Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
HEBREWS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next
Chapter 12
Hebr UyCyr 12:1  Бизгә ишәнч билән яшашниң немә екәнлигини көрсәткән әшу кишиләр худди гувачилардәк әтрапимизда болған екән, бизгә тосқунлуқ қилидиған һәр хил ишлардин вә бизни чирмавалған гуналардин қол үзүп, алдимиздики мусапини чидамлиқ билән бесип өтәйли.
Hebr UyCyr 12:2  Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрү­лүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.
Hebr UyCyr 12:3  Роһуңлар чүшүп, җасаритиңларни йоқатмаслиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң гунакарларниң шунчә хорлашлириға қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигини ойлап көрүңлар.
Hebr UyCyr 12:4  Гунаға қарши күришиңларда техи қан аққузуш дәриҗисигә берип йәтмидиңлар.
Hebr UyCyr 12:5  Худаниң силәрни Өз пәрзәнтлирим дәп илһамландуридиған Муқәддәс Язмилардики мону сөзлирини унтудуңларму? «Пәрзәндим, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима, Әйиплишидин роһсизланма,
Hebr UyCyr 12:6  Чүнки Пәрвәрдигар сөйгәнлиригә тәрбийә бериду, Пәрзәндим дәп қобул қилғанларни чивиқлайду».
Hebr UyCyr 12:7  Азап чәккиниңларни Худаниң тәрбийиси дәп билип, униңға бәрдаш­­лиқ бериңлар. Чүнки силәрниң тәрбийә елишиңларниң өзи Худаниң силәрни пәрзәндим дәп муамилә қилидиғанлиғини көрси­тиду. Қайси пәрзәнт атиси тәрипидин тәрбийиләнмисун?
Hebr UyCyr 12:8  Шуниң үчүн Худаниң пәрзәнтлириниң һәммиси Худа тәрипидин тәрбийили­ниду. Әгәр Худаниң пәрзәнтлири алидиған тәрбийидин мәһрум болсаңлар, һәқиқий пәрзәнткә әмәс, бәлки ата тәрбийиси көрмигән һарамдин бол­ған пәрзәнткә охшап қалисиләр.
Hebr UyCyr 12:9  Йәр-йүзидики атимиз­ниң тәрбийи­сини қобул қилип, уларни һөрмәтләп кәлдуқ. Шундақ екән, асмандики Атимизға техиму бойсунуп яшишимиз керәк әмәсму?
Hebr UyCyr 12:10  Йәр-йүзидики атимиз бизни пәқәт өзи мувапиқ көргән йол бойичә вақитлиқ тәрбийиләйду. Лекин Худаниң тәрбийиси һемишәм бизниң пайдимиз үчүндур. У бизни Өз паклиғидин һөзүрләндүрүш үчүн тәрбийиләйду.
Hebr UyCyr 12:11  Қаттиқ тәрбийә билән түзитилгән адәм түзитиш берилгән вақитниң өзидә хошал болмайду, көңли бузулиду. Бирақ кейин у бундақ түзитиш билән тавлинип, аманлиқ вә һәққанийлиқ йолида маңиду.
Hebr UyCyr 12:12  Шуниң үчүн талған қолуңларға мәдәт берип, пүкүлгән тизиңлар­ни руслаңлар.
Hebr UyCyr 12:13  Силәргә әгәшкән «асқақларниң» жиқилип чүшмәслиги үчүн маңған йолуңлар түз болсун. Буниң билән силәр уларниң шипа тепишиға ярдәм берәләйсиләр.
Hebr UyCyr 12:14  Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду.
Hebr UyCyr 12:15  Диққәт қилиңларки, һеч ким Худаниң меһир-шәпқитидин мәһрум қалмисун. Силәргә зиян йәткүзидиған вә көпчиликни зәһәрләйдиған, адавәтниң гияси араңларда йилтиз тартмисун.
Hebr UyCyr 12:16  Һеч ким җинсий әхлақсизлиқ қилми­сун яки тунҗа оғуллуқ мирас һоқуқини бир вақлиқ тамаққа сатқан Әсавға охшаш, Худаға беһөрмәтлик қилмисун.
Hebr UyCyr 12:17  Силәргә мәлумки, Әсав кейин атисиниң хәйирлик дуасини елишни ойлисиму, рәт қилин­ди. У пушайман қилип, дуа елиш үчүн һәтта көз яшлирини еқитип ялвурған болсиму, кечиккән еди.
Hebr UyCyr 12:18  Силәр исраиллар Тәврат қанунини қобул қилған, қол билән тутқили болидиған, ялқунлап от йенип туруватқан һәм қара булут, қараңғулуқ, қара боран қаплиған Синай теғиға кәлмидиңлар.
Hebr UyCyr 12:19  У җайда чақириқ канийиниң садаси билән сөзлигән авазни аңлиғанлар: «Бундақ сөзләр әнди бизгә ейтилмисикән!» дәп Худаға ялвурған еди.
Hebr UyCyr 12:20  Чүнки «Әгәр бу таққа һәтта бирәр һайван йеқин кәлсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дегән әмир уларға наһайити еғир кәлгән еди.
Hebr UyCyr 12:21  У көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, һәтта Муса пәйғәм­бәрму: «Бәк қорқуп титрәп кәттим», дегән еди.
Hebr UyCyr 12:22  Силәр Сион теғиға, йәни мәңгү һаят Худаға тәәллуқ — асмандики Йерусалимға кәлдиңлар. У һейт-мәрикә хошаллиғиға чөмгән он миңлиған периштәләр жиғилған,
Hebr UyCyr 12:23  исимлири асманда йезилған тунҗа туғулғанлар җәм болидиған, пүтүн инсанларниң сорақчиси Худа бар болған, камаләткә йәткүзүлгән һәққаний кишиләрниң роһлири моҗут болған,
Hebr UyCyr 12:24  Йеңи келишимниң васитичиси Әйса Мәсиһ һәм Униң сепилгән қени болған җайдур. Бу сепилгән қан Һабилниң қенидәк интиқам дәп һөкүрәп жиғлашниң орниға, гуналарни кәчүрдүм, дәп капаләт бериду.
Hebr UyCyr 12:25  Силәргә буларни ейтқан Худадин йүз өрмәсликкә диққәт қилиңлар. Чүнки бу аләмдә өзлирини агаһландурғучи Муса пәйғәмбәрни рәт қилған исраиллар бундақ қилишниң җазасидин қутулал­миған йәрдә, асмандики бизни агаһландурғучини рәт қилсақ, у җазадин биз қандақ­му қутулалаймиз?!
Hebr UyCyr 12:26  Худа Синай теғидин сөзлигәндә, Униң авази зимин­ни зил-зилигә кәлтүргән еди. Лекин әнди У: «Йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму зил-зилигә кәлтүримән», дәп вәдә қилди.
Hebr UyCyr 12:27  «Йәнә бир қетим» дегән бу сөз зил-зилигә кәлтүрүлидиған­лар­ниң, йәни яритилған нәрсиләрниң зил-зилә билән йоқитилип, зил-зилигә кәлтүрү­лмәйдиғанларниң мәңгү сақлинишидин ибарәт мәнани билдүриду.
Hebr UyCyr 12:28  Шуниң үчүн зил-зилигә кәлтүрүлмәйдиған бир падишалиққа муйәс­­сәр болғинимиздин миннәтдар болуп, Худани хурсән қилиди­ған һөрмәт вә әйминиш билән Худаға ибадәт қилайли.
Hebr UyCyr 12:29  Чүнки Худайи­миз һәммини һалак қилалайдиған отқа охшайду.