ACTS
Chapter 17
Acts | UyCyr | 17:1 | Павлус билән униң һәмралири сәпирини давамлаштуруп, Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Салоника шәһиригә кәлди. У йәрдә йәһудийларниң ибадәтханиси бар еди. | |
Acts | UyCyr | 17:2 | Павлус адити бойичә ибадәтханиға кирип, уда үч дәм елиш күни у йәрдә җәм болған кишиләр билән Муқәддәс Язмиларни асас қилған һалда муназирилишип, уларға Қутқазғучи-Мәсиһниң Худаниң ирадиси билән өлтүрүлүп, андин өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини ениқ чүшәндүрүп бәрди. — Мән силәргә җакалиған һәзрити Әйса дәл Қутқазғучи-Мәсиһниң Өзи! — деди у. | |
Acts | UyCyr | 17:3 | Павлус адити бойичә ибадәтханиға кирип, уда үч дәм елиш күни у йәрдә җәм болған кишиләр билән Муқәддәс Язмиларни асас қилған һалда муназирилишип, уларға Қутқазғучи-Мәсиһниң Худаниң ирадиси билән өлтүрүлүп, андин өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини ениқ чүшәндүрүп бәрди. — Мән силәргә җакалиған һәзрити Әйса дәл Қутқазғучи-Мәсиһниң Өзи! — деди у. | |
Acts | UyCyr | 17:4 | Йәһудийларниң ичидә бәзиләр қайил болуп, Павлус билән Силасқа әгишип һәзрити Әйсаға ишәнди. Йәһудий динини яқлайдиған нурғун грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди. | |
Acts | UyCyr | 17:5 | Бирақ йәһудийлар буниңға көрәлмәслик қилди. Улар кочида бекар жүридиған һарамтамақларни топлап, шәһәрдә топилаң көтәрди. Йәһудийлар Павлус билән Силасни тутуп, топилаңчиларға тапшуруп бериш мәхситидә Ясун исимлиқ бир мәсиһийниң өйигә бастуруп кирди. | |
Acts | UyCyr | 17:6 | Лекин улар Павлус билән Силасни тапалмай, Ясун вә башқа бир нәччә мәсиһийләрни йәрлик әмәлдарларниң алдиға тартип апирип: — Һәммә җайларда аләмни астин-үстүн қилмақчи болған һелиқи адәмләр шәһиримизгиму йетип кәлди. | |
Acts | UyCyr | 17:7 | Ясун уларни өйигә қобул қилди. Улар Әйса исимлиқ башқа бир Падиша бар дәп, Рим императориниң пәрманиға хилаплиқ қиливатиду! — дәп чуқан селип ялған шикайәт қилди. | |
Acts | UyCyr | 17:9 | Йәрлик әмәлдарлар Ясун вә биллә тутуп келингән мәсиһийләрдин капаләт пули алғандин кейинла, андин уларни қоювәтти. | |
Acts | UyCyr | 17:10 | Мәсиһийләр Павлус билән Силасни шу күни кәч кириш биләнла Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә берип, йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. | |
Acts | UyCyr | 17:11 | У йәрниң адәмлири Салоникидикиләргә қариғанда кәң миқияста болуп, улар Павлус билән Силасниң һәзрити Әйса һәққидә бәргән тәлимини қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра-хаталиғини билиш үчүн, һәр күни Муқәддәс Язмиларни издинип үгәнди. | |
Acts | UyCyr | 17:12 | Нәтиҗидә нурғун йәһудийлар, униңдин башқа хелә көп грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди. | |
Acts | UyCyr | 17:13 | Лекин Салоникидики йәһудийлар Павлусниң Берияда һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигини аңлап, у йәргә берип Павлусқа зиянкәшлик қилиш мәхситидә топилаң көтирип, аммини қутратти. | |
Acts | UyCyr | 17:14 | Шуңа мәсиһийләр Павлусни дәрһал деңиз бойидики җайларға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса, Берияда қалди. | |
Acts | UyCyr | 17:15 | Павлусқа һәмра болуп маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип берип, андин Берияға қайтип кәлди. Улар Павлусниң «Силас билән Тимотий мүмкин қәдәр мениң йенимға тезирәк кәлсун», дегән сөзини елип кәлди. | |
Acts | UyCyr | 17:16 | Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, шәһәрниң һәммә йерини бут қаплап кәткәнлигини көрүп, интайин беарам болди. | |
Acts | UyCyr | 17:17 | Шуңа у йәһудийларниң ибадәтханисида йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр билән сөһбәтлишәтти һәм һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән бу тоғрилиқ муназирилишәтти. | |
Acts | UyCyr | 17:18 | «Епикурлар» вә «Стоиклар» дәп тонулған бәзи пәйласопларму униң билән муназирилишишкә башлиди. Бәзиләр: — Бу җаһанкәзди почи немә дәп җөлүватиду? — дейишти. Йәнә бәзиләр Павлусниң һәзрити Әйсаниң өлүп тирилдүрүлгәнлиги һәққидики тәлимлирини аңлап: — У чәт әлликләрниң худалирини тәшвиқ қиливатса керәк, — дейишти. | |
Acts | UyCyr | 17:19 | Шуңа улар Павлусни «Ареопагус» дегән чоң кеңәш мәйданиға елип берип: — Сән тарқитиватқан йеңи тәлиматлириңдин бизниму азду-тола хәвәрдар қилип қойсаң қандақ? | |
Acts | UyCyr | 17:20 | Бәзи ишларни аңлап интайин һәйран болдуқ, зади немә демәкчи болғиниңни билмәкчимиз, — дейишти. | |
Acts | UyCyr | 17:21 | (Афинилиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси көп вақтини йеңи ой-пикирләрни аңлашқа вә алмаштурушқа сәрип қилишатти.) | |
Acts | UyCyr | 17:22 | Шуңа Павлус алдиға чиқип мундақ деди: — Әй Афина хәлқи! Силәрниң күчлүк диний қизғинлиғиңларниң барлиғини билимән. | |
Acts | UyCyr | 17:23 | Чүнки шәһәр ичидә һәммә йәрни арилап, силәрниң ибадәт қилидиған җайлириңларни көздин кәчүргинимдә қурванлиқ супилириниң бириниң үстидә «Мәлум болмиған худаға» дәп беғишлима йезилғанлиғини көрдүм. Мән һазир дәл силәргә мәлум болмиған, лекин силәр ибадәт қиливатқан мана шу Худани силәргә тонуштурай. | |
Acts | UyCyr | 17:24 | Пүткүл дунияни вә униңдики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Худа аләмниң Егисидур. У инсанларниң қоли билән селинған бутханиларда турмайду. | |
Acts | UyCyr | 17:25 | Униң инсанларға һеч қандақ һаҗити чүшмәйду. Әксичә инсанларға һаятлиқ, нәпәс шундақла улар еһтияҗлиқ болған һәр қандақ нәрсини ата қилип, уларниң еһтияҗлирини қандуриду. | |
Acts | UyCyr | 17:26 | У бир адәмдин пүткүл милләтләрни яратти, уларни пүтүн йәр йүзигә орунлаштуруп, уларниң гүллиниши вә гумранлиққа йүзлиниши һәм туридиған җайлирини алдин-ала бәлгүләп бәрди. | |
Acts | UyCyr | 17:28 | Биз У арқилиқ яшаймиз, һәрикәт қилимиз, моҗутмиз. Араңлардики бәзи шаирлар язғандәк: «Биз Худаниң пәрзәнтлири!» | |
Acts | UyCyr | 17:29 | Биз Худаниң пәрзәнтлири болғачқа, Уни һүнәрвәнниң маһарити билән оюп ясалған алтун-күмүч яки таш бутларға охшатмаслиғимиз керәк! | |
Acts | UyCyr | 17:30 | Бурунқи заманларда Худа: «Бутқа ишинидиғанлар һазирчә Мениң йоллиримни билмәйду», дәп уларниң һәрикәтлирини көрмәскә салди. Лекин бүгүнки күндә У пүтүн инсанларни гуналириға товва қилип, Өзиниң йолиға қайтишқа буйрумақта! | |
Acts | UyCyr | 17:31 | Чүнки У Өзи таллиған Адәм арқилиқ пүтүн дунияни адиллиқ билән сорақ қилидиған қиямәт күнини бәлгүлиди. Худаниң Уни өлүмдин тирилдүргәнлиги бу ишниң муқәррәр екәнлигини испатлиди. | |
Acts | UyCyr | 17:32 | Павлусниң өлгәнләрниң тирилиши һәққидә ейтқанлирини аңлиған бәзи кишиләр уни мәсқирә қилишқа башлиди. Йәнә бәзиләр: — Бу ишни йәнә бир аңлашни арзу қилимиз, — деди. | |