MATTHEW
Chapter 2
Matt | UyCyr | 2:1 | Һәзрити Әйса Һирод падиша заманисида Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида дунияға кәлди. Кейин шәриқтин бәзи мунәҗҗимләр Йерусалимға келип, кишиләргә: | |
Matt | UyCyr | 2:2 | — Йәһудийларниң йеңидин туғулған Падишаси қәйәрдә? Биз Униң туғулғанлиғидин бешарәт беридиған юлтузниң шәриқтин көтирилгәнлигини көрдуқ. Шуңа Униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, —дейишти. | |
Matt | UyCyr | 2:3 | Буни аңлиған Һирод падиша алақзадиликкә чүшти. Җүмлидин, пүткүл Йерусалим хәлқиму шундақ болди. | |
Matt | UyCyr | 2:4 | Һирод падиша пүткүл алий роһанийлар вә Тәврат устазлирини чақирип, улардин: — Пәйғәмбәрләр Қутқазғучи-Мәсиһ қәйәрдә туғулиду дегән еди? — дәп сориди. | |
Matt | UyCyr | 2:5 | — Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида, чүнки бу тоғрилиқ Мика пәйғәмбәр мундақ хатирилигән: | |
Matt | UyCyr | 2:6 | «Әй Йәһудийә зиминидики Бәйтләһәм, Йәһудийә рәһбәрлириниң нәзәридә орнуң муһим. Чүнки сәндин чиққуси, Хәлқим исраилларниң Йетәкчиси», — дейишти улар. | |
Matt | UyCyr | 2:7 | Буниң билән Һирод падиша мунәҗҗимләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини уқувалди. | |
Matt | UyCyr | 2:8 | Андин: «Берип Балини көңүл қоюп издәңлар. Тапқан һаман маңа хәвәр қилиңлар, мәнму Униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй», дәп уларни Бәйтләһәмгә йолға салди. | |
Matt | UyCyr | 2:9 | Мунәҗҗимләр Һирод падишаниң сөзигә бенаән йолға чиқти. Шәриқтин көтирилгән һелиқи юлтуз уларға йол башлап маңди, улар Бала туғулған йәргә келип тохтиди. | |
Matt | UyCyr | 2:11 | һәм өйгә кирип Балини аниси Мәрийәм билән биллә көргинидә, йәргә баш қоюп Балиға сәҗдә қилишти. Андин сандуқлирини ечип, алтун, мәстәк, мурмәкки қатарлиқ соғиларни елип сунушти. | |
Matt | UyCyr | 2:12 | Улар қайтмақчи болғанда, Худа уларниң чүшидә Һирод падишаниң йениға бармаслиққа агаһландуруш бәргәнликтин, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти. | |
Matt | UyCyr | 2:13 | Мунәҗҗимләр кәткәндин кейин, Худаниң бир периштәси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп: — Орнуңдин тур! Ана вә Бала иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа хәвәр бәргичә у йәрдә тур. Чүнки Һирод падиша Балини издәп тепип өлтүрмәкчи, — деди. | |
Matt | UyCyr | 2:14 | Буниң билән Йүсүп орнидин туруп, ана вә Бала иккисини елип шу кечила Мисирға қарап йолға чиқти. | |
Matt | UyCyr | 2:15 | Улар Һирод падиша өлгичә шу йәрдә турди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим», дегән сөзи әмәлгә ашурулди. | |
Matt | UyCyr | 2:16 | Һирод падиша мунәҗҗимләргә алданғанлиғини сезип, қаттиқ ғәзәпләнди. У мунәҗҗимләрниң ейтқанлириға асасән Бовақниң йешини һесаплап чиқип, Бәйтләһәм йезиси вә йеқин әтраптики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүрүш тоғрисида буйруқ чүшәрди. | |
Matt | UyCyr | 2:18 | «Рамада аңланди жиға-зар вә пәрият, Қан жиғлайду пәрзәнтлиригә Раһилә, Тәсәллигә қайил әмәс пәқәтла, Чүнки қалмиди пәрзәнтлири һаят». | |
Matt | UyCyr | 2:20 | — Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраилға қайт! Чүнки Балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди, — деди. | |
Matt | UyCyr | 2:22 | Бирақ Йүсүп Һирод падишаниң оғли Археласниң падишалиқ тәхткә варислиқ қилип, Йәһудийә өлкисидә һөкүмранлиқ жүргүзүватқанлиғидин хәвәр тепип, қайтиштин қорқти. Кейин у Худаниң бешаритигә асасән | |