I SAMUEL
Chapter 3
I Sa | UyCyr | 3:1 | Бала Самуил Әлиниң көз алдида Пәрвәрдигарға хизмәт қилип жүргән еди. У чағларда Пәрвәрдигардин кәлгән сөзләр вә ғайибанә аламәтләр кам еди. | |
I Sa | UyCyr | 3:3 | Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһидики чирақ техи йенип туратти. Самуилму ибадәтгаһта ятатти, келишим сандуғи болса шу йәрдә еди. | |
I Sa | UyCyr | 3:4 | Шу чағда Пәрвәрдигар Самуилни чақирди. — Ләббәй, мана мән, — дәп җавап бәрди Самуил вә | |
I Sa | UyCyr | 3:5 | Әлиниң йениға жүгрәп кәлди, — мени чақирған едиңиз, мана мән! — деди. — Яқ, сени мән чақирмидим, қайтқин, берип җайиңда ят, — деди Әли. Самуил қайтип берип ятти. | |
I Sa | UyCyr | 3:6 | Пәрвәрдигар йәнә: — Самуил! — дәп чақирди. Самуил йәнә орнидин туруп, Әлиниң йениға кәлди вә: — Мени чақирған едиңиз, мана мән! — деди. — Чақирмидим, балам, қайтқин, берип җайиңда ят, — деди у. | |
I Sa | UyCyr | 3:7 | Шу чаққичә Пәрвәрдигарниң сөзи Самуилға техи аян болмиғачқа, у Пәрвәрдигарни тонуматти. | |
I Sa | UyCyr | 3:8 | Пәрвәрдигар Самуилни үчинчи қетим чақирди. У йәнә орнидин туруп Әлиниң йениға кәлди вә: — Мени чақирған едиңиз, мана мән! — деди. Әли шу чағда бу балини Пәрвәрдигарниң чақириватқанлиғини билип йәтти. | |
I Sa | UyCyr | 3:9 | Әли Самуилға: — Берип, җайиңда ят, әгәр йәнә чақирса, сән: «Әй Пәрвәрдигар, сөз қил, қулуңниң қулиғи Сәндә!» дегин, — деди. Самуил берип өз орнида ятти. | |
I Sa | UyCyr | 3:10 | Пәрвәрдигар униң қешиға келип, байиқидәк: — Самуил! Самуил! — дәп чақирди. — Сөз қил, қулуңниң қулиғи Сәндә! — дәп җавап бәрди Самуил. | |
I Sa | UyCyr | 3:11 | Пәрвәрдигар униңға: — Самуил, Мән исраиллар ичидә шундақ бир иш қилмақчимәнки, уни аңлиғучилар аң-таң қалиду. | |
I Sa | UyCyr | 3:12 | Шу чағда Мән Әлиниң аилиси тоғрисида ейтқан сөзлиримниң һәммисини баштин-ахириғичә әмәлгә ашуримән. | |
I Sa | UyCyr | 3:13 | Мән униң аилисини мәңгү җазалайдиғанлиғимни униңға ейтқан едим. Чүнки у оғуллириниң еғир гуналиридин хәвәрдар болуп, уларниң Маңа күпүрлүк қиливатқанлиғини билип туруп, уларни тосимиди. | |
I Sa | UyCyr | 3:14 | Шуниң үчүн Мән Әлиниң аилиси тоғрилиқ қәсәм қилдимки, Әлиниң аилисиниң гуналири һәрқандақ қурванлиқ вә һәдийәләр биләнму мәңгү кәчүрүм қилинмайду, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 3:15 | Самуил таң атқичә орнида йетип, андин турди вә Пәрвәрдигарниң ибадәтгаһиниң ишиклирини ачти. У бу сөзни Әлигә ейтиштин қорқти. | |
I Sa | UyCyr | 3:16 | Әли уни: — Әй оғлум Самуил! — дәп чақирди. — Ләббәй, мана мән! — дәп җавап бәрди Самуил. | |
I Sa | UyCyr | 3:17 | Әли униңға: — Пәрвәрдигар саңа немиләрни деди? Мәндин йошурма. Әгәр һәммисини ейтмисаң, Худа сени еғир җазалиғай! — деди. | |
I Sa | UyCyr | 3:18 | Шуңа Самуил һечнемини йошурмай, өз әйни бойичә ейтип бәрди. Әли униңға: — У Пәрвәрдигардур, Униң ирадә қилғини әмәлгә ашқай, — деди. | |
I Sa | UyCyr | 3:19 | Самуил чоң болғансири Пәрвәрдигар униңға яр болуп, у арқилиқ йәткүзүлгән сөзлириниң һечбирини әмәлгә ашурмай қоймиди. | |
I Sa | UyCyr | 3:20 | Шуниң билән Исраилниң шималидики Дан шәһиридин җәнубидики Бәәршәба шәһиригичә болған зиминда яшайдиған пүткүл исраиллар Самуилниң һәқиқәтән Пәрвәрдигар таллиған пәйғәмбәр екәнлигини билип йәтти. | |