JUDGES
Chapter 4
Judg | UyCyr | 4:2 | Шуңа Пәрвәрдигар уларни Хазор шәһириниң һөкүмрани болған Қанан падишаси Ябинниң қолиға чүширип бәрди. Ябинниң баш командани Сисира Харошәт-Һаггойим шәһиридә туратти. | |
Judg | UyCyr | 4:3 | Исраиллар Пәрвәрдигардин ярдәм тиләп налә-пәрият қилди. Чүнки Ябинниң 900 төмүр билән мустәһкәмләнгән җәң һарвуси болуп, у исраилларға 20 жил рәһимсизлик билән зулум селип кәлгән еди. | |
Judg | UyCyr | 4:4 | У чағда Дибора исимлиқ бир аял пәйғәмбәр исраилларға һакимлиқ қилатти, у Лаппидотниң аяли еди. | |
Judg | UyCyr | 4:5 | Әфрайим тағлиқ районидики Рамаһ билән Бәйтәлниң оттурисида бир түп хорма дәриғи болуп, Дибора у хорма дәриғиниң түвидә олтирип, дәрт ейтип кәлгән исраилларниң давалирини соратти (бу дәрәқ кейин «Дибора дәриғи» дәп аталған). | |
Judg | UyCyr | 4:6 | Бир күни у Нафталидики Қәдәш шәһиригә адәм әвәтип Абиноамниң оғли Барақни чақиртип келип, униңға: — Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа саңа: «Нафтали вә Зәбулун қәбилисидин 10 миң адәмни жиғип, уларни Табор теғиға башлап кәл. | |
Judg | UyCyr | 4:7 | Мән Ябинниң баш командани Сисирани җәң һарвулири вә қошунлири билән Қишон дәрияси бойида сән билән җәң қилғили чиқиримән һәм уни сениң қолуңға чүширип беримән», дәп әмир қилди, — деди. | |
Judg | UyCyr | 4:8 | Барақ униңға: — Әгәр сиз биллә барсиңиз, мән барай, сиз бармисиңиз мәнму бармаймән, — дәп җавап бәрди. | |
Judg | UyCyr | 4:9 | Дибора: — Болиду, мән биллә барай. Бирақ сән ғалибә қилсаңму шан-шөһритиң болмайду, чүнки Пәрвәрдигар Сисирани бир аялниң қолиға чүширип бәргән болиду, — деди. Шуниң билән Дибора билән Барақ биллә Қәдәш шәһиригә қарап йолға чиқти. | |
Judg | UyCyr | 4:10 | Барақ Зәбулун вә Нафтали қәбилилирини Қәдәш шәһиригә чақирип, улардин 10 миң кишини өзи билән елип маңди. Дибораму униң билән биллә маңди. | |
Judg | UyCyr | 4:11 | У чағда қенлардин болған Хәбәр, Қәдәш шәһиригә йеқин болған Заананнимдики бир түп дуб дәриғи йенида чедир тиккән еди. У башқа қенлардин айрилип туратти. Улар Муса пәйғәмбәрниң қейинакиси Хобабниң әвлатлири еди. | |
Judg | UyCyr | 4:13 | 900 төмүр билән мустәһкәмләнгән җәң һарвуси вә пүтүн қошунини жиғип, улар билән Харошәт-Һаггойим шәһиридин Қишон дәрияси бойиға барди. | |
Judg | UyCyr | 4:14 | Дибора Бараққа: — Алға! Бүгүн Пәрвәрдигар Сисирани қолуңға чүширип беридиған, саңа йолбашчи болидиған күн әмәсму? — деди. Шуниң билән Барақ 10 миң кишилик қошунни башлап Табор теғидин чүшти. | |
Judg | UyCyr | 4:15 | Барақниң қошуни һуҗумға өткәндә, Пәрвәрдигар Сисирани вә униң пүтүн қошунлирини җәң һарвулири билән қошуп тери-перәң қиливәтти. Сисира һарвусини ташлап пиядә қечип кәтти. | |
Judg | UyCyr | 4:16 | Барақ уларниң қошуни вә җәң һарвулирини Харошәт-Һаггойим шәһиригичә қоғлап барди. Сисираниң пүтүн қошунидики адәмләрдин бириму қалмай қилич астида җан бәрди. | |
Judg | UyCyr | 4:17 | Сисира қечип қенлардин болған Хәбәрниң хотуни Яелниң чедириниң йениға кәлди. Чүнки Хазор падишаси Ябин Хәбәр билән дост еди. | |
Judg | UyCyr | 4:18 | Яел Сисираниң алдиға чиқип күтүвалди вә униңға: — Җанаплири, ичкиригә мәрһәмәт қилсила, қорқмисила, — деди. Шуниң билән Сисира чедирға кирди. Яел уни каривәт япқучи билән йошуруп қойди. | |
Judg | UyCyr | 4:19 | Сисира униңға: — Уссап кәттим. Азирақ су бәрсиңиз, — деди. Яел униңға бир тулумни ечип, униңдин сүт қуюп бәрди вә уни йәнә йошуруп қойди. | |
Judg | UyCyr | 4:20 | Сисира Яелға: — Чедирниң алдиға чиқип турғайсиз, әгәр бири келип, бу йәрдә адәм барму? дәп сориса, йоқ дегәйсиз, — деди. | |
Judg | UyCyr | 4:21 | Сисира интайин чарчап кәткәчкә, йетипла уйқиға кәтти. Хәбәрниң хотуни Яел қолиға тоқмақ билән чедирға қақидиған қозуқтин бирни елип, Сисираниң йениға аста келип, қозуқни униң чекисигә қеқип йәргә патурувәтти. Сисира өлди. | |
Judg | UyCyr | 4:22 | Барақ Сисирани издәп кәлгән еди, Яел униң алдиға чиқип: — Бу яққа келиң, мән сиз издәп кәлгән адәмни көрситәй, — деди. Барақ униң билән чедирға кирип, Сисираниң өлүк ятқинини вә чекисигә қозуқ қеқилғанлиғини көрди. | |