II SAMUEL
Chapter 15
II S | UyCyr | 15:1 | Шуниңдин кейин Абсалом өзигә бир җәң һарвуси билән атларни, шундақла 50 чапармәнни һазирлиди. | |
II S | UyCyr | 15:2 | У дайим сәһәр қопуп шәһәр дәрвазиси алдидики йол бойида туратти. Бирәрси дава иши тоғрилиқ падиша билән көрүшүшкә у йәргә кәлсә, Абсалом уни чақирип «Қәйәрликсиз?» дәп соратти. Натонуш киши җававән: «Мән, қуллири Исраилниң палани қәбилисидин» десә, | |
II S | UyCyr | 15:3 | Абсалом: «Қараң, давайиңиз йоллуқ һәм һәқ екән, бирақ падишаниң йенида буни аңлайдиған адәм йоқ», дәтти. | |
II S | UyCyr | 15:4 | Абсалом йәнә «Әгәр мән бу йәрдә сәрдар болған болсам, әризә қилип кәлгәнләр мени издәтти. Мән уларниң иши һәққидә адиллиқ билән қарар чиқираттим», дәтти. | |
II S | UyCyr | 15:5 | Бирәрси келип Абсаломға тазим қилмақчи болса, у қолини узитип уни қучағлап сөйүп кетәтти. | |
II S | UyCyr | 15:6 | Абсалом падишаға әризә қилғили кәлгән барлиқ исраилларға мошундақ муамилә қилип, уларниң көңлини өзигә қаритивалди. | |
II S | UyCyr | 15:7 | Төрт жил өткәндин кейин Абсалом Давут падишаға: — Мениң Пәрвәрдигарға қилған вәдәмни ада қилишим үчүн Һибронға беришимға иҗазәт бәргәйла! | |
II S | UyCyr | 15:8 | Мән Сүрийәниң Гишур дегән йеридә туруватқинимда Пәрвәрдигарға: «Әгәр мени Йерусалимға қайтурсаң, Һибронда Саңа ибадәт қилимән» дәп вәдә бәргән едим, — деди. | |
II S | UyCyr | 15:10 | Бирақ Абсалом Исраилниң барлиқ қәбилилиригә адәмлирини әвәтип: «Силәр бурға авазини аңлиған һаман ‹Абсалом Һибронда падиша болупту› дәңлар», деди. | |
II S | UyCyr | 15:11 | Абсаломниң йенида униң тәкливи бойичә Йерусалимдин униңға әгишип кәлгән 200 адәм бар еди. Улар Абсаломниң яман нийитидин хәвәрсиз адәмләр еди. | |
II S | UyCyr | 15:12 | Абсалом қурванлиқ сунуш билән бир вақитта, Давутниң мәслиһәтчиси гилоһлуқ Ахитофәлгә адәм әвәтип, уни Гилоһдин елип кәлди. Абсаломға әгәшкәнләрниң сани зор миқдарда көпийиши билән, Давут падишаға болған сүйиқәстму барғансири күчәйди. | |
II S | UyCyr | 15:13 | Бир хәвәрчи Давутниң йениға келип: «Исраилларниң қәлби Абсаломға еғип кәтти», деди. | |
II S | UyCyr | 15:14 | Андин Давут Йерусалимда өзи билән биргә болған һәммә әмәлдарлириға: — Әмсә, биз қачайли, болмиса Абсаломдин қечип қутулалмаймиз. Тез болуңлар, болмиса у бизгә йетишивелип, бизни һалакәткә тиқип, шәһәр аһалисиниң һәммисини қилич билән қириветиду, — деди. | |
II S | UyCyr | 15:15 | Падишаниң әмәлдарлири падишаға: — Хоп, падишайи аләм, қандақ қарар қилсилири биз бәҗа кәлтүримиз, — деди. | |
II S | UyCyr | 15:16 | Шуниң билән падиша пүтүн орда әһлини әгәштүрүп йолға чиқти. Ордини сақлисун дәп он тоқилини ордиға қойди. | |
II S | UyCyr | 15:17 | Падиша йолға чиққанда, униң барлиқ адәмлири униңға әгишип маңди. Улар шәһәрниң әң четидики бир өйгә келип тохтиди. | |
II S | UyCyr | 15:18 | Падишаниң ясавуллирини өз ичигә алған барлиқ адәмлири вә Гаттин падишаға әгишип кәлгән 600 нәпәр гатлиқлар падишаниң йенидин өтти. | |
II S | UyCyr | 15:19 | Падиша гатлиқ Иттайға: — Немишкә биз билән келисән? Қайтип кәт! Сән башқа әлдин сүргүн қилинған бир мусапирсән. Ким падишайиң болса, шуниң йенида тур. | |
II S | UyCyr | 15:20 | Сән түнүгүнла кәлдиң. Мән нәгә беришимни өзәмму билмәймән. Бу күнләрдә сени сәргәрдан қилип жүрәйму? Өзәң билән биллә кәлгәнләрни елип қайтқин. Худа саңа меһир-муһәббәт вә садақәтмәнлик көрсәткәй! — деди. | |
II S | UyCyr | 15:21 | Бирақ Иттай падишаға: — Әй падишайи аләм, мән мәңгү һаят Пәрвәрдигар, шундақла силиниң алдилирида қәсәм қилимәнки, һаятлиқ яки маматлиқ болсун, сили нәдә болсила, мән, қуллири шу йәрдә болимән, — дәп җавап бәрди. | |
II S | UyCyr | 15:22 | Давут Иттайға: — Бопту, биз билән жүривәр, — деди. Шундақ қилип, гатлиқ Иттай барлиқ адәмлирини бала-җақилири билән елип, алдиға қарап меңип кәтти. | |
II S | UyCyr | 15:23 | Давутниң адәмлири йолдин өтүп кетиватқанда, пүтүн жут әһли һөкүрәп жиғлап кәтти. Падиша Давут Қидрон җилғисидин кесип өтүп, барлиқ адәмлирини башлап, дәшт-баяванға қарап йол алди. | |
II S | UyCyr | 15:24 | Роһаний Задоқ вә роһаний Әбиятар Худаниң келишим сандуғини көтиривалған лавийлар билән биллә шу йәрдә еди. Улар Худаниң келишим сандуғини йәргә қоюп, Давут вә униң адәмлири шәһәрдин чиқип болғичә күтүп турушти. | |
II S | UyCyr | 15:25 | — Худаниң келишим сандуғини Йерусалимға қайтуруп кетиңлар! — деди падиша Задоққа, — әгәр Пәрвәрдигар мәндин рази болса, мени қайтуруп келип, келишим сандуғи турған өйни вә келишим сандуғини маңа йәнә көрсәтсун. | |
II S | UyCyr | 15:26 | Әгәр Пәрвәрдигар: «Сәндин рази әмәсмән» десә, мәйли мени қандақ қилса шундақ қилсун. | |
II S | UyCyr | 15:27 | Падиша йәнә роһаний Задоққа: — Сән әһвални чүшинисән. Оғлуң Ахимаас вә роһаний Әбиятар һәм униң оғли Йонатан билән биллә шәһәргә тинич қайтип кетиңлар. | |
II S | UyCyr | 15:28 | Мән силәрдин таки хәвәр кәлгичә даладики дәриядин өтидиған җайда күтүп туримән, — деди. | |
II S | UyCyr | 15:29 | Шундақ қилип, Задоқ билән Әбиятар Худаниң келишим сандуғини Йерусалимға қайтуруп кетишти вә өзлириму шу йәрдә туруп қелишти. | |
II S | UyCyr | 15:30 | Давут һөкүрәп жиғлап, қайғу-һәсрәттин бешини йепивелип, ялаң аяқ пети зәйтун теғиға чиқишқа башлиди. Униң һәмралириму башлирини йепивелип жиғлап меңишти. | |
II S | UyCyr | 15:31 | Давутниң мәслиһәтчиси Ахитофәлниң Абсалом тәрәпкә өтүп кәткәнлик хәвири Давутқа йетип кәлгәндә, Давут Пәрвәрдигарға: «Әй Пәрвәрдигар, Ахитофәлниң көрсәткән мәслиһәтлирини әхмиқанилиққа айландурувәткәйсән», дәп дуа қилди. | |
II S | UyCyr | 15:32 | Давут тағниң бешиға, йәни кишиләр Худаға сәҗдә қилидиған йәргә йетип кәлгәндә, Арки җамаитидин болған Хушай кийимлирини житип, бешиға топа чачқан һалда уни шу йәрдә күтүвалди. | |
II S | UyCyr | 15:34 | Сән Йерусалимға қайтип, Абсаломға: «Әй падиша алийлири, мән илгири атилириниң хизмәткари болғинимдәк, әнди силиниңму хизмәткарлири болушни халаймән», дегин. Шундақ қилсаң, Ахитофәлниң көрсәткән мәслиһитигә қарши чиқип, маңа ярдәм қилалайсән. | |
II S | UyCyr | 15:35 | Роһаний Задоқ билән роһаний Әбиятарму шу йәрдә сән билән биллә болиду әмәсму?! Сән ордида аңлиғанлириңниң һәммисини уларға ейтип тур. | |
II S | UyCyr | 15:36 | Уларниң оғуллири Ахимааз билән Йонатанму шу йәрдә. Улар арқилиқ аңлиғанлириңниң һәммисини маңа йәткүзсәң болиду, — деди. | |