REVELATION OF JOHN
Chapter 18
Reve | UyCyr | 18:1 | Униңдин кейин чоң һоқуқлуқ йәнә бир периштәниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. Йәр йүзи униң парлақ нури билән йоруп кәтти. | |
Reve | UyCyr | 18:2 | Периштә җараңлиқ аваз билән мундақ вақириди: «Гумран болди, улуқ шәһәр Бабил гумран болди! Әнди у җинларниң макани, Һәр хил яман роһларниң угиси, Һәр хил иплас вә жиркиничлик қушларниң угисидур. | |
Reve | UyCyr | 18:3 | Чүнки ичишти һәр қайси хәлиқләр, Униң әхлақсизлиғиниң күчлүк шаравидин. Җинсий әхлақсизлиқ қилишти дунияниң падишалири униң билән, Бейишти дунияниң содигәрлири. Униң баяшәтчилигиниң көплүгидин». | |
Reve | UyCyr | 18:4 | Асмандин йәнә бир авазни аңлидим: «У йәрдин чиқиңлар, әй хәлқим! Болмиса шерик болисиләр у шәһәрниң гуналириға. Учрайсиләр униң бешиға чүшидиған балаю-апәтләргә. | |
Reve | UyCyr | 18:5 | Чүнки пәләккә йәтти униң қатму-қат гуналири, Худаниң ядиға йәтти униң яман қилмишлири. | |
Reve | UyCyr | 18:6 | Яндуруңлар униң силәргә қилғиниға мувапиқ. Қайтуруңлар униң қилмишлириға қошлап. Сунуңлар икки баравәр толтуруп, Униң шарап бәргән қәдиһини. | |
Reve | UyCyr | 18:7 | Әйш-ишрәттә һашамәтчилик билән яшиған қандақ, Бериңлар униңға азап вә әләм шундақ. Чүнки махтинидуки у өз көңлидә: ‹ Олтиримән хаништәк тәхттә, Тул әмәсмән. Тутмасмән әсла матәм! › | |
Reve | UyCyr | 18:8 | Бу сәвәвидин Униң бешиға келидиған балаю-апәт, Йәни өлүм, ачарчилиқ вә матәм, Келиду һаман бир күн ичидила. Өртилиду у от ичидә. Чүнки сорақ қилиду уни Қудрәтлик Пәрвәрдигар Худа!» | |
Reve | UyCyr | 18:9 | Униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилған вә әйш-ишрәттә яшиған дунияниң падишалири уни өртигән отниң ис-түтәклирини көргәндә, униң һалиға ечинип жиға-зар қилишиду. | |
Reve | UyCyr | 18:10 | Униң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп дәйдуки: «Исит! Исит! Улуқ шәһәр! Аһ Бабил, күчлүк шәһәр! Тартилдиң җазаға, бир саат ичидила». | |
Reve | UyCyr | 18:11 | Дуниядики содигәрләрму униң һалиға ечинип жиға-зар қилишиду. Чүнки әнди уларниң маллирини, | |
Reve | UyCyr | 18:12 | йәни алтун-күмүч, қиммәт баһалиқ таш, үнчә-мәрвайит, есил кәндир рәхт, сөсүн товар-дурдун, ипәк, тоқ қизил рәңлик гәзмал, һәр түрлүк хушбой яғачлар, пил чиши, әң есил яғач, мис, төмүр вә мәрмәрләрдин ишләнгән хилму-хил буюмлар, | |
Reve | UyCyr | 18:13 | шуниңдәк гүлдарчин, дора-дәрмәк, исриқ, мурмәкки, мәстәк, шарап, зәйтун йеғи, ақ ун, буғдай, кала, қой, ат, һарву вә қуллирини, йәни адәмлирини сетивалидиған киши йоқтур. | |
Reve | UyCyr | 18:14 | Бу содигәрләр Бабилға: «Сән мәстанә болған есил нәрсиләр сәндин кәтти; Пүтүн есил мал-дуниялириң ғайип болди. Сән уларни әнди тапалмассән», дәйду. | |
Reve | UyCyr | 18:15 | Бабилда бу малларни сетип бейиған содигәрләр шәһәрниң тартиватқан азап-оқубәтлиридин қорқуп, жирақта туруп, униң һалиға ечинип жиға-зар қилишип дейишидуки: | |
Reve | UyCyr | 18:16 | «Исит, исит улуқ шәһәр! Оралған едиң есил кәндир рәхтләргә, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик гәзмалларға, Безәлгән едиң алтун, қиммәт баһалиқ таш вә үнчә-мәрвайитларға! | |
Reve | UyCyr | 18:17 | Бәрбат болдуң шунчә улуқ байлиқлар билән бир саат ичидила». Барлиқ кемә башлиқлири, кемидики йолувчилар, кемичиләр вә деңизға тайинип җан бақидиғанларниң һәммиси жирақта туруп: | |
Reve | UyCyr | 18:18 | уни өртигән отниң ис-түтәклирини көрүп: «Бу улуқ шәһәрниң йәнә бир тәңдиши бармиду?» дәп пәрият қилишиду. | |
Reve | UyCyr | 18:19 | Улар башлириға топа төкүшүп, матәм тутуп, һәсрәт билән үн селип мундақ дәп жиғлишиду: «Исит! Исит! Улуқ шәһәр! Бейиған еди униң байлиғидин деңизда кемиси барлар, Һалбуки, вәйран болди шәһәр бир саат ичидила!» | |
Reve | UyCyr | 18:20 | «Әй асман, әй Худаниң муқәддәс хәлқи, әлчиләр вә пәйғәмбәрләр! Хуш болуңлар униң бешиға кәлгәнләрдин! Чүнки җазалап Худа уни, Елип бәрди силәрниң дәрдиңларни». | |
Reve | UyCyr | 18:21 | Андин күчлүк бир периштә түгмән тешиға охшаш йоған бир ташни көтирип, деңизға ташлап мундақ деди: «Ташлиниду мана шундақ шиддәт билән улуқ шәһәр Бабил, Көрүнмәйду қайта. | |
Reve | UyCyr | 18:22 | Әнди аңланмайду авази униңда, Чилтарчиниң, нахшичиниң, канайчиниң, сүнәйчиниң. Әнди тепилмайду униңда һеч қандақ қол һүнәрвән. Әнди аңланмайду авази түгмәнчиниң. | |
Reve | UyCyr | 18:23 | Әнди парлимайду чирақ йоруғи униңда, Аңланмайду муңдишиши йеңи әр-хотунларниң. Дунияниң әң мәртивилик кишилири еди униң содигәрлири, Азди сехри билән пүтүн хәлқи аләм. | |