EZRA
Chapter 10
Ezra | UyCyr | 10:1 | Әзра ибадәтхана алдида йүзини йәргә йеқип, жиға-зар билән дуа қилип, гуналар үчүн товва қиливатқинида, зор бир топ исраиллар, җүмлидин әр-аял вә балилар униң әтрапиға олишип, һәсрәтлик жиғлашти. | |
Ezra | UyCyr | 10:2 | Елам җамаитидин Йихиелниң оғли Шеканя Әзраға: — Биз йәрликләрдин болған ят хәлиқләрдин хотун елип, Худайимизға садақәтсизлик қилдуқ. Гәрчә шундақ болсиму, Исраилда йәнә үмүт бар. | |
Ezra | UyCyr | 10:3 | Шуңа биз бу хотунлар вә улардин болған балилардин ваз кечимиз дәп, Худайимизға қәсәм беришимиз керәк. Биз сениң вә Худайимизниң әмригә бойсунидиған кишиләрниң нәсиһәтлири бойичә меңип, буни Худаниң қануниға бенаән орунлаймиз. | |
Ezra | UyCyr | 10:4 | Орнуңдин тур! Сән бу ишни бир тәрәп қилишта һоқуқлуқ, биз сени қоллаймиз. Сән җүръәтчан болуп, бу ишни әмәлгә ашур! — деди. | |
Ezra | UyCyr | 10:5 | Шуниң билән Әзра орнидин туруп, роһаний башлиқлар, лавийлар вә қалған барлиқ исраил хәлқини бу тәклип бойичә иш қилишқа қәсәм қилдурди. Улар шу бойичә иш қилди. | |
Ezra | UyCyr | 10:6 | Андин Әзра ибадәтхана алдидин кетип, Әляшибниң оғли Йиһохананниң һоҗрисиға кирди. У у йәрдә қайтип кәлгән сүргүнләрниң садақәтсизлиги үчүн бир кечә йемәй-ичмәй һәсрәт чәкти. | |
Ezra | UyCyr | 10:7 | Кейин Йерусалим вә Йәһудийәниң башқа җайлириға сүргүндин қайтип кәлгән адәмләрниң һәммисиниң Йерусалимға җәм болуши тоғрисида мундақ әмир чүширилди: | |
Ezra | UyCyr | 10:8 | «Кимки үч күн ичидә Йерусалимға йетип кәлмисә, әмәлдар вә ақсақалларниң буйруғи бойичә мал-мүлки тартивелинип, җамаәтниң әзаси болалмайду». | |
Ezra | UyCyr | 10:9 | Үч күн ичидә барлиқ Йәһуда вә Бинямин қәбилисидикиләр Йерусалимға җәм болди. 9-айниң 20-күни барлиқ хәлиқ ибадәтхана алдидики мәйдандин орун алди. Қаттиқ ямғур вә бу ишниң җиддийлиги сәвәвидин һәммә адәмни титирәк басти. | |
Ezra | UyCyr | 10:10 | Андин Әзра роһаний орнидин туруп, уларға: — Силәр садақәтсизлик қилип, ят хәлиқләрдин хотун елип, исраилларни техиму еғир гунаға патқуздуңлар. | |
Ezra | UyCyr | 10:11 | Әнди силәр Пәрвәрдигар, йәни әҗдатлириңлар етиқат қилип кәлгән Худаға гунайиңлар үчүн товва қилип, Униң ирадиси бойичә иш көрүңлар. Зиминимизда туридиған йәрлик хәлиқләр вә яттин алған хотунлириңлардин мунасивәтни үзүңлар! — деди. | |
Ezra | UyCyr | 10:12 | Җамаәт жуқури авазда җававән мундақ деди: — Тоғра ейттиңиз, дегиниңизни бәҗа кәлтүримиз! | |
Ezra | UyCyr | 10:13 | Лекин адәм көп һәм ямғур пәсли, биз сиртта узун туралмаймиз. Бу бир-икки күндә пүтидиған иш әмәс. Чүнки бу гунаға патқан адәмләр наһайити көп. | |
Ezra | UyCyr | 10:14 | Әмәлдарлиримиз бизгә вәкил болсун. Ят хәлиқләрдин хотун алған кишиләр бәлгүләнгән вақитта өз шәһириниң ақсақал вә сорақчилири билән биллә бу йәргә кәлсун. Шундақ қилғанда, Худайимизниң бу ишқа болған ғәзиви пәсийип қалар. | |
Ezra | UyCyr | 10:15 | Пәқәт Асаелниң оғли Йонатан билән Тиқваһниң оғли Яхзия буниңға қарши чиқти. Уларни Мишуллам билән лавийлардин Шаббитай қоллиди. | |
Ezra | UyCyr | 10:16 | Қалғанлар бу мәслиһәтни қобул қилди. Шуңа Әзра роһаний һәр җамаәт башлиқлири арисидин кишиләрни таллап, уларниң исимлирини хатириләвалди. 10-айниң 1-күни бу кишиләр җәм болуп тәкшүрүшни башлиди. | |
Ezra | UyCyr | 10:18 | Ят хәлиқләрдин хотун алған роһанийлар җамаитиниң исимлиги төвәндикичә: Йозадақниң оғли Йешува вә униң қериндашлириниң җамаитидин: Маасея, Әлиәзәр, Яриб вә Гидаля. | |
Ezra | UyCyr | 10:19 | Улар хотунлирини қоюп беришкә қәсәм қилип, гунайи үчүн әйип қурванлиғи сүпитидә бирдин қошқарни һәдийә қилди. | |
Ezra | UyCyr | 10:23 | лавийлардин Йозабад, Шимъи, Қелая (Қилита дәпму атилиду), Питахя, Йәһуда вә Әлиәзәр. | |
Ezra | UyCyr | 10:24 | Ибадәтхана мунаҗәтчилиридин Әляшиб, ибадәтхана дәрвазивәнлиридин Шаллум, Тәләм вә Ури, | |
Ezra | UyCyr | 10:25 | башқа исраиллардин: Паръош җамаитидин Рамия, Йизия, Малкия, Миямин, Әлазар, Малкия вә Биная, | |
Ezra | UyCyr | 10:30 | Пахат-Моаб җамаитидин Адна, Килал, Биная, Маасея, Маттаня, Бизалел, Биннуй вә Манассә, | |