Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
HEBREWS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next
Chapter 13
Hebr UyCyr 13:1  Бир-бириңларға һемишәм қериндашларчә меһир-муһәббәт көрситиңлар.
Hebr UyCyr 13:2  Натонуш кишиләргә меһмандост болушни унту­маң­­лар. Чүнки бәзиләр меһмандостлуқ билән билмәстин периштә­ләрни меһман қилған.
Hebr UyCyr 13:3  Зинданға ташланған мәсиһийләрни улар билән биллә зинданда турғандәк яд етип, ярдәм қилиңлар. Хорланғанларни худди өзәңларму хорланғандәк һис қилип, яд етип туруңлар.
Hebr UyCyr 13:4  Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җори­сиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.
Hebr UyCyr 13:5  Өзәңларни мал-дунияға урмаңлар. Бариға қанаәт қилиңлар. Тәвратта Худа мундақ дегән: «Сәндин әсла айрилмаймән, Сени әсла ташлимаймән».
Hebr UyCyr 13:6  Шуңа Зәбурда йезилғандәк жүрәклик ейталаймизки: «Қорқмаймән, Рәббим ярдәмчимдур. Кишиләр мени немә қилалисун?»
Hebr UyCyr 13:7  Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.
Hebr UyCyr 13:8  Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә мәңгү өзгәрмәйду.
Hebr UyCyr 13:9  Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.
Hebr UyCyr 13:10  Бизләрниң шундақ бир қурванлиқ супимиз барки, биз униң­дики гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқтин һөзүр­линә­ләймиз. Әйни чағда ибадәт чедирида хизмәттә болған роһанийлар болса гуналарниң төләми үчүн аталған қурванлиқлардин һөзүрлинәл­мәтти.
Hebr UyCyr 13:11  Бу гуналарни кәчүрүм қилишниң капалити сүпитидә өлтүрүл­гән һайванларниң қени баш роһаний тәрипидин әң муқәддәс җайға елип кириләтти, тени болса қараргаһниң сиртида көйдүрүлиду.
Hebr UyCyr 13:12  Шуңа Әйса Мәсиһму Өз қени билән хәлиқни пак қилип, Худаға аташ үчүн, шәһәр дәрвазисиниң сиртида азап чекип өлди.
Hebr UyCyr 13:13  Шундақ екән, бизму қараргаһниң сиртиға чиқип, Униң йениға берип, У һақарәтләргә учриғинида бәрдашлиқ бәргинидәк, бизму һақарәт­ләргә бәрдашлиқ берәйли.
Hebr UyCyr 13:14  Йәр-йүзидә мәңгү моҗут болидиған шәһиримиз йоқ. Биз кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз.
Hebr UyCyr 13:15  Шу сәвәвидин һемишәм Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға мәдһийилиримизни қурванлиқ сүпитидә атайли, йәни өз ағзимиз билән Униң намини етирап қилайли.
Hebr UyCyr 13:16  Яхшилиқ қилишни вә башқиларни өзимиздә бар болғандин тәң һөзүрләндүрүшни унтумайли. Чүнки Худа бундақ қурванлиқлардин хурсән болиду.
Hebr UyCyr 13:17  Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.
Hebr UyCyr 13:18  Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз.
Hebr UyCyr 13:19  Йениң­­­ларға пат арида қайтип беришим үчүн, дуа қилишиңларни алаһидә өтүнимән.
Hebr UyCyr 13:20  Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа
Hebr UyCyr 13:21  силәрни силәр еһтияҗ болған барлиқ яхши нәрсиләр билән тәминләп, Өз ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Әбәдил-әбәд шан-шәрәпкә лайиқ болған Әйса Мәсиһ арқилиқ силәрни Өзини хурсән қилидиған ишларни қилишқа йетәклигәй, амин!
Hebr UyCyr 13:22  Қериндашлирим, силәрдин өтүнимәнки, бу қисқиғина хәттики несиһәтлиримни разимәнлик билән қобул қилғайсиләр.
Hebr UyCyr 13:23  Қеринди­ши­миз Тимотийниң зиндандин қоюп берилгәнлигидин хәвәрдар болғайсиләр. Йеқинда йенимға келип қалса, униң билән биллә силәр­ни йоқлап баримән.
Hebr UyCyr 13:24  Барлиқ йетәкчилириңлар вә башқа мәсиһийләргә салам ейтқай­си­ләр. Италиядин кәлгән қериндашлар силәргә салам йоллиди.
Hebr UyCyr 13:25  Худаниң меһир-шәпқити һәммиңларға яр болғай!