Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
Exod UyCyr 1:1  Яқупниң һәр қайси оғуллири өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә Мисирға барди. Униң оғуллириниң исимлири
Exod UyCyr 1:2  Рубен, Шимон, Лавий, Йәһуда,
Exod UyCyr 1:3  Иссакар, Зәбулун, Бинямин,
Exod UyCyr 1:4  Дан, Нафтали, Гад вә Ашер еди.
Exod UyCyr 1:5  Уларниң һәммиси Яқупниң беваситә әвлатлири болуп, җәми йәтмиш киши еди. Яқупниң йәнә бир оғли Йүсүп бу вақитта аллиқачан Мисирда еди.
Exod UyCyr 1:6  Кейин Йүсүп вә униң қериндашлири һәм барлиқ замандашлири аләмдин өтти.
Exod UyCyr 1:7  Шундақтиму Исраилниң (йәнә бир исми Яқуп) әвлат­лири тез көпийип, у йәрни толтурди вә хелә күчийип қалди.
Exod UyCyr 1:8  Кейин Йүсүпниң Мисир хәлқигә қилған яхшилиқлиридин хәвири болмиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти.
Exod UyCyr 1:9  У мисирлиқ­ларға: — Бу исраилларниң бизгә қариғанда көпийип, биздинму күчийип кетиватқанлиғиға қараңлар!
Exod UyCyr 1:10  Әң яхшиси әқиланә тәдбир қоллинип, буниң алдини елишимиз керәк. Ундақ болмиғанда, мабада уруш болуп қалса, улар дүшмәнләр билән бирлишип бизгә һуҗум қилип, бу йәрдин қечип кетиши мүмкин, — деди.
Exod UyCyr 1:11  Буниң билән мисирлиқлар исраилларни еғир әмгәкләр билән езиш үчүн, әмгәк назарәтчилирини тайинлиди. Улар исраилларға, падиша үчүн Питом вә Рәмис намлиқ тәминләш мәркизи қилинған шәһәрләрни салдурди.
Exod UyCyr 1:12  Лекин мисирлиқлар исраилларни қанчә әзгәнсири, улар шунчә көпийип, дөләтниң башқа йәрлиригиму тарқалди. Бу сәвәптин мисирлиқлар исраиллардин қорқуп,
Exod UyCyr 1:13  уларни техиму еғир ишларға салди.
Exod UyCyr 1:14  Мисирлиқлар уларни лайчилиқ, кесәк қуюш вә етиз-ериқ ишлирини қилиштәк еғир әмгәкләргә селип, интайин қаттиқ азапларға дучар қилди.
Exod UyCyr 1:15  Мисир падишаси йәнә Сәхра вә Пува исимлиқ икки нәпәр ибраний туғут анисиға:
Exod UyCyr 1:16  — Силәр ибраний аяллирини туғдурған вақтиңларда, бовақниң оғул яки қиз екәнлигигә қараңлар. Әгәр оғул туғулса, бовақни өлтүрүветиңлар; қиз туғулса, тирик қалдуруңлар, — деди.
Exod UyCyr 1:17  Лекин бу икки туғут аниси Худаға садақәтмән болғачқа, падиша­ниң әмригә бойсунмай, оғул бовақларни өлтүрмиди.
Exod UyCyr 1:18  Шуңа падиша уларни чақиртип: — Бу силәрниң немә қилғиниңлар? Немә үчүн оғул бовақларни өлтүрмидиңлар? — дәп сориди.
Exod UyCyr 1:19  Улар: — Ибраний аяллири Мисир аяллириға охшимайду. Улар наһайити сағлам келиду. Биз йетип барғичә өзлири туғуп болиду, — дәп җавап беришти.
Exod UyCyr 1:20  Туғут анилири Худаға садақәтмән болғанлиғи үчүн, Худа уларға ғәмхорлуқ қилип, өз аилилирини қуруш шәривини ата қилди. Исраиллар давамлиқ көпийип, техиму күчәйди.
Exod UyCyr 1:21  Туғут анилири Худаға садақәтмән болғанлиғи үчүн, Худа уларға ғәмхорлуқ қилип, өз аилилирини қуруш шәривини ата қилди. Исраиллар давамлиқ көпийип, техиму күчәйди.
Exod UyCyr 1:22  Буниң билән Мисир падишаси пүтүн пухралириға: — Исраиллардин туғулған оғул бовақларниң һәммисини Нил дәриясиға ташлаңлар, қиз балиларнила тирик қалдуруңлар, — дәп әмир қилди.