JUDGES
Chapter 2
Judg | UyCyr | 2:1 | Пәрвәрдигарниң пәриштиси Гилгал шәһиридин Бокимға келип исраилларға: — Мән силәрни Мисирдин елип чиқип, әҗдатлириңларға вәдә қилинған зиминға елип бардим. Мән силәргә: «Силәр билән түзгән келишимимни һәргиз бузмаймән. | |
Judg | UyCyr | 2:2 | Силәр һәргиз йәрлик аһалиләр билән бирәр келишим түзмәңлар, уларниң қурванлиқ супилирини бузуп ташлаңлар», дегән едим. Бирақ силәр Мениң дегинимгә бойсунмидиңлар. Бу немә қилғиниңлар? | |
Judg | UyCyr | 2:3 | Мән силәргә ейтип қояйки, силәр бу зиминға ичкириләп киргиниңларда, Мән әнди у йәрниң хәлқини қоғлап чиқармаймән. Улар силәрниң биқиниңларға санчилидиған тикән болиду, шундақла уларниң илаһлири силәрни аздуруп қилтаққа чүшириду, — деди. | |
Judg | UyCyr | 2:4 | Пәрвәрдигарниң пәриштиси бу сөзләрни қилип болғанда, исраиллар үн селип жиғлишип кәтти, | |
Judg | UyCyr | 2:6 | Йошува исраилларни тарқитивәткәндин кейин, исраиллар өзлиригә тәхсим қилинған зиминларға егидарчилиқ қилиш үчүн йолға чиқти. | |
Judg | UyCyr | 2:7 | Йошува һаят вақтида исраиллар Пәрвәрдигарға ибадәт қилатти. У вапат болғандин кейинму, Пәрвәрдигарниң исраилларға қилип бәргән барлиқ улуғвар ишлирини өз көзи билән көргән ақсақаллар бир өмүр исраиллар билән биргә Пәрвәрдигарға ибадәт қилди. | |
Judg | UyCyr | 2:9 | Йошува өзигә тәхсим қилинған зиминға, йәни Гааш теғиниң шималидики Әфрайим тағлиқ райониниң Тимнат-Хәрәс шәһиригә дәпнә қилинди. | |
Judg | UyCyr | 2:10 | Шу дәвирләрдә аләмдин өткәнләрниң әвлатлири Пәрвәрдигарни вә Униң исраилларға қилип бәргән барлиқ ишлирини унтуп кәтти. | |
Judg | UyCyr | 2:11 | Кейин исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман иш қилип, өзлирини Мисирдин елип чиққан, әҗдатлири етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигардин йүз өрүп, башқа илаһларға, йәни шу әтраптики қовумлар чоқунидиған Баал вә Ашторәт дегән бутларға чоқунуп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди. | |
Judg | UyCyr | 2:12 | Кейин исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман иш қилип, өзлирини Мисирдин елип чиққан, әҗдатлири етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигардин йүз өрүп, башқа илаһларға, йәни шу әтраптики қовумлар чоқунидиған Баал вә Ашторәт дегән бутларға чоқунуп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди. | |
Judg | UyCyr | 2:13 | Кейин исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман иш қилип, өзлирини Мисирдин елип чиққан, әҗдатлири етиқат қилип кәлгән Пәрвәрдигардин йүз өрүп, башқа илаһларға, йәни шу әтраптики қовумлар чоқунидиған Баал вә Ашторәт дегән бутларға чоқунуп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди. | |
Judg | UyCyr | 2:14 | Шуңа Пәрвәрдигарниң исраилларға қәһәр-ғәзиви қайнап тешип, уларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолиға, йәни әтрапидики дүшмәнлиригә ташлап берип, уларға қарши туралмайдиған қилип қойди. | |
Judg | UyCyr | 2:15 | Улар һәр қетим җәңгә чиққанда Пәрвәрдигар Өз қәсимидә ейтқинидәк, уларни зиянға учритип, интайин зор балаю-апәтләргә дучар қилди. | |
Judg | UyCyr | 2:16 | Пәрвәрдигар исраилларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолидин қутулдуруш үчүн уларға сәрдарларни тайинлап бәрди. | |
Judg | UyCyr | 2:17 | Лекин исраиллар бу сәрдарларғиму бойсунмай, Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилип, башқа илаһларға худди паһишиләрдәк сетилди вә уларға сәҗдә қилишти. Улар Пәрвәрдигарниң буйруқлириға әмәл қилип кәлгән ата-бовилириниң йолини тутмай, тездинла бу йолдин йүз өрүди. | |
Judg | UyCyr | 2:18 | Пәрвәрдигар һәр қетим Өзи тайинлиған сәрдарлар билән биллә болуп, улар һаят чағларда хәлиқни дүшмәнлиридин қутқузатти. Пәрвәрдигар исраилларниң азап чекип, хорлуқ ичидә қилған налә-пәриятлирини аңлап, уларға рәһим қилатти. | |
Judg | UyCyr | 2:19 | Бирақ сәрдарларниң көзи жумулуши биләнла улар өз сәнимигә дәссәп, хата йолға меңип, ата-бовилиридин бәкирәк яманлиқ қилишип кетәтти. Ят илаһларға чоқунуп, уларға сәҗдә қилип, яманлиқ вә җаһиллиқтин ваз кәчмәтти. | |
Judg | UyCyr | 2:20 | Шуңа Пәрвәрдигар исраилларға йәнә ғәзәплинип мундақ деди: — Бу хәлиқ әҗдатлириниң риайә қилишиға буйруған келишимимни бузуп, Маңа бойсунмиди. | |
Judg | UyCyr | 2:21 | Мән уларниң Мениң йолумда өз әҗдатлиридәк маңидиған-маңмайдиғанлиғини синап беқиш үчүн, Йошува аләмдин өткән вақитта бу йәрдә қелип қалған қовумларни қоғлап чиқармаймән. | |
Judg | UyCyr | 2:22 | Мән уларниң Мениң йолумда өз әҗдатлиридәк маңидиған-маңмайдиғанлиғини синап беқиш үчүн, Йошува аләмдин өткән вақитта бу йәрдә қелип қалған қовумларни қоғлап чиқармаймән. | |