Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JOSHUA
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
Josh UyCyr 1:1  Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр вапат болғандин кейин Пәрвәрдигар Нунниң оғли, йәни Муса пәйғәмбәрниң ярдәмчиси Йошуваға мундақ деди:
Josh UyCyr 1:2  — Мениң хизмәткарим Муса вапат болди. Әнди сән барлиқ исраил хәлқини Иордан дәриясидин өткүзүп, уларни Мән силәргә ата қилмақчи болған зиминға елип беришқа тәйярлиқ көргин.
Josh UyCyr 1:3  Мән Мусаға қилған вәдәм бойичә, силәрниң айиғиңлар тәккәнла зиминни силәргә беримән.
Josh UyCyr 1:4  Силәрниң зиминиңлар җәнубий тәрәптики чөлдин шимал тәрәптики Ливан тағлириғичә, күн чиқиш тәрәптики улуқ Фират дәриясидин пүткүл хитларниң зиминини кесип өтүп, күн петиш тәрәптики Оттура деңизғичә кәңийиду.
Josh UyCyr 1:5  Сән һаят вақтиңда һечким саңа қарши чиқалмайду. Мән Мусаға қандақ яр болған болсам, саңиму шундақ яр болимән. Мән сәндин һәргиз айрилмаймән һәм сени ташлимаймән.
Josh UyCyr 1:6  Сән қәйсәр вә җасарәтлик бол! Чүнки сән өз хәлқиңни Мән әҗдатлириңға беришкә вәдә қилған зиминға егидарчилиқ қилишқа елип барисән.
Josh UyCyr 1:7  Сән интайин қәйсәр вә җасарәтлик бол! Хизмәткарим Муса саңа үгәткән пүткүл Тәврат қануниға қәтъий әмәл қилип, униңдин чәтнәп кәтмисәңла, нәгила баридикәнсән һәммә ишлириң утуқлуқ болиду.
Josh UyCyr 1:8  Тәврат қануни ағзиңдин чүшмисун, кечә-күндүз Тәврат қануни үстидә чоңқур ойлинип, униңда йезилғанларға әмәл қилғин. Шундақ қилсаң, барлиқ ишлириң утуқлуқ, оңушлуқ болиду.
Josh UyCyr 1:9  Мән саңа буйруған әмәсму! Сән қәйсәр вә җасарәтлик бол! Қорқма һәм чүшкүнләшмә. Чүнки сән қәйәргә барсаң, Пәрвәрдигариң — сән етиқат қилип кәлгән Худа — Мән саңа яр болимән.
Josh UyCyr 1:10  Шуниң билән Йошува хәлиқниң сәрдарлириға буйруқ берип:
Josh UyCyr 1:11  — Силәр һәрқайси қараргаһларни арилап, хәлиққә: «Озуқ-түлүклириңларни тәйярлап қоюңлар. Үч күндин кейин биз, Пәрвәрдигар — биз етиқат қилип кәлгән Худа бизгә ата қилмақчи болған зиминға егидарчилиқ қилиш үчүн, Иордан дәриясидин өтимиз», дәп уқтуруш қилиңлар, — деди.
Josh UyCyr 1:12  Йошува йәнә Рубен, Гад қәбилилири вә Манассә қәбилисиниң шәрқий йеримиға мундақ деди:
Josh UyCyr 1:13  — Силәр Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәрниң һаят вақтида силәргә немини буйруғанлиғини билисиләр. Муса пәйғәмбәр мундақ дегән еди: «Пәрвәрдигариңлар Худа Иордан дәриясиниң шәриқ қирғиғидики бу зиминни силәргә маканлишишқа ата қилди».
Josh UyCyr 1:14  Силәрниң аяллириңлар, балилириңлар вә мал-чарвилириңлар Муса пәйғәмбәр силәргә тәхсим қилип бәргән Иордан дәриясиниң қирғиғидики бу зиминда турса болиду. Амма барлиқ палванлириңлар қолиға қурал-ярақ елип, қериндаш қәбилиләрни башлап дәриядин өтүп, уларға ярдәмдә болсун.
Josh UyCyr 1:15  Пәрвәрдигар қериндаш қәбилиләрни силәргә охшаш маканлаштуруп болғичә, уларға ярдәмдә болуңлар. Уларму Пәрвәрдигариңлар Худа ата қилған зиминға егидарчилиқ қилғандин кейин, силәр Пәрвәрдигарниң хизмәткари Муса пәйғәмбәр силәргә бәлгүләп бәргән Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиғиға қайтсаңлар болиду.
Josh UyCyr 1:16  Улар Йошуваға җававән мундақ деди: — Сән бизгә немини буйрусаң, биз шуни бәҗа кәлтүримиз, нәгә әвәтсәң шу йәргә баримиз.
Josh UyCyr 1:17  Биз саңа Муса пәйғәмбәргә бойсунғандәк бойсунимиз. Пәрвәрдигаримиз — Худа бурун Муса пәйғәмбәргә яр болғандәк, саңиму яр болсун.
Josh UyCyr 1:18  Ким сениң сөзлириңгә қарши чиқидикән, буйруқлириңға бойсунмайдикән, у чоқум җенидин җуда қилинсун. Бирақ сән қәйсәр вә җасарәтлик бол!