Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I THESSALONIANS
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 5
I Th UyCyr 5:1  Қериндашлар, силәргә бу ишларниң қачан йүз беридиғанлиғи тоғрисида йезишим һаҗәтсиз.
I Th UyCyr 5:2  Чүнки силәрму яхши билисиләр, Рәббимизниң қайта келидиған күни худди кечидики оғриниң келишигә охшаш туюқсиз келиду.
I Th UyCyr 5:3  Кишиләр «дуния теч-аман» дәп турғанда, тәсадипи уларға һалакәт келиду. Бу худди һамилдар аялниң толғиғи уштумтут тутқиниға охшаш болуп, униңдин қечип қутулғили болмайду.
I Th UyCyr 5:4  Лекин қериндашлар, силәр Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар үчүн, қараңғулуқта әмәссиләр. Шуңа у күн силәрни оғриға охшаш чөчүтүп кәлмәйду.
I Th UyCyr 5:5  Биз һәммимиз күндүзниң, йәни йоруқлуқниң пәрзәнтлиримиз. Һәммимиз кечиниң, йәни гунаниң қараңғулуғиға мәнсүп әмәсмиз.
I Th UyCyr 5:6  Шуниң үчүн Әйса Мәсиһкә ишәнми­гән­ләрдәк ухлап ятмайли. Әксичә сәгәк вә һошияр болайли.
I Th UyCyr 5:7  Ухлайди­ған­лар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду.
I Th UyCyr 5:8  Йоруқлуққа мәнсүп болған бизләр болсақ, үстимизгә ишәнч вә меһир-муһәббәт савутини, бешимизға қутқузулуш үмүтиниң дубулғи­сини кийип, өзимизни сәгәк тутушимиз керәк.
I Th UyCyr 5:9  Чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учрисун дәп әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулсун, дәп таллиғандур.
I Th UyCyr 5:10  Әйса Мәсиһ биз үчүн өлди. Буниң­дики мәхсәт, У қайта кәлгәндә, биз мәйли һаят яки өлгән болайли, бизниң Униң билән биллә мәңгү яшишимиз үчүндур.
I Th UyCyr 5:11  Шуниң үчүн һазирму бир-бириңларни бурунқиға охшаш давамлиқ илһамландуруп, бир-бириңларниң ишәнчини күчәйтиңлар.
I Th UyCyr 5:12  Қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәббимизниң йолида силәргә йетәкчилик қилип несиһәт қиливатқанларни қәдирли­шиңларни сораймиз.
I Th UyCyr 5:13  Уларниң бу хизмәтлири үчүн уларға чоңқур һөрмәт вә муһәббитиңлар билән муамилә қилиңлар, бир-бириңлар билән инақ өтүңлар.
I Th UyCyr 5:14  Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.
I Th UyCyr 5:15  Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қайтурмаңлар, әксичә бир-бириң­ларға вә барлиқ кишиләргә һемишәм яхшилиқ қилишни нийәт қилиңлар.
I Th UyCyr 5:16  Һәр дайим хошал-хорам болуңлар.
I Th UyCyr 5:18  Һәр қандақ әһвалда Худаға шүкүр ейтиңлар, чүнки мана булар Худаниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған силәргә қаратқан ирадисидур.
I Th UyCyr 5:19  Муқәддәс Роһниң қәлбиңлардики отини өчәрмәңлар.
I Th UyCyr 5:20  Араңларда йәткүзүлгән пәйғәмбәрлик сөзләргә сәл қаримаңлар.
I Th UyCyr 5:21  Уларниң һәммисини тәкшүрүп көрүп, һәқиқәтән Худадин кәлгән яки кәлми­гәнлигини пәриқ қилип, Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзни қобул қилиңлар.
I Th UyCyr 5:22  Һәр хил яманлиқлардин жирақ туруңлар.
I Th UyCyr 5:23  Бизгә аманлиқ ата қилғучи Худа Өзи силәрни тәл-төкүз пак қилғай. Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә Худа роһуңлар, җениң­лар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай.
I Th UyCyr 5:24  Силәрни чақирған Худа җәзмән шундақ қилиду. У ишәнчликтур!
I Th UyCyr 5:25  Қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңлар.
I Th UyCyr 5:26  Һәммә қериндашлар билән меһриванларчә саламлишиңлар.
I Th UyCyr 5:27  Рәббимизниң нами билән силәрниң бу хәтни шу йәрдики һәммә қериндашларға оқуп беришиңларни тапилаймән.
I Th UyCyr 5:28  Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!