II SAMUEL
Chapter 12
II S | UyCyr | 12:1 | Пәрвәрдигар Натан пәйғәмбәрни Давутниң йениға әвәтти. У келип Давутқа мундақ деди: — Бир шәһәрдә икки адәм бар болуп, бирси бай, бирси кәмбәғәл екән. | |
II S | UyCyr | 12:3 | кәмбәғәлниң болса сетивелип беқиватқан кичиккинә бир чиши қозисидин башқа һечнемиси йоқ екән. У қоза кәмбәғәлниң өйидә униң балилири билән биллә чоң болушқа башлапту. Қоза униң тамиғидин йәп, қачисидин сүт ичип, қойнида ухлайдикән. Қисқиси қоза у адәмниң қизидәкла болуп кетипту. | |
II S | UyCyr | 12:4 | Бир күни байниң өйигә бир йолувчи чүшүпту. Бай меһманға таам һазирлаш үчүн, өзиниң маллиридин бирәрни союшқа көзи қиймай, һелиқи кәмбәғәлниң пахлинини әкәлдүрүп, уни союпту-дә, йолувчини меһман қилипту. | |
II S | UyCyr | 12:5 | Давут буни аңлап байға қаттиқ ғәзәплинип, Натанға: — Мәңгү һаят Пәрвәрдигар алдида қәсәм қилимәнки, бундақ ишни қилған адәм өлүмгә мәһкүмдур. | |
II S | UyCyr | 12:6 | У бағри ташлиқ қилип, бундақ ишни қилғанлиғи үчүн кәмбәғәлгә төрт пахлан төлиши керәк, — деди. | |
II S | UyCyr | 12:7 | — У адәм дәл сән! — деди Натан Давутқа, — Пәрвәрдигар, исраилларни таллиған Худа саңа дәйдуки: «Мән сени Исраилға падиша болушқа таллап, Саулниң қолидин қутулдуруп чиқтим. | |
II S | UyCyr | 12:8 | Униң ордисини саңа ата қилип, хотунлирини қучиғиңға селип бәрдим. Исраил вә Йәһудийә падишалиқлириниму саңа бәрдим. Буларни аз көргән болсаң, буниңдинму көпирәгини берәр едим. | |
II S | UyCyr | 12:9 | Сән немишкә Мени көзгә илмай, яман ишларни қилдиң? Хит хәлқидин болған Урияниң җенини урушта аммонларниң қоли билән алдиң. Униң аялини тартивелип, өзәңгә хотун қиливалдиң! | |
II S | UyCyr | 12:10 | Мени көзүңгә илмай, Урияниң аялини өзәңгә хотун қиливалғанлиғиң үчүн, буниңдин кейин қилич әвлатлириңға дайим ховуп елип келиду». | |
II S | UyCyr | 12:11 | Пәрвәрдигар йәнә шундақ дәйдуки: «Қара! Мән өзәңниң әвлатлириңдин өзәңгә яманлиқ кәлтүримән; көз алдиңдила хотунлириңни башқа бирсигә бериветимән. У күп-күндүздә хотунлириңниң қойниға кириду. | |
II S | UyCyr | 12:12 | Сән у ишни йошурунчә қилған болсаң, Мән буни барлиқ исраил хәлқи алдида күп-күндүздә қилғузимән». | |
II S | UyCyr | 12:13 | Давут бу гәпни аңлап, Натанға: — Мән Пәрвәрдигар алдида гуна қилдим, — деди. — Пәрвәрдигар гунайиңни кәчүрди. Сән өлмәйсән, — деди Натан, | |
II S | UyCyr | 12:14 | — амма сән бу ишни қилип, Пәрвәрдигарни мәнситмигәнлигиң үчүн, йеңи туғулған оғлуң өлүп кетиду. | |
II S | UyCyr | 12:15 | Шуниң билән Натан өз өйигә қайтип кәтти. Пәрвәрдигар Урияниң хотуни Давутқа туғуп бәргән балини еғир кесәлгә гириптар қилди. | |
II S | UyCyr | 12:16 | Давут оғли үчүн Пәрвәрдигарға ялвурди. У роза тутти, кечилири өйигә кирип, йәрдила ятти. | |
II S | UyCyr | 12:17 | Орда ақсақаллири униң йениға кирип, уни йәрдин турғузмақчи болсиму, Давут орнидин турмиди. Улар билән биллә ғиза йегилиму унимиди. | |
II S | UyCyr | 12:18 | Йәттинчи күни бала вапат болди. Давутниң әмәлдарлири униңға балисиниң өлүм хәвирини ейтишқа петиналмиди. Улар: «Биз бала һаят чеғида униңға шунчә нәсиһәт қилипму уни гәпкә киргүзәлмигән турсақ, әнди униңға балиниң өлгәнлигини қандақму ейталаймиз? У өзигә бирәр яман иш қилип қоярмикин», дәп әнсирәшти. | |
II S | UyCyr | 12:19 | Давут әмәлдарлириниң бир-биригә пичирлишип жүргәнлигидин балиниң өлгәнлигини һис қилип, әмәлдарлиридин: — Бала вапат болдиму? — дәп сориди. Улар: — Һә-ә! — дәп җавап беришти. | |
II S | UyCyr | 12:20 | Шуниңдин кейин Давут орнидин туруп, жуюнуп, хуш пурақ әтирләрни чечип, кийимлирини йеңилап, Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһиға кирип ибадәт қилди. Андин у өз ордисиға қайтип келип, ғиза кәлтүргүзүп йеди. | |
II S | UyCyr | 12:21 | Шу чағда әмәлдарлири униңдин: — Бала һаят чеғида роза тутуп, жиғлидила. Бала өлүп кәткәндин кейин болса әксичә ғиза йедила, бу қандақ қилғанлири? — дәп сориди. | |
II S | UyCyr | 12:22 | Давут уларға: — Бала һаят чеғида роза тутуп жиғлишим; Пәрвәрдигар маңа шәпқәт қилип, балини һаят қалдурармикин, дегән ойда болғанлиғимдин еди. | |
II S | UyCyr | 12:23 | Әнди у өлүп кәтти, йәнә немишкә роза тутидикәнмән? Уни тирилдүрүвалалаттимму? Мән һаман бир күни униң йениға баримән, лекин у мениң йенимға қайтип келәлмәйду, — дәп җавап бәрди. | |
II S | UyCyr | 12:24 | Андин кейин Давут аяли Батшәбаға тәсәлла бәрди вә униң йениға кирип, униң билән биллә ятти. Батшәба һамилдар болуп, бир оғул туғди. Балиға «Сулайман» дәп ат қоюлди. Пәрвәрдигар балини яхши көргәнлиги үчүн, | |
II S | UyCyr | 12:25 | Натан пәйғәмбәрни әвәтип, униңға Йидидия (мәнаси «Пәрвәрдигар яхши көрүп сөйди») дәп ат қойди. | |
II S | UyCyr | 12:26 | Шуниң билән бир вақитта, Йоаб аммонларниң пайтәхти Раббаһқа болған һуҗумини давам қиливәрди. Нәтиҗидә шәһәрниң падиша ордиси җайлашқан қорғинини бесивалди. | |
II S | UyCyr | 12:27 | Кейин у Давутқа чапармәнләрни әвәтип: — Мән Раббаһ шәһиригә һуҗум қилип, шәһәрниң асаслиқ су мәнбәсини алдим. | |
II S | UyCyr | 12:28 | Әнди қалған адәмләрни өзиңиз башлап келип, шәһәрни қоршап бесивелиң. Шәһәрни мән алған болуп қалмай, болмиса хәлиқ «шәһәрни Йоаб алған» дәп жүрүшиду, — деди. | |
II S | UyCyr | 12:29 | Шуниңдин кейин Давут қалған қошунни жиғип Раббаһқа жүрүш қилип, шәһәрни һуҗум билән алди. | |
II S | UyCyr | 12:30 | Давут аммонларниң падишасиниң бешидики алтун таҗини алди. Еғирлиғи 35 кило келидиған үсти яқут билән безәлгән бу алтун таҗа Давутниң бешиға кийдүрүлди. Давут шәһәрдин нурғун олҗиларни алди. | |