Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOHN
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13 14 15 16 17 18 19 20 21
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 13
John UyCyr 13:1  «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Һәзрити Әйса бу дуниядин айрилип, Атисиниң йениға кетидиған вақитниң йетип кәлгәнлигини билди. У бу дуниядики Өз адәмлиригә болған меһир-муһәббитини бурунла көрсәткән болуп, униң қанчилик чоңқурлуғини әнди толуқ көрсәтмәкчи еди.
John UyCyr 13:2  Һәзрити Әйса шагиртлири билән кәчлик тамақта биллә болди. Шәйтан аллибурун Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә һәзрити Әйсани йәһудий ақсақаллириға тутуп бериш вәс-вәсисини салған еди.
John UyCyr 13:3  Һәзрити Әйса Атисиниң һәммә һоқуқни Өзигә аманәт қилғанлиғини, Атиси Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға кетидиғанлиғини биләтти.
John UyCyr 13:4  У дәстихандин туруп, тонини йешип, бир лөңгә билән белини бағлиди.
John UyCyr 13:5  Андин бир җавурға су қуюп, шагиртларниң путлирини жуюшқа вә белигә бағлиған лөңгә билән сүртүп қурутушқа башлиди.
John UyCyr 13:6  Новәт Симун Петрусқа кәлгәндә, Петрус: — Әй Рәббим, путумни Сиз жуйсиңиз қандақ болғини?! — деди.
John UyCyr 13:7  Һәзрити Әйса униңға: — Немә қиливатқинимни һазир чүшәнмәйсән, лекин кейин чүши­нисән, — деди.
John UyCyr 13:8  — Мән путумни һәргиз сизгә жуйғузмаймән! — деди Петрус. — Путуңни жуймисам, сән Мән билән биргә болалмайсән, — дегән җавапни қайтурди һәзрити Әйса.
John UyCyr 13:9  Симун Петрус: — Әй Рәббим, ундақта путлиримнила әмәс, қоллиримниму, бешим­ниму жуйғайсиз! — деди.
John UyCyr 13:10  Һәзрити Әйса униңға: — Жуюнуп болған адәмниң қайта жуюнушиниң һаҗити йоқ, пәқәт путлирини жуйсила, пүтүн әзаси пак болиду. Силәрму гуналириң­лардин пак, лекин һәммиңлар әмәс, — деди.
John UyCyr 13:11  (Һәзрити Әйса Өзини кимниң тутуп беридиғанлиғини биләтти. Шуниң үчүн У һәммисиниңла пак әмәслигини дегән еди.)
John UyCyr 13:12  Һәзрити Әйса уларниң путлирини жуюп болғандин кейин, тонини кийип йәнә дәстиханға олтарди вә уларға мундақ деди: — Силәр немә қилғанлиғимни чүшәндиңларму?
John UyCyr 13:13  Силәр Мени «Рәббим» вә «Устазим» дәйсиләр, раст ейтисиләр, әмәлияттиму шундақ.
John UyCyr 13:14  Мән Рәббиңлар вә Устазиңлар туруп путлириңларни жуйғандин кейин, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк.
John UyCyr 13:15  Бу силәрниң Маңа охшаш башқиларға хизмәт қилишиңлар үчүн көрсәткән үлгәмдур.
John UyCyr 13:16  Билип қоюңларки, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду, әлчиму өзини әвәткүчидин үстүн турмайду.
John UyCyr 13:17  Бу ишларни билгән екәнсиләр, силәрму шундақ қилсаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр!
John UyCyr 13:18  «Силәр гуналириңлардин пак» дегән сөзүм һәммиңларға қаритил­ған әмәс. Мән таллиғанлиримни билимән, лекин Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтилған: «Мән билән һәмдәстихан болуп, ненимни йегән достум Мәндин үз өриди», дәп ейтилған бу сөз әмәлгә ашурулуши керәк.
John UyCyr 13:19  Силәргә бу иш йүз бериштин авал ейтип қояйки, у ишлар йүз бәргәндә Мениң «Мәңгү Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр.
John UyCyr 13:20  Йәнә шуни билип қоюңларки, Мән әвәткән һәр қандақ бир кишини қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду. Мени қобул қилғанлар болса, Мени Әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.
John UyCyr 13:21  Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, қаттиқ азапланған һалда очуғини ейтти: — Билип қоюңларки, араңларда бири Маңа сатқунлуқ қилиду.
John UyCyr 13:22  Шагиртлар кимни дәватқанлиғини чүшәнмәй, бир-биригә қарашти.
John UyCyr 13:23  Һәзрити Әйса интайин яхши көриду дәп қаралған шагирт Униң йенида йеничә ятатти.
John UyCyr 13:24  Симун Петрус униңға һәзрити Әйсадин кимни демәкчи болғанлиғини сорап беқишни ишарәт қилди.
John UyCyr 13:25  Шуңа у һәзрити Әйсаға йеқин келип, төвән авазда: — Әй Рәббим, Сизгә сатқунлуқ қилидиған ким? — дәп сориди.
John UyCyr 13:26  Һәзрити Әйса: — Бир чишләм нанни ашқа чилап кимгә сунсам, шу, — дәп җавап бәрди. Кейин У нанни ашқа чилап, Симунниң оғли Йәһуда Ишқа­рийотқа сунди.
John UyCyr 13:27  Йәһуда нанни елишиғила ичигә шәйтан кирди. — Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди һәзрити Әйса униңға.
John UyCyr 13:28  Дәстиханда олтарғанларниң һеч қайсиси һәзрити Әйсаниң Йәһуда­ға бу сөзләрни немә үчүн қилғанлиғини чүшәнмиди.
John UyCyr 13:29  Уларниң ортақ пули Йәһудада болғанлиқтин, бәзиләр һәзрити Әйса униңға: «Һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бир нәрсә бәр», демәкчи болса керәк, дәп ойлашти.
John UyCyr 13:30  Йәһуда нанни елипла ташқириға чиқип кәтти. Бу чағ кечә еди.
John UyCyr 13:31  Йәһуда ташқириға чиқип кәткәндин кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Әнди Инсан Оғлиниң шан-шәриви көрүнидиған вақит-саат йетип кәлди. У арқилиқ Худаниң шан-шәривиму аян болиду.
John UyCyr 13:32  Худа­ниң шан-шәриви У арқилиқ аян болған екән, Худа Өзиму Инсан Оғлиниң шан-шәривини дәрһал аян қилиду.
John UyCyr 13:33  Балилирим, Мениң әнди силәр билән биллә болидиған вақтим аз қалди. Кейин силәр Мени издәйсиләр, лекин йәһудий ақсақаллириға ейтқинимдәк, силәр­гиму ейтимәнки, Мән баридиған йәргә силәр баралмайсиләр.
John UyCyr 13:34  Һазир силәргә йеңи бир әмир беримән. «Бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириң­ларни сөйүңлар».
John UyCyr 13:35  Бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммиси силәрниң Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни тонуйду.
John UyCyr 13:36  Симун Петрус һәзрити Әйсадин: — Әй Рәббим, қәйәргә барисиз? — дәп сориди. — Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин барисән, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
John UyCyr 13:37  Петрус Униңға: — Әй Рәббим, немә үчүн һазир Сизниң кәйниңиздин барал­маймән? Сиз үчүн җеним пида! — деди.
John UyCyr 13:38  Һәзрити Әйса мундақ деди: — Мән үчүн расттинла җениң пидаму? Билип қойғинки, ғораз чил­лаш­тин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән.