JOHN
Chapter 11
John | UyCyr | 11:1 | Лазар исимлиқ бир адәм кесәл болуп қалған еди. У һәдилири Мәрийәм вә Марта билән Йәһудийә өлкисидики Бәйтания йезисида туратти. Мәрийәм болса, һәзрити Әйсаниң путлириға хуш пурақлиқ яғ сүркәп, чачлири билән уларни сүртүп қурутқан аял еди. | |
John | UyCyr | 11:2 | Лазар исимлиқ бир адәм кесәл болуп қалған еди. У һәдилири Мәрийәм вә Марта билән Йәһудийә өлкисидики Бәйтания йезисида туратти. Мәрийәм болса, һәзрити Әйсаниң путлириға хуш пурақлиқ яғ сүркәп, чачлири билән уларни сүртүп қурутқан аял еди. | |
John | UyCyr | 11:3 | Лазарниң һәдилири һәзрити Әйсаға: «Әй Рәббимиз, Сиз яхши көридиған достуңиз кесәл болуп қалди», — дәп хәвәр беришти. | |
John | UyCyr | 11:4 | Һәзрити Әйса буни аңлап: — Бу кесәллик Лазарниң өлүми билән аяқлашмайду. Әксичә бу арқилиқ Худа Оғлиниң улуқлуғи аян болуп, халайиқ Худаға мәдһийә ейтиду, — деди. | |
John | UyCyr | 11:6 | Гәрчә У Лазарниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, Өзи туруватқан йәрдә йәнә икки күн турди. | |
John | UyCyr | 11:8 | Шагиртлири Униңға: — Устаз, йеқиндила у йәрдики хәқләр Сизни чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсиз? — дейишти. | |
John | UyCyr | 11:9 | Һәзрити Әйса мундақ деди: — Күндүз он икки саат әмәсму? Күндүзи йол маңған жиқилмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду. | |
John | UyCyr | 11:11 | Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин: — Достумиз Лазар ухлап қалди, Мән уни ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди. | |
John | UyCyr | 11:13 | Һәзрити Әйса Лазарниң өлүмини демәкчи еди, лекин улар адәттики уйқини дәватиду, дәп ойлашти. | |
John | UyCyr | 11:15 | Силәрни дәп, униң қешида болмиғанлиғимға хошалмән, чүнки бу силәрниң ишәнчиңларниң күчәйтилиши үчүн йәнә бир пурсәт яритип бәрди. Әнди у бар йәргә барайли, — деди. | |
John | UyCyr | 11:16 | «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа шагиртларға: — Бизму Униң билән биллә барайли һәм Униң билән биллә өләйли, — деди. | |
John | UyCyr | 11:17 | Һәзрити Әйса шагиртлири билән Бәйтанияға барғанда, Лазарниң йәрликкә қоюлғиниға төрт күн болғанлиғидин хәвәр тапти. | |
John | UyCyr | 11:19 | Нурғун йәһудийлар Марта билән Мәрийәмниң инисиниң өлүмигә тәсәлла бериш үчүн уларниң йениға кәлгән еди. | |
John | UyCyr | 11:20 | Марта һәзрити Әйсаниң келиватқанлиғидин хәвәр тепип, Униң алдиға чиқти. Мәрийәм болса өйдә қалди. | |
John | UyCyr | 11:21 | — Әй Рәббим, — деди Марта һәзрити Әйсаға, — бу йәрдә болған болсиңиз, иним өлмәс еди. | |
John | UyCyr | 11:25 | — Инсанларни өлүмдин тирилдүргүчи вә һаятлиқ бәргүчи Өзәмдурмән, — деди һәзрити Әйса униңға, — Маңа ишәнгән киши өлсиму, йәнә һаят болиду. | |
John | UyCyr | 11:27 | — Ишинимән, Рәббим, — деди Марта, — Сизниң инсанлар арисиға келишкә тайинланған Қутқазғучи-Мәсиһ, Худа Оғли екәнлигиңизгә ишинимән. | |
John | UyCyr | 11:28 | Марта буни дәп болғандин кейин, қайтип сиңлиси Мәрийәмни астағина чақирип: — Устазимиз келип болди. Сени чақириватиду, — деди. | |
John | UyCyr | 11:31 | Өйдә Мәрийәмгә тәсәлла бериватқан халайиқ Мәрийәмниң бирдинла орнидин туруп, сиртқа чиқип кәткәнлигини көрүшти вә уни қәбирстанлиққа жиға-зар қилғили маңди, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти. | |
John | UyCyr | 11:32 | Бирақ Мәрийәм һәзрити Әйса бар йәргә барди вә Уни көрүп, айиғиға жиқилип: — Әй Рәббим, бу йәрдә болған болсиңиз иним өлмәс еди! — деди. | |
John | UyCyr | 11:33 | Мәрийәмниң вә униң билән биллә кәлгән халайиқниң жиға-зар қилишқинини көргән һәзрити Әйса ғәзәплинип, көңли қаттиқ азаплинишқа башлиди вә: | |
John | UyCyr | 11:37 | Уларниң ичидә бәзилири: — Қарғуниң көзини ачқан Киши Лазарниң һаятини өлүмдин сақлап қалалматтиму? — дейишти. | |
John | UyCyr | 11:38 | Һәзрити Әйса ичидә йәнә ғәзәплинип, йәрликниң алдиға барди. Йәрлик кириш ағзи чоң таш билән тосалған өңкүр еди. | |
John | UyCyr | 11:39 | Һәзрити Әйса: — Ташни еливетиңлар! — деди. Өлгән адәмниң һәдиси Марта: — Әй Рәббим, аләмдин өткинигә төрт күн болди, һазир җәсиди пурап кәткәнду, — деди. | |
John | UyCyr | 11:40 | Һәзрити Әйса униңға: — Мән саңа: «Ишәнсәң, Худаниң улуқлуғини көрисән», дегән едимғу, — деди. | |
John | UyCyr | 11:41 | Буниң билән халайиқ ташни еливәтти, һәзрити Әйса көзлирини асманға тикип, мундақ дуа қилди: — Әй Атам, тилигимни аңлайдиғиниң үчүн Саңа шүкүр ейтимән. | |
John | UyCyr | 11:42 | Тиләклиримни һемишәм аңлайдиғанлиғиңни билимән. Шундақ болсиму әтрапимдики халайиқ Сениң Мени әвәткәнлигиңгә ишәнсун, дәп буни ейтиватимән. | |
John | UyCyr | 11:43 | Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин жуқури авазда: — Лазар, ташқириға чиқ! — дәп чақирди. | |
John | UyCyr | 11:44 | Лазар қол-путлири кепинләнгән, иңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Һәзрити Әйса уларға: — Кепинликни салдуруп, уни өз мәйлигә қоюветиңлар! — деди. | |
John | UyCyr | 11:45 | Мәрийәмниң йениға пәтиләп кәлгән вә һәзрити Әйса көрсәткән бу мөҗүзини көргән нурғун хәқләр һәзрити Әйсаға ишәнди. | |
John | UyCyr | 11:46 | Лекин уларниң ичидә бәзилири пәрисийләрниң йениға берип, һәзрити Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти. | |
John | UyCyr | 11:47 | Шуңа пәрисийләр вә алий роһанийлар йәһудийларниң алий кеңәшмисини жиғип: — Қандақ қилғулуқ? Бу Адәмниң яратқан нурғун мөҗүзилиригә қарап беқиңлар. | |
John | UyCyr | 11:48 | Уни бундақ қоюп бәрсәк, һәммә адәм Униңға ишинип кетиду. Шундақ болғанда Рим һөкүмити ибадәтханимизни, һәтта миллитимизни вәйран қиливетиду! — дейишти. | |
John | UyCyr | 11:49 | Уларниң ичидә бири, йәни шу жили баш роһаний болған Қаяпа: — Силәр һеч немини билмәйдикәнсиләр! | |
John | UyCyr | 11:50 | Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн өлүшиниң яхши екәнлигини чүшәнмәйдикәнсиләр, — деди. | |
John | UyCyr | 11:51 | Бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди. У шу жили баш роһаний болғачқа, һәзрити Әйсаниң йәһудий хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға чечилип кәткән пәрзәнтлириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғини алдин-ала ейтқан еди. | |
John | UyCyr | 11:52 | Бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди. У шу жили баш роһаний болғачқа, һәзрити Әйсаниң йәһудий хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға чечилип кәткән пәрзәнтлириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғини алдин-ала ейтқан еди. | |
John | UyCyr | 11:53 | Шундақ қилип, улар шу күндин етиварән һәзрити Әйсани өлтүрүветиш үчүн сүйиқәстлик қилишқа башлиди. | |
John | UyCyr | 11:54 | Шуңа һәзрити Әйса әнди йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәй, у йәрдин кетип, чөлгә йеқин райондики Әфраим шәһиригә келип, шагиртлири билән биллә у йәрдә турди. | |
John | UyCyr | 11:55 | Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған еди. Нурғун кишиләр тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн, һейттин бир қанчә күн илгири йезилардин Йерусалимға келишти. | |
John | UyCyr | 11:56 | Улар һәзрити Әйсани издәтти. Улар мәркизий ибадәтханиға жиғилғинида, бир-биригә: — Сениңчә қандақ болар, һәзрити Әйса һейтқа кәлмәмдикин? — дейишәтти. | |