Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
HEBREWS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next
Chapter 7
Hebr UyCyr 7:1  Малкисидиқ Салим шәһириниң падишаси һәм улуқ Худаниң роһанийи болуп, Ибраһим бир қанчә падишани йеңип җәңдин қайтқан чағда, у Ибраһим билән көрүшкән вә униңға бәхит тилигән еди.
Hebr UyCyr 7:2  Ибраһимму еришкән олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Малкисидиқ дегән исимниң мәнаси «Һәққанийәт пади­шаси» дегәнликтур. У Салим шәһириниң падишаси болуп, «Салим падишаси» дегәнниң мәнаси «Аманлиқ падишаси» дегәнлик­тур.
Hebr UyCyr 7:3  Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.
Hebr UyCyr 7:4  Малкисидиқ немә дегән улуқ адәм-һә! Һәтта әҗдадимиз Ибраһим­му олҗисиниң ондин бирини униңға атиған.
Hebr UyCyr 7:5  Лавийниң әвлатлиридин роһаний болғанлар Тәврат қануни бойичә хәлиқтин, йәни өз қерин­даш­лиридин, уларниң өзигә охшаш Ибраһимниң нәсли болушиға қаримай, тапқининиң ондин бир үлүшини жиғиши керәк еди.
Hebr UyCyr 7:6  Лекин Малкисидиққа кәлсәк, у лавий қәбилисидин болмисиму, Ибраһим еришкән олҗиниң ондин бир үлүшини қобул қилип, Ибраһимға — Худаниң вәдисигә егә болған бир адәмгә бәхит тилигән.
Hebr UyCyr 7:7  Шүбһи­сизки, бәхит тилигүчи бәхиткә еришкүчидин үстүндур.
Hebr UyCyr 7:8  Ондин бир үлүшни жиғидиған лавий роһанийлар бәри бир өлидиғанлардур. Бирақ Ибраһимдин ондин бир үлүшни қобул қилған Малкисидиқ болса Муқәддәс Язмиларда гувалиқ берилгәндәк йәнила һаяттур.
Hebr UyCyr 7:9  Һәтта мундақ дейишкә болидуки, ондин бир үлүшни алидиған роһаний лавийларму әҗдади Ибраһим арқилиқ Малкиси­диққа ондин бир үлүшни бәргән.
Hebr UyCyr 7:10  Чүнки Малкисидиқ Ибраһимни қарши алғанда лавийлар техи туғулмиған болсиму, уларни йәнила әҗдади Ибраһим­ниң вуҗудида, дәп қарашқа болиду.
Hebr UyCyr 7:11  Исраил хәлқигә чүширилгән Тәврат қанунидики роһанийлиқ түзүми лавий қәбилисиниң роһаний­лири арқилиқ жүргүзүләтти. Бирақ әгәр Худаниң инсанларни гунадин пак қилиш мәхсити бу роһанийлар арқилиқ әмәлгә ашқан болса, ундақта бу хил түзүм асасида тайинлан­ған Һарундәк тәртиптики әмәс, бәлки Малкисидиқтәк тәртиптики йәнә бир роһанийниң келишиниң немә һаҗити бар еди?
Hebr UyCyr 7:12  Роһаний­лиқ тәртиви өзгәртилгәчкә, униңға мунасивәтлик роһанийлиқ түзүми­му өзгәртилишкә тоғра келиду.
Hebr UyCyr 7:13  Бу ейтиливатқан сөзләр дәл Әйса Мәсиһкә қаритилған. У башқа бир қәбилидин болуп, бу қәбили­дин һеч ким қурванлиқ суписида хизмәттә болуп бақмиған.
Hebr UyCyr 7:14  Рәбби­миз Әйса­ниң Йәһуда қәбилисидин екәнлиги ениқ. Муса пәйғәмбәр роһанийл­ар һәққидә тохталғанда, бу қәбилә тоғрисида бир нәрсә демигән еди.
Hebr UyCyr 7:15  Малкисидиқтәк тәртиптики башқа бир роһанийниң мәйданға келиши роһанийлиқ түзүминиң өзгәртилгәнлигини техиму ениқлаш­турди.
Hebr UyCyr 7:16  Униң роһанийлиққа тайинлиниши болса пүтмәс-түгимәс һаятлиқ қудритигә егә болғанлиғидин болуп, һәргиз роһаний болғучи лавий қәбилисигә тәвә болуш керәк дегән түзүм бойичә болмиди.
Hebr UyCyr 7:17  Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Сән Малкисидиққа охшаш тәртиптә тайинланған мәңгүлүк Роһанийсән», дәп гувалиқ берилгән.
Hebr UyCyr 7:18  Алдинқи түзүм аҗизлиғи вә пайдисизлиғи түпәйлидин күчидин қалди.
Hebr UyCyr 7:19  Чүнки Тәврат қануни һеч кишини камаләткә йәткүзәлмиди. Шуңа униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған техиму яхши үмүт берилди.
Hebr UyCyr 7:20  Униң үстигә, бу үмүт Худаниң қәсими билән капаләткә егә қилин­ди. Илгири өткән роһанийлар Худаниң қәсимисиз роһаний болған еди.
Hebr UyCyr 7:21  Лекин Әйса Мәсиһ болса Худаниң Униңға: «Пәрвәрдигариң қәсәм қилди, У қәсимидин һәргиз янмайду, Сән мәңгүлүк Роһанийсән», дегән қәсими билән Роһаний болди.
Hebr UyCyr 7:22  Демәк, Әйса Мәсиһ техиму яхши бир келишимниң кепили қилинди.
Hebr UyCyr 7:23  Йәнә келип, илгири өткән көп роһанийлар өлүм түпәйлидин вәзиписини давамлаштурушқа амалсиз қалғачқа, бириниң орниға йәнә бири чиққан.
Hebr UyCyr 7:24  Лекин Әйса Мәсиһ мәңгү һаят болғачқа, Униң роһанийлиғи мәңгүлүктур.
Hebr UyCyr 7:25  Шу сәвәптин Әйса Мәсиһ Өзи арқилиқ Худаниң алдиға кәлгәнләрни үзүл-кесил қутқузушқа қадирдур. У мәңгү һаят болуп, улар үчүн Худаға мураҗиәт қилиду.
Hebr UyCyr 7:26  Әйса Мәсиһ дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған Баш Роһаний­дур. У муқәддәс, әйипсиз, пак болуп, гунакарлардин айриветилип, асмандики әң жуқури орунға елип чиқилди.
Hebr UyCyr 7:27  У илгирики баш роһаний­­лардәк һәр күни алди билән Өз гуналири үчүн, кейин хәлиқниң гуналири үчүн қурванлиқ сунушқа муһтаҗ әмәс. Чүнки У Өзини қурван қилғанда, инсанларниң гуналири үчүн қилинидиған қурван­лиқни бир йолила ада қилди.
Hebr UyCyr 7:28  Тәврат қануни аҗиз болған инсанни баш роһаний қилип тайинлатти, лекин Тәврат қанунидин кейин Худа қәсәм билән қилған келишими арқилиқ, мәңгүлүк кама­ләткә йәткү­зүл­гән Оғлини Баш Роһаний қилип тайинлиди.