GALATIANS
Chapter 4
Gala | UyCyr | 4:1 | Йәнә ейтмақчи болғиним: гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, у таки атиси бәлгүлигән мирасқа варислиқ қилиш йешиға тошмиғичә, у балиниң өйниң қулидин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидар вә балиға қариғучиларниң башқурушида болиду. | |
Gala | UyCyr | 4:2 | Йәнә ейтмақчи болғиним: гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, у таки атиси бәлгүлигән мирасқа варислиқ қилиш йешиға тошмиғичә, у балиниң өйниң қулидин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидар вә балиға қариғучиларниң башқурушида болиду. | |
Gala | UyCyr | 4:3 | Шуниңға охшаш, бизму гөдәк вақтимизда, йәни Әйса Мәсиһкә ишиништин бурун, бу дуниядики яман роһий күчләргә қул болған едуқ. | |
Gala | UyCyr | 4:4 | Лекин Худа Өзи бәлгүлигән вақит йетип кәлгәндә, Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аялдин туғулған болуп, Тәврат қануниға бойсунуп яшиди. | |
Gala | UyCyr | 4:5 | Буниңдики мәхсәт, Худа Тәврат қануниға қул болған бизләрни төләм төләп әркинликкә чиқирип, бизни Өзиниң пәрзәнди қилиштур. | |
Gala | UyCyr | 4:6 | Силәр Худаниң пәрзәнтлири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң Роһини қәлбиңларға салди. Бу Роһ силәрни Худани «Әй сөйүмлүк Ата», дәп чақиртиду. | |
Gala | UyCyr | 4:7 | Шуниң үчүн әнди силәр қул әмәс, бәлки Худаниң пәрзәнтлирисиләр. Худаниң пәрзәнтлири болған екәнсиләр, Худаниң вәдә қилғанлириға мирасхор болисиләр. | |
Gala | UyCyr | 4:8 | Бурун Худани тонумайдиған вақтиңларда ялған илаһларға ибадәт қилип, уларниң қули болған едиңлар. | |
Gala | UyCyr | 4:9 | Әндиликтә һәқиқий Худани тонудуңлар, техиму ениғирақ қилип ейтқанда, Худа тәрипидин тонулдуңлар. Шундақ екән, йәнә немә үчүн бу дуниядики аҗиз, керәксиз қаидә-йосунларниң қуллуғиға яңливаштин қайтмақчи болисиләр? | |
Gala | UyCyr | 4:12 | Қериндашлар, гәрчә мән йәһудий болсамму, әнди Тәврат қануниниң әсири болмай, силәр йәһудий әмәсләрдәк униңдин әркинмән. Силәрдин шуни өтүнүп сораймәнки, бу җәһәттә мән охшаш болуңлар. Силәр маңа һеч қачан яманлиқ қилмиған едиңлар. | |
Gala | UyCyr | 4:13 | Силәргә мәлумки, кесәл сәвәвидин Галатияда дәм еливатқан вақтимда, бу Хуш Хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим. | |
Gala | UyCyr | 4:14 | У чағда кесилим силәр үчүн бир аваричилиқ болсиму, лекин силәр мени камситмидиңлар, рәт қилмидиңлар. Әксичә мени Худа әвәткән бир периштәни, һәтта Әйса Мәсиһни күткәндәк күтүвалдиңлар. | |
Gala | UyCyr | 4:15 | У чағдики хошаллиғиңлар әнди нәгә кәтти?! Ишәнчлик ейталаймәнки, у чағда силәр мүмкин болса, маңа көзлириңларни оюп беришкиму рази едиңлар. | |
Gala | UyCyr | 4:17 | Мән ейтип өткән һелиқи адәмләр силәрни өзигә қаритивелишқа тиришмақта. Уларниң нийити тоғра әмәс, улар силәрни биздин айриветип, өзлиригә қаритивалмақчи. | |
Gala | UyCyr | 4:18 | Мәйли мән силәр билән биллә болай яки болмай, силәргә қизиқиватқан бу кишиләрниң нийити тоғра болсила, яхши болатти, әлвәттә. | |
Gala | UyCyr | 4:19 | Балилирим! Ишәнчиңлар өсүп йетилип, Әйса Мәсиһниң тәбиити силәрдә гәвдиләнгичә, мән силәр үчүн йәнә бир қетим худди толғақ азавини тартиватқан анидәк азаплиниватимән. | |
Gala | UyCyr | 4:20 | Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә мулайимлиқ билән несиһәт қилғум келиватиду, чүнки силәрниң бу әһвалиңларни аңлап, қандақ қилишни расттинла билмәйватимән! | |
Gala | UyCyr | 4:21 | Тәврат қануниниң илкидә яшашни халайдиған силәрдин шуни сорап бақай, силәр Тәвратта немә дейилгәнлигини билмәмсиләр? | |
Gala | UyCyr | 4:22 | Тәвратта Ибраһимниң икки оғли барлиғи хатириләнгән. Уларниң бири қул аял Һәҗәрдин, йәнә бири өз аяли Сарәдин болған. | |
Gala | UyCyr | 4:23 | Қул аялдин болған оғул пәрзәнт қалдуруш қанунийити бойичә, өз аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси бойичә дунияға кәлгән. | |
Gala | UyCyr | 4:24 | Бу йәрдә мундақ бир охшитиш бар. Бу икки аял Худаниң инсанлар билән түзгән икки келишиминиң вәкилидур. Тәврат қануни дәл Синай теғиға чүширилгән болуп, бу қанун йәһудийларни өзиниң қули қилиду. Һәҗәрниң өзи қул болуп, балилириму қул болиду. Шуңа у Синай теғиға вәкиллик қилиду. | |
Gala | UyCyr | 4:25 | Һалбуки, Әрәпстандики Синай теғиға символ қилинған Һәҗәрни бүгүнки Йерусалимғиму охшитишқа болиду. Чүнки у шәһәр өз хәлқи билән һазирму Тәврат қануниниң қуллуғида турмақта. | |
Gala | UyCyr | 4:26 | Ибраһимниң өз аяли Сарә болса, әркин аял болғачқа асмандики Йерусалимға вәкиллик қилиду. Шуңа асмандики Йерусалимни бизниң анимиз дейишкә болиду. | |
Gala | UyCyr | 4:27 | Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ йезилған: «Хошал бол, әй пәрзәнт көрмигән туғмас аял! Тәнтәнә қил жуқури авазиң билән толғақ азавини көрмигән аял! Чүнки дәсләптә туғмас болған аялниң пәрзәнтлири Башқа аялларниң пәрзәнтлиридинму көп болди». | |
Gala | UyCyr | 4:28 | Қериндашлар, силәр Худаниң пәрзәнтлири болдуңлар. Чүнки худди Исһақ Худаниң вәдиси бойичә Сарәдин туғулғандәк, силәрму Худаниң вәдиси бойичә туғулдуңлар. | |
Gala | UyCyr | 4:29 | У чағда пәрзәнт қалдуруш қанунийити бойичә туғулған Исмаил Муқәддәс Роһ ата қилған шапаәт билән туғулған Исһаққа қандақ зиянкәшлик қилған болса, һазир Тәврат қануниға қул болғанлар Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләргә шундақ зиянкәшлик қиливатиду. | |
Gala | UyCyr | 4:30 | Лекин Муқәддәс Язмиларда немә дәп йезилған? Униңда: «Сән бу қул аялиңни оғли билән қошуп һайдавәт! Чүнки қул аялиңниң оғли һәргиз әркин аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болуп қалмисун», дәп йезилған. | |