JOHN
Chapter 19
John | UyCyr | 19:2 | Ләшкәрләр тикән шахлирини өрүп, бир таҗа ясап, һәзрити Әйсаниң бешиға кийдүрүшти. Андин Униңға падишаларға хас сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти. | |
John | UyCyr | 19:3 | Улар йәнә Униң алдиға келишип: — Яшисун йәһудийларниң «Падишаси»! — дәп мәсқирә қилишип, Униң качитиға урушти. | |
John | UyCyr | 19:4 | Һаким Пилатус йәнә ордисидин чиқип халайиққа: — Диққәт! Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмиғанлиғимни билишиңлар үчүн, Уни силәрниң алдиңларға елип чиқимән, — деди. | |
John | UyCyr | 19:5 | Буниң билән һәзрити Әйса бешидики тикәнлик таҗа вә учисидики сөсүн рәңлик тон билән ташқириға елип чиқилди. Һаким Пилатус уларға: — Мана бу Адәм! — деди. | |
John | UyCyr | 19:6 | Алий роһанийлар вә ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани көрүп: — Уни чапрас яғачқа миқлитиң, чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп вақирашти. — Уни өзәңлар миқлаңлар! Мән Униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди Пилатус. | |
John | UyCyr | 19:7 | Йәһудийлар мундақ дейишти: — Биздә шундақ бир қанун бар, шу қанунға асасән, У Өзини Худа Оғли дәп атиғанлиғи үчүн, өлтүрүлүшкә тегишлик. | |
John | UyCyr | 19:9 | йәнә ордисиға кирип, һәзрити Әйсадин: — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса җавап бәрмиди. | |
John | UyCyr | 19:10 | — Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум болғинидәк, чапрас яғачқа миқлитишқиму һоқуқум барлиғини билмәмсән? — деди һаким Пилатус. | |
John | UyCyr | 19:11 | — Сизгә бу һоқуқ асмандин берилмигән болса, Маңа нисбәтән һеч қандақ һоқуқуңиз болмиған болатти. Шуниң үчүн Мени сизгә тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди һәзрити Әйса. | |
John | UyCyr | 19:12 | Шуниң билән Пилатус һәзрити Әйсани қоювәтмәкчи болди, лекин йәһудийлар: — Бу Адәмни қоювәтсиңиз, Рим императориниң дости болмиған болисиз! Ким өзини падиша десә, у киши императорға қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти. | |
John | UyCyr | 19:13 | Һаким Пилатус бу сөзләрни аңлап, һәзрити Әйсани ташқириға чиқарди вә «Таш билән қопирилған мәйдан» (арамий тилида «Ғаббата») дегән йәрдики һөкүм чиқириш орнида олтарди. | |
John | UyCyr | 19:14 | У күни «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи болуп, саат он иккигә аз қалған еди. Һаким Пилатус йәһудийларға: — Мана бу силәрниң Падишариңлар! — деди. | |
John | UyCyr | 19:15 | — Йоқитиң, йоқитиң, Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп вақирашти йәһудийлар. — Мени Падишариңларни чапрас яғачқа миқлатсун дәмсиләр? — деди Пилатус. Алий роһанийлар: — Рим императоридин башқа падишаримиз йоқ! — дәп вақирашти. | |
John | UyCyr | 19:16 | Буниң билән һәзрити Әйса һаким Пилатусниң буйруғи билән чапрас яғачқа миқлинишқа тапшурулди. | |
John | UyCyr | 19:17 | Ләшкәрләр һәзрити Әйсани елип маңди. У Өз чапрас яғичини дүмбисигә артип, «Баш сүйәк» (арамий тилида «Голгота») дегән йәргә барди. | |
John | UyCyr | 19:18 | Улар Уни шу йәрдә чапрас яғачқа миқлап, чапрас яғачни тиклиди. Һәзрити Әйсаниң икки тәрипидә йәнә икки җинайәтчи бар болуп, уларму Униң билән тәң миқланди. Һәзрити Әйсаниң чапрас яғичи икки җинайәтчиниң оттурисиға тикләнгән еди. | |
John | UyCyr | 19:19 | Һаким Пилатус тахтиға «Насирәлик Әйса — йәһудийларниң Падишаси» дәп йезип, чапрас яғачқа астуруп қойди. | |
John | UyCyr | 19:20 | Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә үч хил йезиқта йезилғанлиғи һәм һәзрити Әйса миқланған йәр шәһәргә йеқин болғанлиғи үчүн, нурғун йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуған еди. | |
John | UyCyr | 19:21 | Шуңа йәһудийларниң алий роһанийлири һаким Пилатусқа: — «Йәһудийларниң Падишаси» дәп язмаң, Өзини «Мән йәһудийларниң Падишаси дегән» дәп йезиң, — дейишти. | |
John | UyCyr | 19:23 | Ләшкәрләр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиғандин кейин, Униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бири бир үлүштин елишти. Тониниң ичидики узун көйнәкниму елишти. Бу көйнәк тикилмигән болуп, баштин аяқ бир туташ тоқулған еди. | |
John | UyCyr | 19:24 | Шуниң билән ләшкәрләр бир-биригә: — Буни житмай, чәк ташлайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. Буниң билән Муқәддәс Язмилардики мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Тонумни бөлүшти улар, Көйнигим үчүн тартишти чәкләр». Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти. | |
John | UyCyr | 19:25 | Һәзрити Әйсаниң чапрас яғичиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопаниң аяли Мәрийәм вә мәҗдәллик Мәрийәмләр туратти. | |
John | UyCyr | 19:26 | Һәзрити Әйса аниси билән Өзи яхши көридиған шагиртиниң биргә турғанлиғини көрүп, анисиға: — Ана, бу сизниң оғлуңиз болсун, — деди. | |
John | UyCyr | 19:27 | Кейин шагиртиға: — Бу сениң анаң болсун, — деди. Шу вақиттин етиварән, һәзрити Әйсаниң у шагирти Мәрийәмни өзиниң өйидә турғузди. | |
John | UyCyr | 19:28 | Һәзрити Әйса һәммә ишлириниң тамамланғанлиғини билди. Андин: — Уссидим! — деди. Буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләр әмәлгә ашурулди. | |
John | UyCyr | 19:29 | У йәрдә әрзән үзүм шарави билән толтурулған бир туң бар еди. Улар үзүм шаравиға чиланған бир парчә латини лепәкгүл ғолиға бағлап, һәзрити Әйсаниң ағзиға узатти. | |
John | UyCyr | 19:30 | Һәзрити Әйса үзүм шаравини тетиғандин кейин: — Тамам болди! — дедидә, бешини төвән чүширип, җан бәрди. | |
John | UyCyr | 19:31 | У күни «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Бу һейт дәм елиш күнигә тоғра кәлгән еди. Йәһудийлар чапрас яғачқа миқланғанларниң җәсидини дәм елиш күнидә чапрас яғачта қалдурушни тоғра көрмәтти. Шуңа йәһудий ақсақаллири җәсәтләрни чапрас яғачтин еливетиш мәхситидә, һаким Пилатустин миқланғанларниң тезирәк өлүши үчүн уларниң путлирини чеқиветишни тәләп қилди. | |
John | UyCyr | 19:32 | Шуниң билән ләшкәрләр берип, һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланған һелиқи икки адәмниң путлирини чеқивәтти. | |
John | UyCyr | 19:33 | Лекин һәзрити Әйсаға кәлгәндә, Униң аллиқачан өлгәнлигини көрди, шуниң билән Униң путини чақмиди. | |
John | UyCyr | 19:34 | Бирақ ләшкәрләрдин бири Униң биқиниға нәйзисини санчиведи, шу ан қан вә су еқип чиқти. | |
John | UyCyr | 19:35 | Силәрни ишәнсун дәп, буни көргүчи гувалиқ бәрди. Униң гувалиғи һәқтур. Көргүчи өзиниң ейтқанлириниң һәқ екәнлигини билиду. | |
John | UyCyr | 19:36 | Бу ишларниң һәммиси Муқәддәс Язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сунмайду» вә «Улар өзлири нәйзә санчиған Адәмгә қаришип қалиду», дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашурди. | |
John | UyCyr | 19:37 | Бу ишларниң һәммиси Муқәддәс Язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сунмайду» вә «Улар өзлири нәйзә санчиған Адәмгә қаришип қалиду», дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашурди. | |
John | UyCyr | 19:38 | Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, араматиялиқ Йүсүп һәзрити Әйсани дәпнә қилиш үчүн һаким Пилатустин Униң җәсидини елип кетишни тәләп қилди. (Йүсүп һәзрити Әйсаниң әгәшкүчиси еди, лекин йәһудий ақсақаллиридин қорққинидин буни мәхпий тутатти.) Һаким Пилатус рухсәт бәргәндин кейин, Йүсүп берип һәзрити Әйсаниң җәсидини чапрас яғачтин чүширип елип кәтти. | |
John | UyCyr | 19:39 | Бурун бир кечиси һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән Никодимму җәсәткә чачидиған сәбрә арилаш мурмәкки дегән дора-дәрмандин оттуз нәччә килограмм елип, Йүсүп билән биллә кәлди. | |
John | UyCyr | 19:40 | Иккиси һәзрити Әйсаниң җәсидини йәһудийларниң дәпнә қилиш адити бойичә дора-дәрманларни чечип, кәндир рәхт билән орап кепинлиди. | |
John | UyCyr | 19:41 | Һәзрити Әйса чапрас яғачқа миқланған йәрдә бир бағ болуп, бағниң ичидә техи һеч ким қоюлмиған йеңи бир өңкүр йәрлик бар еди. | |