Уни гунакар дәп әйипләшкә банә издәш еди. Бирақ һәзрити Әйса иңишип, қоли билән йәргә бир немиләрни язғили турди. | |
John | UyCyr | 8:7 | Улар шу соални соравәрди, шуңа һәзрити Әйса руслинип, уларға: — Араңлардики гунасиз киши бу аялға биринчи ташни атсун! — деди. | |
John | UyCyr | 8:9 | Улар бу сөзләрни аңлап, алди билән чоңлири, андин кейин башқилири бириниң кәйнидин бири у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида һәзрити Әйса алдида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди. | |
John | UyCyr | 8:10 | Һәзрити Әйса руслинип туруп, униңға: — Ханим, сизниң үстиңиздин шикайәт қилғанлар қени? Сизни сораққа тартидиған адәм чиқмидиму? — дәп сориди. | |
John | UyCyr | 8:11 | — Чиқмиди, һәзрәтлири, — деди аял. Һәзрити Әйса: — Мәнму сизни сорақ қилмаймән. Қайтиң, буниңдин кейин гуна қилмаң, — деди.} | |
John | UyCyr | 8:12 | Һәзрити Әйса йәнә көпчиликкә мундақ деди: — Дунияниң нури Өзәмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта қалмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду. | |
John | UyCyr | 8:13 | Пәрисийләр: — Сән Өзәңгә Өзәң гувалиқ бериватисән. Шуңа Сениң гәплириңгә ишәнгили болмайду, — дейишти. | |
John | UyCyr | 8:14 | Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Мән Өзәмгә гувалиқ берип сөзлисәмму, сөзлирим һәқтур, чүнки Мән Өзәмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә кетидиғанлиғимни билимән, лекин силәр буни билмәйсиләр. | |
John | UyCyr | 8:15 | Силәр инсанларниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр, бирақ Мән һеч кимгә һөкүм қилмаймән. | |
John | UyCyr | 8:16 | Һөкүм қилип қалсамму, һөкүмүм тоғра болатти, чүнки һөкүм қилғанда Мән ялғуз әмәс, бәлки Мени әвәткүчи Атам Мән билән биллидур. | |
John | UyCyr | 8:17 | Силәр риайә қилидиған Тәврат қанунида: «Икки гувачиниң сөзи охшаш чиқса, уларниң сөзлири тоғра», дәп йезилған. | |
John | UyCyr | 8:19 | — Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Силәр йә Мени тонумайсиләр, йә Атамни. Мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонаттиңлар, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. | |
John | UyCyr | 8:20 | Һәзрити Әйса бу тәлимләрни мәркизий ибадәтханидики сәдиқә топлинидиған йәрдә ейтқан еди. Бирақ һеч ким Уни тутмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди. | |
John | UyCyr | 8:21 | Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Мән бу йәрдин кетимән, силәр Мени издәйсиләр, бирақ тапалмайсиләр. Шундақла гуналириңлар кәчүрүм қилинмайла өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди. | |
John | UyCyr | 8:22 | Буниң билән йәһудий ақсақаллири: — У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр», дәйду. Бу Өзәмни өлтүрүвалимән дегәнлигимиду? — дейишти. | |
John | UyCyr | 8:23 | Һәзрити Әйса уларға: — Силәр бу йәрлик болуп, бу дунияға тәвә. Мән болсам асмандин кәлгән болуп, бу дунияға тәвә әмәс. | |
John | UyCyr | 8:24 | Шуниң үчүн силәргә: «Гуналириңлар кәчүрүм қилинмай өлисиләр», дедим. Чүнки силәр Мениң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар кәчүрүм қилинмай өлисиләр, — деди. | |
John | UyCyr | 8:25 | — Сән зади Ким? — дәп сорашти улар. — Баштин тартип силәргә немә дегән болсам, Мән шу. | |
John | UyCyr | 8:26 | Әсли Мениң силәрни сораққа тартидиған нурғун сөзлирим бар еди. Шундақ болсиму, Мени Әвәткүчидин аңлиғанлиримнила инсанларға уқтуруватимән, чүнки У һәқтур, — деди һәзрити Әйса. | |
John | UyCyr | 8:27 | Улар һәзрити Әйсаниң өзлиригә ейтқанлириниң Атиси Худа тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди. | |
John | UyCyr | 8:28 | Шуңа һәзрити Әйса мундақ деди: — Силәр Инсан Оғлини чапрас яғачқа миқлап тиклигәндин кейин, Униң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигини билисиләр. Шундақла һеч ишни Өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни вә пәқәт Атамниң үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр. | |
John | UyCyr | 8:29 | Мени Әвәткүчи Мән билән биллидур, У Мени һәргиз ялғуз қоймиди, чүнки Мән һемишәм Уни хуш қилидиған ишларни қилимән. | |
John | UyCyr | 8:31 | Һәзрити Әйса Өзигә ишәнгән йәһудийларға: — Әгәр Мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар, Мениң һәқиқий шагиртлирим болисиләр. | |
John | UyCyr | 8:33 | — Биз Ибраһимниң әвлатлиримиз, — дәп җавап беришти улар, — һеч кимгә һеч қачан қул болмидуқ. Сизниң: «Һәқиқәт силәрни әркинликкә ериштүриду», дегиниңизниң мәнаси зади немә? | |
John | UyCyr | 8:37 | Силәрниң Ибраһимниң әвлади екәнлигиңларни билимән, бирақ Мени өлтүрмәкчи болуватисиләр, чүнки Мениң тәлимим силәрниң қәлбиңларда орун алмиди. | |
John | UyCyr | 8:38 | Мән Атамниң йенида көргәнлиримни силәргә ейтиватимән. Силәр өз атаңлардин аңлиғанлириңларни қиливатисиләр! | |
John | UyCyr | 8:39 | — Бизниң атимиз әҗдадимиз Ибраһим, — дәп җавап қайтурушти улар. — Ибраһимниң пәрзәнтлири болсаңлар, Ибраһимниң яхши әмәллирини қилған болаттиңлар. | |
John | UyCyr | 8:40 | Бирақ һазир әксичә Мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән Кишини өлтүрмәкчи болуватисиләр. Әҗдадиңлар Ибраһим һәргиз ундақ ишни қилмиған. | |
John | UyCyr | 8:41 | Силәр өз атаңларниң қилғинини қиливатисиләр! — деди һәзрити Әйса. — Биз һарамдин болмидуқ. Бизниң пәқәт бирла Атимиз бар, У болса Худадур! — дейишти улар. | |
John | UyCyr | 8:42 | — Атаңлар Худа болған болса, Мени сөйгән болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — чүнки Мән Худаниң йенидин кәлдим, шуниң үчүн бу йәрдимән. Өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки У тәрипидин әвәтилгәнмән. | |
John | UyCyr | 8:44 | Атаңлар шәйтан болғачқа, силәрму униң һәвәслири бойичә иш қилисиләр. У әзәлдин қатил һәм һәқиқәттә турмайду, чүнки униңда һәқиқәт йоқтур. Ялған сөзләш униң тәбиий хусусийити, чүнки у ялғанчи вә ялғанчилиқниң атисидур. | |
John | UyCyr | 8:46 | Қайсиңлар Мениң гунайим бар екәнлигини испатлап берәләйсиләр, қени? Һәқиқәтни сөзлисәм немә үчүн Маңа ишәнмәйсиләр? | |
John | UyCyr | 8:47 | Худаниң пәрзәнтлири Худаниң сөзлирини аңлайду, силәр Худаниң пәрзәнтлири болмиғанлиғиңлар үчүн, Униң сөзлирини аңлимайсиләр. | |
John | UyCyr | 8:48 | Йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсаға җававән: — Һәҗәва, бизниң Сени: «Самарийәлик һәм җин чаплашқан адәмсән», дегән сөзимиз тоғра әмәсму? — дейишти. | |
John | UyCyr | 8:49 | — Маңа җин чаплашқини йоқ, — деди һәзрити Әйса, — Мән Атамни һөрмәт қилимән, лекин силәр Маңа һөрмәтсизлик қиливатисиләр. | |
John | UyCyr | 8:50 | Мениң Өзәмни улуқлиғим йоқ, лекин Мениң улуқ болушумни халайдиған Бири бар. Униң һөкүми адилдур. | |
John | UyCyr | 8:52 | Улар һәзрити Әйсаға: — Саңа җин чаплашқанлиғини әнди ениқ билдуқ, — дейишти — һәтта әҗдадимиз Ибраһим вә башқа пәйғәмбәрләрму өлгән турса, сән қандақчә: «Тәлимим бойичә яшайдиған киши мәңгү өлмәйду!» дәләләйсән? | |
John | UyCyr | 8:53 | Һәҗәва, Сән аләмдин өткән атимиз Ибраһимдин вә вапат болған башқа пәйғәмбәрләрдинму үстүн турамсән? Сән Өзәңни зади қандақ адәм дәп һесаплайсән? | |
John | UyCyr | 8:54 | Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Әгәр Мән Өзәмни Өзәм улуқлисам, Мениң улуқлуғум бекар болатти. Бирақ Мени Улуқлиғучи — силәр «Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур. | |
John | UyCyr | 8:55 | Силәр Уни тонуп йетәлмидиңлар, лекин Мән Уни тонуймән. Уни тонумаймән десәм, силәрдәк ялғанчи болған болимән, бирақ Мән Уни тонуймән вә Униң сөзи бойичә иш көримән. | |
John | UyCyr | 8:56 | Атаңлар Ибраһим Мениң келишимгә интизар болған һәм кәлгәнлигимни алдин-ала көрүп, интайин хошал болған. | |
John | UyCyr | 8:57 | — Сән техи әллик яшқа кирмигән туруп, әҗдадимиз Ибраһимниму көрдүңму? — дейишти улар. | |