JOHN
Chapter 15
John | UyCyr | 15:1 | Һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Һәқиқий «Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, Атам Худа болса бағвәндур. | |
John | UyCyr | 15:2 | Бағвән Мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду. Мевә бәргәнлирини болса, техиму көп мевә бәрсун, дәп путап туриду. | |
John | UyCyr | 15:3 | Силәр путалған шахларға охшаш болуп, Мән силәргә йәткүзгән сөзләр арқилиқ аллибурун пак болдуңлар. | |
John | UyCyr | 15:4 | Силәр Мәндә болуңлар, Мәнму силәрдә болимән. Шах ғолда болмай туруп өзлүгидин мевә берәлмәйдиғинидәк, силәрму Мәндә болмисаңлар мевә берәлмәйсиләр. | |
John | UyCyr | 15:5 | «Үзүм ғоли» Өзәмдурмән, силәр болсаңлар шахлирисиләр. Ким Мәндә болса, Мәнму униңда болимән. Шундақ болғанда, у көп мевә бериду, чүнки Худа яқтуридиған һәр қандақ ишни Мәнсиз қилалмайсиләр. | |
John | UyCyr | 15:6 | Мәндә болмиған киши керәксиз шахларға охшаш ташлаветилип, қуруп кетиду. Бундақ шахлар жиғип отқа ташлиниду. | |
John | UyCyr | 15:7 | Силәр Мәндә болсаңлар вә сөзлирим силәрниң қәлбиңларда сақланса, немини тилисәңлар, шуниңға еришисиләр. | |
John | UyCyr | 15:8 | Силәр көп мевә беришиңлар арқилиқ Мениң шагиртлирим екәнлигиңларни испатлайсиләр. Бу Атамға шан-шәрәп елип келиду. | |
John | UyCyr | 15:10 | Әгәр әмирлиримгә әмәл қилсаңлар, худди Мән Атамниң әмирлиригә әмәл қилған вә һемишәм Униң меһир-муһәббитидә болғинимдәк, силәрму һемишәм Мениң меһир-муһәббитимдә болисиләр. | |
John | UyCyr | 15:12 | Мениң әмрим шуки, Мән силәргә меһир-муһәббәт көрсәткәндәк, силәрму бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. | |
John | UyCyr | 15:15 | Әнди силәрни «чакар» демәймән, чүнки чакар ғоҗайининиң немә қилидиғанлиғини билмәйду. Униң орниға силәрни «дост» дәймән, чүнки Атамдин аңлиғанлиримниң һәммисини силәргә йәткүздүм. | |
John | UyCyr | 15:16 | Силәр Мени таллиғиниңлар йоқ, әксичә Мән силәрни таллидим. Мән силәрни мевә бәрсун һәм мевилириңлар мәңгү сақлансун, дәп тайинлидим. Мошундақ мевә бәргиниңларда, Мениң намим билән Атамдин немә тилисәңлар, Атам шуни бериду. | |
John | UyCyr | 15:18 | — Бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтләнсә, силәрдин авал Мәндин нәпрәтләнгәнлигини билиңлар. | |
John | UyCyr | 15:19 | Силәрму бу дунияниң адәмлиридин болған болсаңлар, бу дунияниң адәмлири силәрни өзиниң дәп сөйгән болатти. Бирақ Мән силәрни бу паний дуниядин айрип, таллиғанлиғим үчүн, әнди бу дунияға мәнсүп әмәссиләр. Шуниң үчүн бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтлиниду. | |
John | UyCyr | 15:20 | Мән силәргә ейтқан сөзни есиңларда тутуңлар: «Қул ғоҗайинидин үстүн турмайду». Маңа зиянкәшлик қилғанлар силәргиму зиянкәшлик қилиду. Мениң сөзүмгә әмәл қилғанлар силәрниңкигиму әмәл қилиду. | |
John | UyCyr | 15:21 | Мениң намим сәвәвидин улар силәргә зиянкәшлик қилиду, чүнки улар Мени Әвәткүчини тонумайду. | |
John | UyCyr | 15:22 | Әгәр Мән келип уларға тәлим бәрмигән болсам, уларниң гуналири гуна дәп қаралматти. Лекин һазир улар өз қилмишлириниң яман екәнлигини билмидуқ дәләлмәйду. | |
John | UyCyr | 15:24 | Мән уларниң арисида башқа һеч ким қилип бақмиған ишларни қилмиған болсам, уларниң гуналири гуна дәп қаралматти. Әмәлиятта улар Мениң қилған ишлиримни көргән, шундақтиму йәнә Мәндин вә Атамдин нәпрәтләнди. | |
John | UyCyr | 15:25 | Лекин буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған: «Һеч қандақ сәвәпсизла Мәндин нәпрәтләнди», дегән сөз әмәлгә ашурулди. | |
John | UyCyr | 15:26 | Мән силәргә Атамниң йенидин Ярдәмчи, йәни һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһни әвәтимән. У Атамниң йенидин келип, Мән тоғрилиқ гувалиқ бериду. | |