II SAMUEL
Chapter 11
II S | UyCyr | 11:1 | Әтияз келип, падишалар җәңгә чиқидиған чағ болди. Давут пүтүн Исраил қошунини Йоаб билән ләшкәр башлириниң башчилиғида җәңгә атландурди. Улар аммонларни йәңди вә Раббаһни қоршавға еливалди. Давут өзи болса Йерусалимда қалди. | |
II S | UyCyr | 11:2 | Бир күни кәчқурун Давут орнидин туруп, ординиң өгүзидә у ян-бу ян меңип жүргинидә, наһайити чирайлиқ бир аялниң жуюнуватқанлиғини көрүп қалди. | |
II S | UyCyr | 11:3 | Давут у аялниң ким екәнлигини билип келишкә адәм әвәтти. У адәм қайтип келип: — У Әлиамниң қизи, хит хәлқидин болған Урияниң хотуни Батшәба екән, — деди. | |
II S | UyCyr | 11:4 | Давут адәм әвәтип, у аялни әкәлдүрди вә униң билән биллә болди. (Бу чағда у аял һәйиз көрүп йеңидин сақайған болуп, әндила тазилинип болған еди). Кейин у аял өйигә қайтип кәтти. | |
II S | UyCyr | 11:6 | Давут Йоабқа адәм әвәтип: «Сән хит хәлқидин болған Урияни мениң йенимға әвәткин», деди. Йоаб Урияни Давутниң йениға әвәтти. | |
II S | UyCyr | 11:7 | Урия кәлгәндин кейин Давут униңдин Йоаб вә ләшкәрләрниң, шундақла җәң мәйданиниң әһвалини сориди. | |
II S | UyCyr | 11:8 | Андин Давут униңға: — Өйүңгә қайтип, дәм алғин! — деди. Урия ордидин кәткәндин кейин, Давут падиша униң арқисидин соғатларни әвәтти. | |
II S | UyCyr | 11:9 | Урия болса өзиниң өйигә қайтмай, падишаниң хизмәткарлири билән биллә орда дәрвазисиниң йенида қонуп қалди. | |
II S | UyCyr | 11:10 | «Урия өйигә қайтмапту» дегән хәвәр Давутқа йәткәндә, у Урияни чақиртип, униңдин: — Сән сәпәрдин келип туруп, немишкә өз өйүңгә бармидиң? — дәп сориди. | |
II S | UyCyr | 11:11 | Урия җавап берип: — Исраил вә Йәһудийә ләшкәрлири чедирларда туруватиду, келишим сандуғиму уларниң йенида. Ғоҗам Йоаб вә униң ләшкәр башлири далада йетиватса, мән қандақму өйгә қайтип йәп-ичип, хотунум билән биллә ятай? Мән силиниң намлири билән қәсәм қилимәнки, мән һәргиз ундақ ишни қилмаймән, — деди. | |
II S | UyCyr | 11:12 | — Бүгүнму мошу йәрдә қал. Мән сени әтә уруш мәйданиға йолға селип қойимән, — деди Давут Урияға. Урия шу күни Йерусалимда қалди. | |
II S | UyCyr | 11:13 | Әтиси Давут Урияни өзи билән ғизалинишқа чақиртип, уни мәс қилип қойди. Һалбуки, кәч болғанда Урия өз өйигә берип ятмай, йәнила падишаниң хизмәткарлири ятидиған җайда ятти. | |
II S | UyCyr | 11:15 | У хетидә: «Урияни әң шиддәтлик җәң болидиған алдинқи сәпкә әвәт, униң җәңдә өлүп кетиши үчүн, уни ялғуз ташлап, кәйниңларға чекиниңлар», дәп язған еди. | |
II S | UyCyr | 11:16 | Йоаб у чағда Раббаһ шәһирини қоршавға еливататти. Дүшмәнләр қәйәрдә әң күчлүк болса, у Урияни шу йәргә әвәтти. | |
II S | UyCyr | 11:17 | Дүшмән ләшкәрлири шәһәрдин чиқип, Йоабниң қошуни билән елишқанда, Давутниң ләшкәрлириниң бәзилири өлди. Хит хәлқидин болған Урияму өлди. | |
II S | UyCyr | 11:20 | Әгәр падиша аңлап қаттиқ хапа болуп, сени: «Силәр немишкә шәһәргә шунчә йеқин берип җәң қилдиңлар, дүшмәнниң сепилдин оқ атидиғанлиғини билмәттиңларму? | |
II S | UyCyr | 11:21 | Гидъонниң оғли Абимәләкни кимниң өлтүргәнлигини билмәмсиләр, уни Тибезда бир аял сепилдин қол түгмәнниң тешини ташлап өлтүрмигәнмиди? Шундақ екән, силәр сепилға немишкә шунчә йеқин бардиңлар?» дәп әйипләп кәтсә, сән униңға: «Падишаниң хизмәткари Урияму өлди», дәп җавап бәргин, — деди. | |
II S | UyCyr | 11:22 | Хәвәрчи Давут падишаниң йениға барди вә Йоаб тапилиған сөзләрниң һәммисини униңға ейтти. | |
II S | UyCyr | 11:23 | Хәвәрчи Давут падишаға: — Дүшминимиз биздин күчлүк кәлди. Улар шәһәрдин чиқип, далада биз билән җәң қилди. Бирақ биз уларни шәһәр дәрвазисиғичә қоғлап бардуқ. | |
II S | UyCyr | 11:24 | Шу пәйттә дүшмәнниң оқ-ячилири сепилда туруп падишайи аләмниң ләшкәрлирини оқ-яға тутушти. Силиниң ләшкәрлиридин бәзилири өлди. Уларниң ичидә хит хәлқидин болған хизмәткарлири Урияму бар, — деди. | |
II S | UyCyr | 11:25 | Давут хәвәрчигә: — Сән берип Йоабни илһамландуруп, униңға: «Бу иш сәвәвидин көңлүңни йерим қилма, җәң қурвансиз болмайду. Әнди шәһәргә болған һуҗумни күчәйтип, шәһәрни ишғал қил» дегин, — деди. | |