Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next
Chapter 27
Exod UyCyr 27:1  — Акация яғичидин бир қурванлиқ суписини ясаңлар. Супа төрт булуңлуқ болуп, униң егизлиги бир йерим, узунлуғи вә кәңлиги икки йерим метрдин қилинсун.
Exod UyCyr 27:2  Супиниң төрт бүҗигигә мүңгүзләр чиқирилсун һәм супа билән бир пүтүн қилинип, мис билән қаплансун.
Exod UyCyr 27:3  Қурванлиқ суписиниң күлини елиш үчүн күлдан, гүҗәк, дас, лахшигир вә отданлар ясалсун. Бу сайманларниң һәм­миси мистин болсун.
Exod UyCyr 27:4  Буниңдин башқа, қурванлиқ суписиға мистин бир тор ясап, униң төрт бүҗигигә төрт данә мис һалқа бәкитип қоюлсун.
Exod UyCyr 27:5  Тор қурванлиқ суписи отханисиниң оттурисидики тор тәкчисиниң үстигә қоюлсун.
Exod UyCyr 27:6  Буниңдин башқа, йәнә қурванлиқ суписини көтириш үчүн акация яғичидин икки балдақ ясап, буларни мис билән қаплаңлар.
Exod UyCyr 27:7  Қурванлиқ суписини көтәргәндә, балдақлар икки яндики һалқиларға өткүзүлсун.
Exod UyCyr 27:8  Қурванлиқ суписиниң оттуриси кавак қилинсун. Бу Мән тағда саңа көрсәткән нусхида тахтайдин ясалсун.
Exod UyCyr 27:9  — Ибадәт чедириниң әтрапини тосап һойла қилиш үчүн кәндир жиптин пәрдә тоқулсун. Җәнуп тәрәптики пәрдиниң узунлуғи әллик метр қилинсун.
Exod UyCyr 27:10  Пәрдини көтирип туруш үчүн жигирмә данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қойғили жигирмә данә мис пут ясалсун. Пәрдиләрни бәкитидиған түврүкниң илмәклири билән һалқилири күмүчтин ясалсун.
Exod UyCyr 27:11  Шимал тәрәпкиму пәрдә орнитилсун. Униң узунлуғиму әллик метр қилинип, пәрдини көтирип туруш үчүн жигирмә данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қоюш үчүн жигирмә данә мис пут ясалсун. Пәрдиләрни бәкитидиған түврүкниң илмәклири билән һалқилири күмүчтин ясалсун.
Exod UyCyr 27:12  Ғәрип тәрәптики пәрдиниң узунлуғи жигирмә бәш метр қилинсун. Пәрдини көтирип туруш үчүн, он данә мис түврүк һәм уларниң тегигә қойғили он данә мис пут ясалсун.
Exod UyCyr 27:13  Һойлиниң шәриқ тәрипидики пәрдиниң узунлуғиму жигирмә бәш метр болсун.
Exod UyCyr 27:14  Кириш ағзи шәриқ тәрәптә болсун. Кириш ағзиниң бир тәрипидики пәрдиниң кәңлиги йәттә йерим метр болсун. Пәрдини бәкитиш үчүн үч түврүк вә үч пут ясалсун.
Exod UyCyr 27:15  Йәнә бир тәрипидики пәрдиниң кәңлиги йәттә йерим метр болсун. Униңғиму үч данә мис түврүк, уларниң тегигә қойғили үч данә мис пут ясалсун.
Exod UyCyr 27:16  Кириш ағзи үчүн көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиптин кәңлиги он метрлиқ пәрдә тоқулсун. Кәштичиләр уни кәштилисун. Пәрдә төрт данә путқа бәкитилгән төрт түврүккә орунлаштурулсун.
Exod UyCyr 27:17  Һойлиниң төрт әтрапидики барлиқ түврүкләрниң һәммисидә күмүч һалқа вә илмәк болсун. Түврүкниң путлири мистин ясалсун.
Exod UyCyr 27:18  Һойлиниң узунлуғи әллик метр, кәңлиги жигирмә бәш метр, һойла пәрдисиниң егизлиги икки йерим метр болсун. Пәрдиләр кәндир жиптин тоқулсун. Түврүкниң путлири болса мистин ясалсун.
Exod UyCyr 27:19  Ибадәт чедиридики барлиқ җабдуқлар һәм чедирдики вә һойлидики қозуқларниң һәммиси мистин ясалсун.
Exod UyCyr 27:20  — Чирақниң һемишәм йенип туруши үчүн исраилларға сап зәйтун йеғи кәлтүрүшни буйруғин.
Exod UyCyr 27:21  Һарун вә униң әвлатлири Пәрвәрдигар билән учришиш чедиридики келишим сандуғиниң алдидики пәрдиниң сиртиға чирақ яндуруп қойсун. Бу чирақ Мениң һозурумда кәчқурундин сәһәргичә йениқлиқ турсун. Исраиллар әвлаттин әвлатқичә бу низамға әмәл қилсун.