JOHN
Chapter 20
John | UyCyr | 20:1 | Йәкшәнбә күни таң техи йорумиғанда, мәҗдәллик Мәрийәм һәзрити Әйсаниң йәрлигигә барди вә өңкүрниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди. | |
John | UyCyr | 20:2 | У жүгригән пети Симун Петрус вә һәзрити Әйса яхши көридиған һелиқи шагиртниң йениға келип, уларға: — Рәббимизни йәрлигидин еливетипту, қәйәргә қойғанлиғини билмидуқ! — деди. | |
John | UyCyr | 20:4 | Иккиси биллә жүгришип маңди, лекин һелиқи шагирт Петрустин тез жүгрәп, йәрликкә биринчи болуп йетип барди. | |
John | UyCyr | 20:5 | У иңишип ичигә қарап, кәндир кепинниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди. | |
John | UyCyr | 20:6 | Кәйнидин Симун Петрус йетип келип, йәрликкә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған кепинни көрди. | |
John | UyCyr | 20:7 | Һәзрити Әйсаниң бешиға чигилгән яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепин билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти. | |
John | UyCyr | 20:8 | Андин йәрликкә авал кәлгән шагиртму йәрликниң ичигә кирип, әһвални көрүп, һәзрити Әйсаниң тирилгәнлигигә ишәнди. | |
John | UyCyr | 20:9 | Шундақ болсиму, улар һәзрити Әйсаниң өлүп қайта тирилиши керәклиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләрни техичә чүшәнмигән еди. | |
John | UyCyr | 20:11 | Мәрийәм болса йәрликниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп йәрликниң ичигә иңишип қариведи, | |
John | UyCyr | 20:12 | ақ кийим кийгән икки периштәни көрди. Уларниң бири һәзрити Әйсаниң җәсиди қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти. | |
John | UyCyr | 20:13 | Улар Мәрийәмдин: — Ханим, немишкә жиғлайсиз? — дәп сориди. — Рәббимни елип кетипту, Уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйватимән, — деди Мәрийәм. | |
John | UyCyr | 20:14 | У шу гәпни қилипла кәйнигә қариведи, бириниң у йәрдә турғинини көрди. У дәл һәзрити Әйса еди. Лекин у һәзрити Әйса екәнлигини биләлмиди. | |
John | UyCyr | 20:15 | — Ханим, немишкә жиғлайсиз, кимни издәйсиз? — дәп сориди һәзрити Әйса. Мәрийәм Уни бағвән дәп ойлап: — Тәхсир, әгәр Уни сиз йөткәвәткән болсиңиз, қәйәргә қойғанлиғиңизни ейтип бәргәйсиз, мән Уни елип кәлсәм, — деди. | |
John | UyCyr | 20:16 | — Мәрийәм! — деди һәзрити Әйса униңға. Мәрийәм бурулупла, ибраний тилида: — Раббони! — деди. (Бу сөз «устаз» дегән мәнада.) | |
John | UyCyr | 20:17 | — Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса. | |
John | UyCyr | 20:18 | Шуниң билән мәҗдәллик Мәрийәм шагиртларниң йениға берип, уларға: — Рәббимизни көрдүм! — деди. Андин һәзрити Әйсаниң өзигә ейтқанлирини уларға сөзләп бәрди. | |
John | UyCyr | 20:19 | Шу йәкшәнбә күни кәчтә шагиртлар җәм болған йеридә йәһудийлардин қорққанлиғидин өйниң ишиклирини тақавәткән еди. Шу пәйттә һәзрити Әйса уларниң арисида пәйда болуп, өрә турған һалда уларға: — Аман болуңлар! — деди | |
John | UyCyr | 20:20 | вә арқидинла қоллири вә биқинини уларға көрсәтти. Шагиртлар Рәббини көргинидин қин-қиниға патмай хошал болушуп кәтти. | |
John | UyCyr | 20:21 | Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Аман болуңлар! Атам Мени әвәткинидәк, Мәнму силәрни әвәтимән, — деди. | |
John | UyCyr | 20:22 | Бу сөзләрни қилип болғандин кейин, уларға бир пүвләп: — Худаниң Муқәддәс Роһиға муйәссәр болуңлар. | |
John | UyCyr | 20:23 | Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гуналири кәчүрүм қилиниду. Кимниң гуналирини кәчүрүм қилмисаңлар, униң гуналири кәчүрүм қилинмайду, — деди. | |
John | UyCyr | 20:24 | Он икки шагирттин бири, йәни «қош гезәк» дәп атилидиған Томас һәзрити Әйса кәлгәндә, уларниң йенида әмәс еди. | |
John | UyCyr | 20:25 | Кейин улар униңға: — Биз Рәббимизни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас: — Униң қоллирида миқниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тәккүзүп бақмиғичә һәргиз ишәнмәймән, — деди. | |
John | UyCyr | 20:26 | Бир һәптидин кейин шагиртлар йәнә шу өйдә җәм болған болуп, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ болсиму, һәзрити Әйса кирип уларниң арисида туруп: — Аман болуңлар! — деди. | |
John | UyCyr | 20:27 | Андин Томасқа: — Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тәккүзүп бақ. Гуман қилмай, Маңа ишән, — деди. | |
John | UyCyr | 20:29 | Һәзрити Әйса униңға: — Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиңму? Көрмәй туруп ишәнгәнләр нәқәдәр бәхитлик һә! — деди. | |
John | UyCyr | 20:30 | Һәзрити Әйса шагиртлириниң алдида бу китапта йезилмиған башқа нурғун мөҗүзиләрниму көрсәтти. | |