JOSHUA
Chapter 17
Josh | UyCyr | 17:1 | Йүсүпниң чоң оғлиниң әвлатлиридин болған Манассә қәбилисидикиләргә зимин тәхсим қилип берилди. (Манассәниң чоң оғли Макир Гилъадниң атиси болуп, униң әвлатлири батур җәңчиләрдин болғачқа, Гилъад зимини вә Башан зимини уларға бурунла тәхсим қилип берилгән еди.) | |
Josh | UyCyr | 17:2 | Иордан дәриясиниң ғәрбидики башқа зиминлар Манассәниң қалған әвлатлириға җамаәтләр бойичә, йәни Абиәзәр, Хеләқ, Асриел, Шәкәм, Хефәр вә Шимида қатарлиқ җамаәтләргә тәхсим қилип берилди. Бу җамаәтләр Йүсүпниң оғли Манассәниң әр әвлатлири еди. | |
Josh | UyCyr | 17:3 | Амма Хефәрниң оғли, йәни Гилъадниң нәвриси Макирниң чәвриси, Манассәниң әвриси болған Зилофхадниң оғли йоқ, пәқәт қизлирила бар еди. Бу қизларниң исимлири Махлаһ, Ноаһ, Хоглаһ, Милкаһ вә Тирзаһ еди. | |
Josh | UyCyr | 17:4 | Улар роһаний Әлъазар Нунниң оғли Йошува вә исраилларниң ақсақаллириниң алдиға келип: — Пәрвәрдигар Муса пәйғәмбәргә қәбилимиздики әрләргә охшаш бизгиму зимин тәхсим қилип беришни буйруған еди, — деди. Шуниң билән Йошува Пәрвәрдигарниң буйруғини бойичә, тағилириға охшаш уларғиму йәр тәхсим қилип бәрди. | |
Josh | UyCyr | 17:5 | Шундақ қилип, Иордан дәриясиниң қарши қирғиғидики Гилъад зимини билән Башан зиминидин башқа, Манассә қәбилисигә йәнә он парчә зимин тәхсим қилип берилди. | |
Josh | UyCyr | 17:6 | Манассә қәбилисидикиләрниң аял әвлатлириму әр әвлатларға охшаш бир парчидин йәргә егә болди. Гилъад зимини Манассә қәбилисидикиләрниң қалған әр әвлатлириға тәхсим қилип берилди. | |
Josh | UyCyr | 17:7 | Иордан дәриясиниң ғәрбидики Манассә қәбилисиниң чегариси шималда Ашер қәбилисиниң чегарисиға тутушуп, җәнупта Шәкәм шәһиригә йеқин болған Микмитат шәһиригә созулуп, Микмитат шәһиридин йәниму җәнупқа илгириләп, ен-таппувахлар яшаватқан зиминға тутушатти. | |
Josh | UyCyr | 17:8 | Таппувах шәһириниң әтрапидики зиминлар Манассә қәбилисигә тәвә болди, амма Манассә қәбилиси зиминидики Таппувах шәһири Әфрайим қәбилисигә тәвә еди. | |
Josh | UyCyr | 17:9 | Манассә қәбилисиниң җәнубий чегариси Қанаһ җилғисиға тутушатти. Манассә қәбилисиниң шәһәрлири ичидә Әфрайим қәбилисигә тәхсим қилинған шәһәрләрму бар еди. Амма Манассә қәбилисиниң чегариси Қанаһ җилғисиниң шимал тәрипидин өтүп, Оттура деңизға тутушатти. | |
Josh | UyCyr | 17:10 | Әфрайим зимини болса Қанаһ җилғисиниң җәнубида, Манассә қәбилисиниң зимини болса дәрияниң шималида еди. Оттура деңиз болса Манассә қәбилисиниң ғәрбий чегариси болуп, уларниң зимини шималда Ашер қәбилисиниң чегарисиға, ғәриптә Иссакар қәбилисиниң чегарисиға тутушатти. | |
Josh | UyCyr | 17:11 | Манассә қәбилисигә берилгән Бәйтшан, Йиблиам, Дор, йәни Нафәтдор, Ендор, Танак вә Мигиддо қатарлиқ шәһәрләр вә уларниң әтрапидики йезилар Иссакар қәбилиси билән Ашер қәбилисиниң зимини ичидә еди. | |
Josh | UyCyr | 17:12 | Амма Манассә қәбилиси бу шәһәрләрни егиләлмиди. Шу зиминларда яшаватқан қананлар давамлиқ шу йәрдә яшавәрди. | |
Josh | UyCyr | 17:13 | Кейин исраиллар күчәйгәндин кейин, улар қананларни ишчи қилип ишләтти. Амма уларни бу зиминлардин пүтүнләй қоғлап чиқармиди. | |
Josh | UyCyr | 17:14 | Йүсүпниң әвлатлири Йошуваниң алдиға келип: — Пәрвәрдигар бизгә бәрикәт бәрди. Бизниң адәмлиримиз шунчә көп турса, сән немә үчүн бизгә бир парчила зимин тәхсим қилип берисән? — дәп сориди. | |
Josh | UyCyr | 17:15 | Йошува уларға: — Әгәр адәмлириңлар шунчә көп болса, Әфрайим тағлиқ райони силәргә йәтмигән болса, орманлиқта яшаватқан пәриззиләр вә рафаһларниң зиминиға берип, орманларни кесип, өзәңларға җай қилиңлар, — деди. | |
Josh | UyCyr | 17:16 | Йүсүпниң әвлатлири җавап қайтуруп: — Әфрайим тағлиқ райони бизгә тарлиқ қилиду. Униң үстигә түзләңликтики Бәйтшан вә униң әтрапидики йезилар вә Йизриәл җилғисида яшаватқан қананларниң төмүр билән мустәһкәмләнгән җәң һарвулириму бар, — дейишти. | |
Josh | UyCyr | 17:17 | Йошува Йүсүпниң әвлатлири болған Әфрайим вә Манассә қәбилисидикиләргә мундақ деди: — Силәр шунчә көп вә күчлүк екәнсиләр, силәргә бир үлүштин көп зимин тәхсим қилип берилиши керәк. | |