Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
II SAMUEL
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 18
II S UyCyr 18:1  Давут йенидики адәмлирини бир җайға жиғип, улар үстидин ләшкәр башлири тайинлиди, бәзилири миң ләшкәргә башлиқ болса, бәзилири йүз ләшкәргә башлиқ болди.
II S UyCyr 18:2  У адәмлириниң үчтин бирини Йоабниң қолиға, үчтин бирини Йоабниң акиси, йәни Зируя исимлиқ аялниң оғли Абишайниң қолиға, қалған үчтин бирини гатлиқ Иттайниң қолиға тапшуруп, уларни җәңгә атландурди. Давут уларға: — Мәнму силәр билән биллә җәңгә чиқимән, — деди.
II S UyCyr 18:3  Адәмлири униңға: — Өзлири җәңгә чиқсила болмайду. Әгәр биз җәңдә қечишқа тоғра келип қалсақ, дүшмәнлиримиз бизгә пәрва қилмайду, һәтта бизниң йеримимиз җәңдә өлсәкму уларға бәрибир. Өзлири биздәктин 10 миңға әрзийла. Шуңа әң яхшиси өзлири шәһәрдә қелип бизгә ярдәмчи әвәтип турғайла, — дейишти.
II S UyCyr 18:4  Падиша Давут уларға: — Силәрчә қандақ қилсам яхши болса шундақ қилай! — деди. Ләшкәрләр йүз кишилик вә миң кишилик қошун болуп җәңгә атланғанда, падиша шәһәр дәрвазисиниң йенида турди.
II S UyCyr 18:5  Падиша Давут Йоаб, Абишай вә Иттайға: — Мениң һөрмитим үчүн Абсалом дегән жигиткә яхши муамилә қилиңлар, — дәп буйриди. Падишаниң Абсалом тоғрилиқ ләшкәр башлириға буйруған гепини ләшкәрләрниң һәммиси аңлиди.
II S UyCyr 18:6  Шуниң билән Давутниң адәмлири исраиллар билән җәң қилиш үчүн далаға чиқти. Җәң Әфрайим орманлиғида болди.
II S UyCyr 18:7  Давутниң адәмлири исраилларни мәғлуп қилди. У күни чоң қирғинчилиқ болуп 20 миң киши өлтүрүлди.
II S UyCyr 18:8  Җәң пүтүн әтрапқа йейилди. Шу күни ормандики хәтәрләрдә өлгәнләрниң сани җәңдә өлгәнләрниң санидин көп болди.
II S UyCyr 18:9  Абсалом Давутниң адәмлиригә дуч келип қалди. У чағда Абсалом хечирға минип қечип кетивататти. Хечир шахлири наһайити қоюқ өскән чоң бир пистә дәриғиниң астидин өткәндә, Абсаломниң беши дәрәқ шахлириниң арисиға кирип қалди. Хечир чапқан пети кетивәрди, Абсалом болса дәрәқкә есилип қалди.
II S UyCyr 18:10  Давутниң адәмлиридин бири уни көрүп қелип, берип Йоабқа: — Мән Абсаломниң бир пистә дәриғиниң шахлириға есилип қалғанлиғини көрдүм, — деди.
II S UyCyr 18:11  Йоаб хәвәр елип кәлгән адәмгә: — Уни көргән болсаң немишкә шу йәрдила өлтүрүвәтмидиң? Саңа он күмүч тәңгә билән бир бәлбағ мукапат қилған болаттим, — деди.
II S UyCyr 18:12  Һелиқи адәм Йоабқа мундақ деди: — Маңа һәтта миң күмүч тәңгә бәрсилиму, падишаниң оғлиға қарши қолумни көтәрмәймән. Чүнки биз һәммимиз падишаниң силигә вә Абишай билән Иттайға: «Мениң һөрмитим үчүн Абсалом дегән жигиткә яхши муамилә қилиңлар», дәп буйруғанлиғини аңлиғанмиз.
II S UyCyr 18:13  Әгәр падишаға хиянәт қилип оғлини өлтүрсәм, падиша чоқум кимниң уни өлтүргәнлигини тапиду. У чағда силиму өзлирини мәндин чәткә алидила.
II S UyCyr 18:14  Йоаб җававән: — Сән билән бу йәрдә вақтимни өткүзмәй, — деди-дә, қолиға үч данә нәйзә елип, у йәргә барди. Абсалом техи тирик һалда пистә дәриғигә есилип турған вақтида, Йоаб келип, униң жүригигә нәйзиләрни тиқивәтти.
II S UyCyr 18:15  Андин Йоабниң он нәпәр қурал-ярақ көтәргүчиси Абсаломни қоршавелип, уни уруп өлтүрүвәтти.
II S UyCyr 18:16  Йоаб җәңни тохтитиш үчүн бурға чалдурди, адәмлири исраилларни қоғлаштин тохтап арқилириға қайтишти.
II S UyCyr 18:17  Улар Абсаломниң җәсидини дәрәқтин чүширип, ормандики чоң бир чоңқурлуққа ташлавәтти вә үстигә егиз қилип таш догилап қойди. Абсаломға әгәшкән исраилларниң һәммиси өз өйлиригә қечип кетишти.
II S UyCyr 18:18  Абсалом һаят вақтида: «Намимни давамлаштуридиған оғлум йоқ», дәп «Падиша җилғиси» дегән йәрдә өзигә атап бир таш хатирә орнитип, униңға өз намини бәргән еди. Бу таш хатирә таки һазирғичә «Абсалом хатириси» дәп атилип кәлмәктә.
II S UyCyr 18:19  Задоқниң оғли Ахимааз Йоабқа: — Иҗазәт бәрсиңиз, мән тез берип падишаға: «Пәрвәрдигар силини дүшмәнлириниң қолидин қутқузди», дәп хуш хәвәр йәткүзәй, — деди.
II S UyCyr 18:20  — Яқ, — деди Йоаб, — падишаниң оғли өлди, бүгүн сән хәвәр елип бармайсән. Башқа күни хәвәр йәткүзсәң болиду, лекин бүгүн әмәс.
II S UyCyr 18:21  Шуниңдин кейин Йоаб кушлардин биригә: — Сән берип көргәнлириңни падишаға ейтқин, — деди. У адәм Йоабқа тазим қилди-дә, жүгрәп кәтти.
II S UyCyr 18:22  Лекин Задоқниң оғли Ахимааз Йоабқа йәнә: — Мәйли немә болса болсун, мениңму кушлардин болған әву адәм билән биллә беришимға рухсәт қилсиңиз, — дегән еди, Йоаб: — Сән немишкә баримән, дәп турувалисән? Оғлум, сән хәвәр йәткүзүп мукапатқа еришәлмәйсән, — деди.
II S UyCyr 18:23  Ахимааз йәнә: — Мәйли немә болса болсун, жүгрәпла барай! — дәп турувалди. — Бопту барғин! — деди Йоаб. Шуниң билән Ахимааз Иордан түзләңлигини бойлап жүгрәп, һелиқи кушлардин болған адәмдин өтүп кәтти.
II S UyCyr 18:24  Давут бу чағда шәһәрниң ичкирики вә ташқириқи дәрвазилириниң оттурисида олтиратти. Күзәтчи сепилниң үстигә чиқти. У дәрвазиниң өгүзидә туруп, әтрапқа қарап бир адәмниң ялғуз жүгрәп келиватқанлиғини көрди вә
II S UyCyr 18:25  падишаға бу һәқтә вақирап хәвәр йәткүзди. Падиша: — У ялғуз болса, чоқум яхши хәвәр йәткүзгили келиватқан адәм, — деди. У адәм йеқинлап кәлгәндә,
II S UyCyr 18:26  күзәтчи йәнә бир адәмниң жүгрәп келиватқанлиғини көрүп, дәрвазивәнгә қарап: — Қараңла, йәнә бир адәм ялғуз жүгрәп келиватиду! — дәп вақириди. — Уму чоқум яхши хәвәр йәткүзгили келиватқан адәм, — деди падиша.
II S UyCyr 18:27  — Мениңчә алдида жүгрәп келиватқан адәмниң жүгриши Задоқниң оғли Ахимаазниң жүгришигә охшайдикән, — деди күзәтчи. — У яхши адәм, чоқум яхши хәвәр елип келиватиду, — деди падиша.
II S UyCyr 18:28  Ахимааз падишаға жуқури авазда: — Теч-аман болғайла, — дәп вақириди. У йәргә баш қоюп падишаға тазим қилғандин кейин, мундақ деди: — Падиша алийлириға қарши исиян көтәргәнләр үстидин ғалибә қилишлириға муйәссәр қилған Пәрвәрдигар Худалириға һәмдусаналар болғай.
II S UyCyr 18:29  — Яш жигит Абсалом аман-есәнму? — дәп сориди падиша. — Йоаб кушлардин болған хизмәткарлирини вә мән, қулини йолға салған чағда, қалаймиқанчилиқ болуп кетип немә иш болғанлиғини биләлмидим, — дәп җавап бәрди Ахимааз.
II S UyCyr 18:30  — Бопту әмсә, бир чәттә күтүп тур, — деди падиша униңға. Ахимааз бир чәткә берип турди.
II S UyCyr 18:31  Шу арилиқта һелиқи кушлардин болған адәм йетип кәлди. — Падиша алийлириға яхши хәвәр елип кәлдим. Бүгүн Пәрвәрдигар өзлирини силигә қарши исиян көтәргәнләр қолидин қутқузди! — деди у.
II S UyCyr 18:32  Падиша униңдин: — Яш жигит Абсалом теч-аманму? — дәп сориди. — Падиша алийлириниң дүшмәнлириниң, йәни өзлиригә қарши чиққанларниң тәғдири әшу яш жигитниң тәғдиридәк болғай, — дәп җавап бәрди кушлардин болған һелиқи адәм.
II S UyCyr 18:33  Падиша һәсрәт ичидә дәрваза үстидики балиханиға чиқип, қайғуруп жиғлап кәтти. У балиханиға чиққач: — Оғлум Абсалом! Сениң орнуңда мән өлсәм болмасмиди, оғлум, аһ җеним оғлум Абсалом, оғлум Абсалом! — дәп пәрият қилди.